"Дослуқ қиммәт һаятта" (өзини-өзи тонуш)

Предмет: Начальные классы
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Момунова Аймера Розахуновна 

Өзини-өзи тонуш.                              1-синип

Дәрисниң мавзуси: Дослуқ қимәт һаятта

Мәхсити: "Достлуқ", "Өз ара һөрмәтләш" уқумлириниң адәмгәрчилик хисләтлириниң мәнасини ечип бериш.
Вәзиплири:
а) Балиларни достлири билән йеқимлиқ  мунасивәт қилишқа үгитиш.
ә)Өз ара һөрмәтләш, өз ара чүшинишлик, өз ара ярдәмлишиш

б) Достлуққа, инақлиққа тәрбийиләш.
Көрнәкликләр: Үналғу, һәр хил рәңлик сүрәтләр.
Шатлиқ чәмбири: балилар чәмбәргә туруп, бир-бири билән күлүмсирәп саламлишиду. "Дост болайлуқ һәмиммиз!"

                          Сөзини язған: Х.Талғаров
                            Аһаңини язған:  И.Нүсипбае
Һә қачан дост болуңлар,
айрилмастин жүриңлар.
Инақлиқта һәр қачан,
Достлуқ қәлирин билиңлар.
Туғни тутуп бирликтә,
Әмгәк қиллип, сөйүңлар!
Қайтупмиси:
Дост болайлуқ һәммимиз,
Яришиду нахшимиз.
Течлиқни биз сақлайиз,
Күлүп атсун теңимиз.
Тапшурма:
29-бәттики дәрисликтә берилгән "Мениң достлирим" мавзусиға һекайә түзүштапшурилиду. Сүрәтдәрдә балиларниң балилар бағчисидикидостлири: һойлида ойнайдиған достлири; синипдашлири; биллә сәйлә қилидиған достлири тәсвирләнгән.
Ибратлик сөз:  Тахтиға дәрисниң мавзусини ечиш мәхситидә тахтиға йезип, мәнасини чүшәндүримән.
  Достлуқ һәр қачада һәммидин қиммәттур. Мқалниң мәнасини әгәрдә йүз тәңгәң болса, уни керигини ишилитисән, у чапсан түгәп қалиду. Әгәр шунчә достуң болса , у сени һәр дайим хошаллиқа йөләйду, һәр вақитта қешиңда болиду, сениң билән һәр қачан биллә болиду.
Вәзийәтләрни тәһлил қилиш:
Оқуғучилар дәрисликтики сүрәтләр арқилиқ берилгән вәзийәтләрни тәһлил қилимиз. "Сүрәттики қәһирманлар бир-бири билән қандақ достлишиду?" дегән вәзийәтләрниң йешиминитапимиз. Сүрәттә өзигә тонуш мультсериаллар көрүп жүргән қәһирманлар берилгән.
Дәптәр билән иш: Балиларға дәптәргә өз достиға беғишлап сүрәт селишни тапшуриду.

Йәкүнләш: Балилар, биз бүгүн дәристә достлуқ тоғирисида сөһбәтләштуқ. Өзимизниң достлиримизни өз ара һөрмәтләш тоғрисида билдуқ. Достлиримизни һөрмәтләшни, бир-биримиздин , кәчүрүм, рухсәт сорашни, синипдашларни рәнжитмәшни, өз ара ярдәмлишишни билсәк, биз һөрмәтлик, уюшчан болимиз.
 Жүрәктин-жүрәккә:
Оуғучилар билән бирликбһтә чәмбәр туруп, "Разимәтчилик нахшисини" ейтимиз.
               

    разимәтчилик нахшиси

 

 Разимән бүгүнгә,
разимән бүгүнгә.
Разимән бүгүнгә,
Разимән һазирға!(икки қетим)
Разимән, разимән, разимән бүгүнгә!
Разимән, разимән, разимән һазирға!(икки қетим)

 

Дәрис түгиди.

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 13.36 Kb
Количество скачиваний: 56
Просмотров: 261

Похожие материалы