Интелектуальная игра среди 9-11 классов "Улуқ Ғалибийәткә 70 жил"
Предмет: | История |
---|---|
Категория материала: | Другие методич. материалы |
Автор: |
Хайруллаева Зайтунам Авутжановна
|
Интелектуаллиқ оюн
9 - 11 синиплар арисида
Мавзуси : Улуқ Ғалибийәткә 70 жил
Мәхсити : 1 Улуқ Вәтән урушиға қатнашқан қазақстанлиқлар , асасий уруш мәйданлири тоғрисида алған билимлирин пишиғдаш. 2 Совет хәлқиниң жасаритини етиварға елип, һөрмәтләшкә үгитиш. Елини , йерини чәксиз сөйүшкә тәрбийәләш
Безәләндүрүши : шиарлар , буклетлар , шарлар
Көрнәклик : интерактивлиқ тахта , портретлар
Бериши
І Уюштуруш қисми
ІІ Муәллимниң киришмә сөзи
«Бизниң жүригимиз төмүр әмәс. Лекин бизниң интиқам отимиз қандақла төмүрни болмисун , еритип , көйдүрүветәләйду. Бизниң қорқунучни йеңидиған әң күчлүк қуралимиз бар , у- Вәтәнгә дегән муһәббәт. Вәтән үчүн алға !» / Б. Момиш оғли /
Иккинчи дуния уруши адәмзат тарихида улуқ пажиәлик вақиә. Униң нәтижиси тәнни шүркитиду. Қәһриманлиқлириға баш егип , һәйран қалисән. Қанға боялған даласи , қан жиғлиған аниси , житим қалған балиси үчүн өч елишқа киришти пүткүл әлниң һәммиси .
«Улуқ йеңиш инсан бәхтини қоғдиди , Өз қиниға чүшти йәнә бу һаят. Мундақ биллә шатланмиған болғиди , Дуния дуния болуп шунчә адәмзат !»
Бүгүнки оюн бәш турдин ибарәт . Оюнға икки команда қатнишиду .
І команда «Ғалибийәт» , ІІ команда «Мәйдан»
Жюри әзалири билән тонуштуруш .
І тур «Блиц - турнир»
Шәрти : ким тез соалларға әң көп жавап бериду. Вақти 3 минут . Дурус жавап 1 балл.
І команда «Ғалибийәт»
1 Иккинчи дуния урушиниң башлиниши вә аяқлишиши / 1 сен. 39 ж.-2 cен.45./
2 Рейхстагқа йеңиш туғини ким тақиди ? Кеңәш Иттипақиниң қәһриманлири М.А. Егоров,М.В. Кантария. Лейтенант Р.Қошқарбаев, Г.Булатов.
3 Улуқ Вәтән уруши жиллиридики әң күчлүк совет танки? /Танк Т- 34/
4 «Һаят йоли» - дегинимиз немә? /Ленинград,Ладога /
5 Қайси жәңдин кейин гитлер армиясиниң йеңилмәйдиғанлиғи тоғрисида ривайәт йоққа чиқирилди? / Москва түвидики жәң 1941-1942 жж /
6 Кеңәш Иттипақиниң төрт мәрттә қәһримани / Г.К.Жуков /
7 Фашист жинайәтчилириниң үстидә соти қайси шәһәрдә болди? /Нюрнберг/
ІІ команда «Мәйдан»
1 Улуқ Вәтән уруши қачан аяқлашти? / 9май 1945 ж /
2 Қанчә қазақстанлиқ Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани дегән унванға егә болди? /500 /
3 Б.Момиш оғлиға қачан Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани унвани берилди? /1990 ж /
4 Генерал-майор И.В.Панфилов қайси дивизияни башқурди? /316-атқучилар дивизияси /
5 Днепр үчүн жәңдә көрсәткән әрлик үчүн Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани унвани берилгән әң яш жәңчи? / Жәнибек Елеусизов /
6 Қазақстандин қанчә адәм мәйданға әвәтилди? / 500 /
7 Панфилов наһийәсидин қанчә Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани чиқти? / 8 /
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 15.49 Kb |
Количество скачиваний: | 3 |