Классный час на тему «Алтун күз»
Предмет: | Начальные классы |
---|---|
Категория материала: | Конспекты |
Автор: |
Илямова Венера Хусаиновна
|
Дәрисниң мавзуси: «Алтун күз»
Дәрисниң мәхсити: Күз пәсли, күзниң әһмийити тоғрилиқ
чүшәнчә бериш. Шеирларни ипадилик
оқуп, өз алдиға пикир қилиш
қабилийитини риважландуруш.
Қоллинидиған усул: арилаш
Қоллинидан қураллар: пәсилләр буклети, әмгәк қәһриманлириниң сүрәтлири.
Әмгәк қилсаң еринмә,
Һорунлуққа берилмә.
Әмгәк билән әр көкирәр,
Ямғур билән йәр.
Йәр деханниң жени, су-қени,
Хәлиқ байлиғи-йәр билән су.
Киришмә: Бу қайси пәсилдә болиду?
Йәр беғирлап,
Булутлар қаплап
Нәм туманлиқ басиду
Чөп сарғийип
Рәңги кетип
Дала өңи қачиду.
Бу күз пәслидә болиду.
Муәллим:
Балилар бүгүн биз «Алтун күз» намлиқ синип саатимизни башлаймиз.
Һәр пәсилниң өзигә хас гөзәллиги болғинидәк күзму әң гөзәл пәсилләрниң бири. Күзниң дәсләпки ейидила оқуш башлиниду. 22-сентябрьда болса тил мәйрими нишанлиниду. Күз келиши билән соғ чүшүп, ямғур тола яғиду. Мевиләр, ашлиқлар жиғилип дәл-дәрәқләр әтрапни сериқ либасқа пүркәйду. Күз молчилиқ шуниң үчүн күз пәслини «Алтун күз» дәп атилиду.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 19.26 Kb |
Количество скачиваний: | 33 |