Урок по уйгурской литературе на тему: "Әдәбият нәзәрийәси: шеир һәққидә чүшәнчә" (6 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Мавзу Әдәбият нәзәрийәси: шеир һәққидә чүшәнчә
Мәхсити: 1. Оқуғучиларға шеир һәққидә чүшәнчә бериш,
нәзәрийәвий билимини кәңәйтиш
2. Сүрәт, сөз арқилиқ ой-тәпәкүрини ениқ
йәткүзүш, бағлинишлиқ сөзләш, ипадилик оқушқа
адәтләндүрүш; селиштуруш, тәһлил қилиш
ихтидарини ашуруш
3. Йүксәк, алий пәзиләт егиси болушқа чақириш;
шеир йезишқа қизиқтуруш
Көрнәкликләр: слайдлар
Усул: соал-җавап, баянлаш, көрситиш, сөһбәт, анализ
ясаш, байқаш
Тип: Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Пән ара бағлиниш: сүрәт, саз, уйғур тили, қазақ тілі
Дәрисниң бериши:
1. Синипни уюштуруш
Психологиялик тренинг
Деризидин сиртқа қарап: - Паһ, бүгүн тала әҗайип гөзәлғу!
Шеир
Аниларниң меһри билән келиду баһар,
Ханум-қизлар чеһри билән күлиду баһар.
Бу аләмдә ана қәлби қуяш нуридәк,
Аниларни улуқлашни билиду баһар.
Ана – һаят, ана – өмүр, ана аләм булиғи,
Ана – гүлзар, ана – дилдар, ана адәм улуғи.
Ана – дана, ана – пана, ана бәхит көриги,
Бу аләмдә тәңдиши йоқ, ана – инсан жүриги.
- Балилар, һазир мән немә ейттим?
- Тоғра, шеир. Бу Абликим Дамолланиң шеиридин үзүндә. Шеир һәққидә билгүңләр келәмду?
- Демәк, балилар, бүгүн дәрисимиздә әдәбият нәзәрийәси шеир һәққидә мәлумат алимиз.
- Балилар, бүгүн өйгә қандақ тапшурма берилгән?
- Шеир ядлап келиш.
- Ядлап кәлгән шеирларни дәрис мабайнида ейтип берисиләр. Араңларда шеир йезишқа интилип жүргән оқуғучилар бар. Мүмкин бүгүн өз иҗадиңлардин шеир елип кәлгәнсиләр? Келәчәктә силәрниң араңлардин зор шаирлар чиқишиму мүмкин. Мана шу вақитта силәр шеир дегинимиз немә, уни қандақ йезиш керәк, қайси қаидиләргә риайә қилишиңларни билишиңлар керәк. Униң үчүн дәрисни диққәт билән тиңшаш лазим. Дәрис мәхсити чүшинишликму?
саз тиңшаш.
1. Аста, муңлуқ, ғәмкин.
- Балилар, саз қандақ аһаңда челинди?
- Аста, муңлуқ
- Сазни аңлиғанда силәрдә қандақ һаләт йүз бәрди? Саз силәргә тәсир қилдиму?
- Ссазни аңлап жүрүгимиздә, көңлимиздә қандақту еғирлиқ, ғәмкинлик һиссияти пәйда болди.
2. Шох, тез, хошал
- Әндичу?
- Биз хошаллиқни сәздуқ, һаяҗанландуқ. Һазир бир яхшилиқ йүз беридиғандәк өзимизни бәхитлик сәздуқ, жүригимиз дүпүлдәп, ич-ичимиздин тәврәндуқ. Көңлимиз көтирилди.
- Мана бу икки сазни аңлап өзимизни икки түрлүк һис қилдуқ, икки түрлүк һаләтни сәздуқ. Һис-туйңумизни ойғаттуқ. Мошу һалитимизни, һис-туйғумизни гөзәл сөзләр билән ипадиләш нәтиҗисидә шеир дени пәйда болиду. Уни шеир дәриҗисигә йәткүзүш үчүн шеир йезиш қаидилиригә риайә қилиш керәк.
- Қени, экранға қараймиз
Слайд «Дехан арзуси» Хелил Һәмраев
Сәһәр вақти, қери дехан охинип,
Кәтминини селип чиқти мүригә.
Йеза ухлар еди аста толғинип,
Дехан һаман маңар еди өригә.
Шу чағ бирдин җанландуруп далани,
Яңриди шат-шох булубулниң наваси.
Дехан деди: «Аңлаш бәхит – навани,
Лекин оқниң аңланмисун садаси.
Шаир Хелил Хәмраев барлиқ кишиләр ухлаватқанда, йәргә йоруқ чүшиши биләнла, етизға маңған дехан һәққидә язди. У йезипла қоймиди, бәлки шу деханниң һәрикитидин пәхирләнди. Униң ишиға апирин әйлиди. Чүнки дехан – һәммимиз күндә көридиған улуқ инсан.
Сөһбәт Дехан әмгиги һәққидә немә билисиләр?
Балилар билән сөһбәт жүргүзгәндә слайдтин сүрәтләр көрситилип туриду. /слайд – дехан/
- Шеирда шаир немә дәйду?
- Тоғра. Сәһәр ишқа маңған дехан булбулниң авазини аңлап, сайришини зоқ билән тиңшиди, хошал болди. Шуниң билән биллә ичидә «оқниң үни аңланмисун» дәп тилиди. Теч, хатирҗәм һаят кәчүрүшни арман қилди.
Шаир өз ички ойини, кәчүрмилирини сөзләрни бир тәртипкә, бир өлчәмгә селип, жиғинчақ, ихчам, дәл, ениқ тилда йәткүзди.
/слайдтин көрситиш/
Мәсилән:
Сә-һәр вақ-ти, қе-ри де-хан о-хан-ди 11 боғум
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11
Сә- һәр вақ- ти, қе- ри де- хан о- хи- нип,
Кәт- ми- ни- ни се- лип чиқ- ти мү- ри- гә.
Йе- за ух- лар е- ди ас- та тол- ғи- нип,
Де- хан һа- ман ма- ңар е- ди ө- ри гә.
Шу чағ бир- дин җан- лан- ду- руп да- ла- ни,
Яң- ри- ди шат- шох бул- бул- ниң на- ва- си.
Де- хан де- ди: Аң- лаш бә- хит на- ва- ни,
Ле- кин оқ- ниң аң- лан- ми- сун са- да- си.
Мәлум бир өлчәмгә, тәртипкә селиш дегинимиз биринчидин ейтмақчи болған ой-пикирни бөлүп, тәртип билән баянлаш. Иккинчидин сөзләрниң орун тәртивини өзгәртиш, тәсвирләш. Бу шеирниң тәсирчанлиғини ашуриду.
Мәсилән: Слайд селиштуруш.
1.Қери дехан сәһәрдә оханди
2.Кәтминини мүрисигә селип чиқти.
3.Бу вақитта йеза ухлавататти
4. Дехан өригә қарап маңди 1.Сәһәр вақти, қери дехан охинип,
2.Кәтминини селип чиқти мүригә.
3. Йеза ухлар еди аста толғинип,
4. Дехан һаман маңар еди өригә.
- Балилар, немә байқидиңлар? /Җавап елиш/
Иккинчи җәдвалдакөрситилгән шеир бөләклири, йәни
/1, 2, 3, 4 қурлар/ - мисра, яки бәнд дәп атилиду.
Мисралар өлчәм җәһәттин охшаш, бир хил болуши керәк.
Шеир мисралириниң ахиридики сөзләргә қараймиз.
/Оқуғучиларниң ой-пикрини билиш/
Слайдтин шеир көрситилиду
Бу сөзләр ейтқанда охшаш, йәни аһаңдаш болуп келиватиду. Мундақ сөзләрни қапийә дәп атайду. Шеир мисралириниң ахиридики сөзләр қапийилишип келиши шәрт. Балилар, биз уйғур тили дәрисидә аһаңдаш сөзләрни өттуқ. Қени, уларни есимизға алайли
- Шуниң билән шаир униңға «Дехан арзуси» дәп нам қойди. Бу шеирниң мавзуси. Шеирниң мавзуси яки нами шеирда ейтиливатқан ой-пикиргә мәзмуниға бағлинишлиқ қоюлиду.
Шуниң билән шеир дегинимиз мәнаси жиғинчақ, түзүлүши җәһәттин бир тәртипкә селинған һис-туйғулуқ нутуқ. /Дәптәргә яздуримән/
Шеир йезиш үчүн, балилар, немигә диққәт қилишимиз керәк екән?
слайд
Мана,
йеңи мавзу мошуниңдин ибарәт.
шеирлардин қурдуқ, достлар, имарәт.
- Әнди, балилар, бираз сәгәклинивалайли. Чүнки алдимизда мурәккәп ишлар күтүп туриду.
Чүмүлә нахшиси /физминутка./
Белини мәккәм бағлап,
Чүмүлә көп ишләйду.
Таң садасини аңлап,
Озуғини чишләйду.
Қайтурмиси:
Язниң һәр бир күнини,
Өткәзмәйду бекарға.
Озуғини, ненини,
Дайим топлар бир җайға.
Қайтурмиси:
Чүмүлидәк ишләшкә,
Нанни һалал чишләшкә,
Интилайли һәр дайим,
Мәдәт бәрсун Худайим.
Қайтурмиси:
Қуяш билән туримиз,
Үзимизни жуюмиз.
Зимистан қиш кәлгичә,
Озуқ жиғиш оюмиз.
Һорунлуқни билмәймиз,
Һәм бекардин күлмәймиз.
Чөмүлгәшкә меһнәттә,
Ач қалмаймиз, өлмәймиз.
- Қени, ойимизни җәмләйли. Бая дәрисниң бешида өй тапшурмисиға шеир ядлаш берилди дегән едуқ
- Өз иҗадидин шеир оқуйдиған балилар барму?
слайд
Оқуғучилар ядлиған шеирларни мәзмун җәһәттин тәһлил қилиду.
Бүгүнки дәрисимзниң меһмини Абликим Дамолла өзиниң бир нәччә шеирини тәғдим қилмақчи. Қени, экранға қарайли. /слайд/
• Бәш бармақ бир болуп өриду тағни,
Бир болуп чөлләрдә тикләйду бағни.
Бирликтә күч-қувәт, әлниң қудрити,
Өмлүктә инсанниң бәхти, һиммити.
Аҗиз йип бир болуп болар ағамча,
Бирликтә океан болиду тамча.
Яшаватқан өлкимизни гүллитәйли,
Пүткүл аләм милләтлири бирлишәйли!
1. Вәтән мавзуси
2. Достлуқ мавзуси
3. Әмгәк
4. Муһәббәт
Ениқлаш
Фронталлиқ сораш
1. Вәтән дегән немә у?
2. Бизниң Вәтинимиз – Қазақстан тоғрисида немә ейталайсиләр?
3. Қазақстан хәлиқлири қандақ яшайду?
4. Вәтинимиз гүллиниши үчүн немә қилишимиз керәк?
5. Силәр өз вәтиниңларни сөйәмсиләр?
- Демәк, балилар, шеирлар һәр хил мавзуларға йезилидикән.
Һазир Дилинур Қасимжанова тахтида өзи язған шеирини тәһлил қилиду. /карточка/
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11
2 ) Ақ киімді, денелі, ақ сақалды, 11
Соқыр, мылқау, танымас тірі жанды. 11
Үсті-басы ақ қырау, түсі суық, 11
Басқан жері сықырлап, келіп қалды 11
/Абай/
Шеирниң боғум санини, қапийәсини ениқлап җәдвал толтуруш.
Мавзу Қыс
Мәзмуни Қыс туралы
Мисра 4
Боғум сани 11
Қапийә сақалды, жанды, қалды
Қалған балилар экрандики шеирни оқуп тәһлил қилиду.
Иш яқмас
«Сийирға от салғин» - дәп,
Ейтса аңа хуш яқмас
Қулиғиға кирмәй гәп,
Домсийиду иш яқмас.
Қораларни тазила,
Десә бу сөз яқмайду
Аччиқ қилип өзичә,
Кәч киргичә ухлайду.
Иш тоғрилиқ сөзлимә,
Пәқәт аңа хуш яқмас
Судин қрққан совундәк,
Езилиду иш яқмас
Мозай билән сийирға,
Зади рәһим әтмәйду.
Бирақта сүт пишқанда,
Қазан баштин кәтмәйду.
- Балилар, бизниң аримизда шундақ балилар барму?
- Яқ. Баятин көрүватимиз, меһманлар, бизниң балилар әмгәк сөйгүч, ишләмчан.
- Қени, шеирдин қапийә сөзләрни тепиңлар.
- Бу шеир уйғур хәлқиниң талантлиқ шаири Илия Бәхтия қәлимигә мәнсүп.
- Бийил шаирниң туғулғиниға қанчә жил толди?
- Тоғра, мартта шаирниң 80 жиллиқ тәвәлләдини атап өтимиз.
- Шеир яқтиму? (Илия Бәхтия китавини көрситиш)
«Уйғур авази» гезитидин «Илия оқушлири» еланини көрситиш.
Тахтидики оқуғучиларниң җававини тиңшаш. Оқуғучиниң салған сүритини көрүш. Луғәт ишини жүргүзүш.
р/с йеңи сөзләр мәнаси
1 Әдип муәллип, әдәбиятчи
2 Бәнд шеир бөләклири, куплет
3 Қапийә рифма, сөз тавушлириниң охшашлиғи
4 Өлчәм боғум сани
5 Мисра шеир қурлири
- Балилар, баятин ядлиған, оқуған шеирларниң һәммисини кимләр иҗат қилған?
- Тоғра. Шаир яки шаирә. (слайдтин портретлирини көрситиш)
Шаирлар бар нур яғиду үзидин,
Сөзи чиқар отлуқ жүрәк көзидин.
Уларниң бир шеирини оқусаң,
Шаир болғуң келиду өз-өзидин.
-дәп, бүгүнки дәрисни йәкүнләймән.
Силәрниң араңлардиму шундақ шаирлар чиқса нур үстигә нур болар дәп, силәргә ақ йол тиләймән.
Дәрис бойичә соал, пикир, тәклиплириңлар болса, мәрһәмәт.
Өй тапшурмиси Шеир тәһлил қилиш. Шеир йезиш
Баһалаш.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 56.52 Kb |
Количество скачиваний: | 62 |