Алфавит разработка урока 1 класс
Предмет: | Другое |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Курбанова Арзигуль Юсупжановна
|
Тәкшүрүлди:
Вақти:
Дәрис мавзуси: Алфавит.
Дәрис мәхсити: а) Оқуғучиларға уйғур алфавити тоғрисида умумий
чүшәнчә бериш.
ә) Ойлаш, әстә сақлаш қабилийитини риважландуруш.
б) Достлуққа тәрбийиләш.
Дәрисниң түри: арилаш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, көрситиш, соал-жавап ,оюн түри.
Қоллинидиған көрнәклик: алфавит,музыкилиқ көрситишләр, таблица.
Пәнлар ара бағлиниш математика,дуниятонуш
Дәрисниң бериши:
І.Синипни уюштуруш.
Күн әтигәндә күлүп чиқти,
дәрисимизгә биз тәйяр.
Тиришип оқуймиз
Диққәт қилип тиңшаймиз.
Ойлаймиз,әскә алимиз,бирлишип жавап беримиз.
Оқуғучиларға алдидики көңүл күй тайяқчиларни көтирип қандақ күйдә екәнлигини ейтип өтиду.
Өткән дәрисни әскә чүшүрүш
Өй ишини йәкүнләш
карточка арқилиқ иш жүргүзүш
Музыкилиқ көрситиш«Алфавит» нахшиси йеңи дәрискә көчиш «Алфавит»елигә сәяһәт
Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Бүгүнки бизниң дәрисимиз алфавит екәнлигини билдуқ.
Бизгә алфавит немә үчүн керәк
-Қени ким ейтип көриду?
-Алфавит немә үчүн керәк?
-Ким ядқа ейтип көриду?
ІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
-Дурус 41 һәрип бар екән.
Барлиқ һәрипләрниң рети билән орунлаштуруши алфавит дәп атилиду.Алфавитта 10созуқ ,26үзүк тавуш вә үч қош тавушлуқ һәрип (е,ю,я)бар.ьюмшақлиқ,қаттиқлиқ бәлгүлири тавушни билдүрмәйду.
-Бу һәрипләрни қараңлар бир-бириниң кәйнидә рети билән орунлашқан.
-Бу һәрипләрниң өзлириниң орунлири бар.
-Һәрипләрниң орунлишини алфавит дәймиз.
-Қени һәммимиз мону тахтиға қарап һәрипләрни намини дурус оқуп, ретини биливалайли.
-Биринчи өзәм ейтип беримән.
-Андин оқуғучилар.
-Хор билән ядлитимән.
Дәптәр билән иш. Алфавитни көчүрүп, чирайлиқ қилип яздуруш.
Сәгәһлик минут
«Алфавит»елигә сәяһәтни давамлаштуруш
-Алфавитта қанчә һәрип барлиғини қайтилап көрәйли?
-Алфавитни ейтқузуш.
137-көнүкмә
Фамилияларни алфавит тәртиви билән йезиш
Мухпулова, Абитов,Баратов,Веләмова,Надирова,Сеитов,Жаппарова
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрүш.
138-көнүкмини орунлаш,чирайлиқ қилип йезиш
Алфавит бойичә қайси һәрип бәшинчи туриду?
5-Г
М һәрипниң алдида қайси һәрип бар?Кәйнидичу?
Л,Н
Ю һәрипиниң алдидики вә кәйнидики һәрипләр қайсилар,улар нәччинчи орунда туриду?
Э -39, Я-41.
ІҮ. Йәкүнләш қисми
«Ким чапсан?» оюни138-көнүкмини орунлаш
Слайд « жил пәсиллири » арқилиқ 138-көнүкмини орунлаш
Ү. Өйгә тапшурма бериш. Алфавитни ядлаш. Өз аилә әзалириниң исимлирини алфавит тәртиви бойичә йезип келиңлар.
- Һазир қайси пәсил?
- Күз пәсли.
- Күз пәслидә қандақ өзгиришләр болуватиду?
- Дәл-дәрәкләр сарғийиду, йопурмаклар ғазаң болиду. Қушлар иссиқ
яқларға учуп кетиду.
Окуғучиларниң билимини баһалаш.
Өйгә тапшурма бериш.
Алфавитни ядлаш.
Өз аилә әзалириниң исимлирини алфавит тәртиви бойичә йезип келиңлар.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 48.69 Kb |
Количество скачиваний: | 10 |