Ана тили. 2-синип. Пеил соаллири
Предмет: | Начальные классы |
---|---|
Категория материала: | Конспекты |
Автор: |
Ильясова Гульвера Нурлановна
|
Күни : Тәкшүрүлди
Синипи: 2 «А»синип Пән: ана тили
Муәллим: Ильясова Гульвира Нурлан қизи
Мавзу: Пеил һәққидә чүшәнчә
Мәхсити: Сөз түркүмлири һәққидә билимини толуқтуруш, пеил
соаллирини ажритишни вә алған нәзәрийәвий билимини
әмәлиятта үнүмлүк пайдилинишни үгитиш Вәзипилири:
А) Сөз түркүмлири: исим, сүпәт һәққидә билимини мустәһкәмләп, пеил соаллири һәққидә чүшәнчә қелиплаштуруш; Ә) Тонуп-билиш, тәнқидий ойлаш ихтидарини ашуруш вә сөзләш қабилийитини риважландуруш вә әс, диққәт, тәпәккүр, зеһин қатарлиқ психологиялиқ процесслириниң хизмитини, нутқини, бармақ моторикисини риважландуруш. Б) Үлгилик ишни ажритип, униңдин үгинишкә, яхшилиқни қәдирләшкә үгитиш, өз әмгигини баһалашни билишини, пәнгә болған қизиқишини ойғитиш; эстетикилиқ тәләпләргә лайиқ хизмәт қилишни бойиға сиңириш, в.б.
Технология: конструктивлиқ оқутуш
Усуллар: диалог(жүптә, топта), проблемилиқ соаллар вә тапшурмилар, класстер арқилиқ ишләш
Көрнәклик вә қурал-жабдуқлар: телефон, мавзуға лайиқ сүрәтләр, шаблонлар вә баһалаш тахтиси.
Түри: Арилаш
Пәнләр ара бағлиниш: математика, тәсвирий сәнъәт, дуниятонуш
Дәрис мәзмуни
І Уюштуруш пәйти:
1. Түгәлләш
2. Иттипақлиқ атмосферисини қелиплаштуруш
3. Топқа бөлүш: Сөзләрни топларға бириктүрүш арқилиқ
Асман, топа, ямғур, су, тағ
Тутуқ, қаттиқ, юмшақ, сүзүк, егиз
Ечилди, қаравелип, язғандәк, келиду
Қайси сөзләрни бириктүрүп жүмлә қурушқа болиду?
Бир бири билән бағлинишини ениқлаш вә топқа нам қоюш. Бу қетим пеил бидән бағлинишлиқ хас исимни пайдилинип нам қоюш тәклип қилиниду
ІІ Дәрисниң мавзуси, мәхсити вә қисқичә мәзмунини хәвәрләш.
Дәптәр билән иш. Күн рети вә таза хәт минуткиси
1-тапшурма: йезиғи начар балиларға һөсүнлүк йезилған сөзләр үлгилири тарқитилиду вә улар тахтиға сөзни көчирип, чирайлиқ язиду. Балилар көчириду
Қия, сия, гия, суюқ, туюқ, қоюқ.
Критериаллиқ баһалаш: Хатасиз вә чирайлиқ-1балл
ІІІ Йеңи материал билән бағлаштуруш вә қобул қилишқа тәйярлиқ
2-тапшурма:
Диалогта иш: Исим, сүпәт вә пеил тоғрилиқ немә ейталайсиләр?
3-тапшурма:Постерға пеилниң соаллирини йезип көрүңлар, қанчигә баридекин? Пәқәт стендта бар соаллардин бөләк болсун.
Топ башчилири баһалиши шәрт.
Критериаллиқ баһалаш: Баһалаш «Светофор» Қизил –начар, сериқ-толуқтуруш һажәт, йешил-тоғра
ІІІ Мавзуни өзләштүрүш
3) Тапшурма: -көнүкмини орунлаймиз.
ІV Өткән мавзуни мустәһкәмләш
4) Тапшурма: оюн «Бағлинишлиқ сөзлә» үч топ үч қатар болуп туриду. Исим топи исим мисал кәлтүрүп допни сүпәт топиға атиду. Улар шу исимға лайиқ , мас сүпәт мисал кәлтүрүп, допни кейинки топқа узитиду.
V Өйгә тапшурма -көнүкмә. Қаидиләрни ядлаш. VІ Баһалаш критерийлири бойичә жүргизилиду.VІІ Дәрисни йәкүнләш. Рефлексия: «Мениң алған билимим немигә охшаш?»
асман топа
ямғур су
тағ тутуқ
қаттиқ юмшақ
сүзүк егиз
ечилди қаравелип
язғандәк келиду
Светофор
Начар-0балл
Толуқтуруш һажәт-1 балл
Толуқ жавап-2балл
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 16.46 Kb |
Количество скачиваний: | 24 |