Конспект к уроку: Әсәрдики образлар

Предмет: Русский язык и литература
Категория материала: Конспекты
Автор:

Күни: 26.02.2015-ж

Пәни: уйғур әдәбияти

8-«Ә» синип

Дәрисниң мавзуси

Әсәрдики образлар

Умумий мәхсити

1    Әсәрдики образлар тоғрилиқ умумий чүшәнчә бериш

 2. Оқуғучиларни тәнқидий көз қарашқа, ижадий ишләшкә үгитиш

3.   Алған билимни әмәлиятта қоллинишқа дәвәт қилиш.

Пайдиланған әдәбиятлар

Асхат Әлімов, муәллимгә беғишланған  ениқлима, қошумчә китап  материаллири, М. Зулпиқаровниң топламлири

Оқутуш нәтижиси

Һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға билим бериш

Түгүн идеяләр

Топлишип бир-бири билән  кеңишиш  арқилиқ оқуғучиларниң мавзу бойичә чүшәнчиләрни тәрәққий әттүрүш. Оқуғучиларға беғишланған тапшурмиларниң керәклигини әмәлгә ашуруш. Мәтин билән тонушуп, башқа әдәбиятлардин издинишкә ой селиш,  селиштурушни билиш.

Әхбарат көзлири

гезит-журналлар,  таратма варақчилар

Дәрисниң усул-тәсиллири

Ойлан, Жүпләш, Бөлүш, Билдим, Билимән, Билгүм келиду, тәһлил қилиш, издиниш, баһалаш, соал вә жавап бериш

Баһалаш

Муәллим синиптики оқуғучиларниң бир-бири билән мунасивәт дәрижисини назарәт қилиду. Мавзуни толуқ чүшинишни тәминләш мәхситидә оқуғучиларға һәртәрәплимә соаллар қойилиду. Мавзуни яхши чүшәнгинигә муәллим формативлиқ  критерийлар  бойичә баһалап, өз пикирин билдүриду.

Тапшурмилар

Диалог. Мәхсус ярдәмни һажәт қилмайдиған оқуғучилар билән бирлишип ишләш. Оқуғучилар – муәллим уларниң  мәтинни дурус чүшәнгинини тәминләш үчүн қошумчә соаллар қоюду. Оқуғучилар  топларниң ишлирини баһалайду.

 

Дәристә қоллинилидиған ресурслар

Маркерлар, стикер, смайлик, қошумчә материаллар

Вақти

Дәрис этаплири

Муәллимниң иш- һәрикити

Оқуғучиниң иш -  һәрикити

6 минут

Психологиялик тренинг

Дәристә пикирдашлиқ атмосферасини қелиплаштуруш.

Оқуғучилар, көңүл-кәйпиятиңлар кандақ? Дәрисимизни бир бәнд  /кублет/ шеир билән башлайли:

Бир ата, бир аниниң түлигимиз

Биллә болсун қәйәрдә жүрсәк   

                                    тилигимиз.

Бирлик бар йәрдә тирикчилик 

                      бар дегән әждадим,

Бирлик билән биллә соқсун  

                                      жүригимиз.

Психологиялиқ әһвални қелиплаштуруш. Оқуғучилар қолирини тутуп, барлиқ оқуғучилар умумий тиләкни изһар қилиду.

 

 

 

 

Оқуғучиларни топқа  бөлүш. Мошулар бойичә топларға бөлүнүп, иш жүргүзиду.

Топқа бөлүнүш:  Китапниң сиртини қураштуруш арқилиқ топларға бөлүш:

1. «Биринчи китап»                      2. «Иккинчи китап»                          3. «Үчинчи китап»

/ Һәр бир топ ойни жиғинчақ , чүшүнүшлүк, ениқ сөзләр билән ипадиләштур. Пәқәт 11 сөзни қоллиниш керәк. У бәш йолдин туриду. Буни инглизчә синквин, яки синкуэйн дәп атайду. Уйғурчә бәш тармақ яки бәш йоллуқ шеир дәп атилиду. 1 йол- 1 исимдин туриду.  2  йол 2 сүпәттин туриду, 3 йол пеилдин туриду. 4 йол һәр сөз түркүмдин туридиған – асасий сөз, ойи, пикри, сезими- яқтуруш- яқтурмас, қобул қилиш, қилмас,  5 йол -1 сөздин туриду, асасий  аталғуниң басқичә атилиши.

8 минут

Өй тапшурмиси

«Тоғра вә натоғра пикирләр»

Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду.

 

Жавави:

1/ +

2/ -

3/+

4/+

5/-

6/-

7/+

8/+

9/-

1.      Мәсимжан Зулпиқаров 1925-жили туғулған.

2.      М. Зулпиқаров Яркәнт тәвәсидә туғулған.

3.      «Янар тағ» романида уйғур хәлқиниң XIX әсирдики һаяти вә азатлиқ үчүн күриши сүрәтләнгән.

4.      1864-жили Или султанлиғи билән Йәттишәр султанлиғи қурулди.

5.      Мәсимжан Зулпиқаров – 2014 – жили вапат болған.

6.      «Янар тағ»- фантастикилиқ роман

7.      «Янар тағ »романи үч китаптин ибарәт. Буни трилогия дәп атайду?

8.      Бу әсәрдә  Садир Палван, Б. Назим, Абдурасулбәг вә башқиму тарихий шәхсләр тәсвирләнгән.

9.      Мәсимжан Зулпиқаров 1941- жили Алмутида гимназиядә оқуған.

5 минут

 Ой қозғаш

 

Ситуациялиқ тапшурмилар бериш арқилиқ оқуғучиларниң оқушқа  дегән қизиқишини ашуруш.

1.      Дәрисниң мавзусини тепиш. Мейигә һужум: Әрәидиск ралразоб

2.      Немә үчүн руслар Илини бесивалди?

3.      Тарихий шәхс Садир Палван һәққидә немә билисиләр?

4.      «Янар тағ» романида тәсвирләнгән миллий-азатлиқ қозғилаң тоғрилиқ силәрниң пикриңлар?

 

16 минут

Мәнасини ечиш

Топлуқ  иш

Мәтинниң асасий  идеясин  билиду   Мәтинни өз  алдиға қобул қилиш. Баһалаш мәтинни әстә сақлаш.  

1.      Мәтин билән иш.

2.      Бир - биригә чүшәндүрүш.

Топлуқ иш.

Оқуғучиларға қошумчә ресурсларни бериш.

1-      Топқа – Биринчи китап

2-      Топқа – иккинчи китап

3-      Топқа- үчинчи китап

Дәсләп өз алдиға мәтин билән тонушиду. Кейин жүп, андин топ билән ишләйду. Соаллар қоюш арқилиқ дәрисни йәкүнләш.

3 минут

Сәгитиш пәйти

музыка

Оқуғучилар музыка тәңкәш қилип, мәшиқ орунлайду.

5 минут

Рефлексия Баһалаш

Икки юлтуз, бир тиләк

Оқуғучиларни баһалаш.

 

Оқуғучилар дәрис бойичә өз ой-пикирлирини стикерға язиду, оқуғучилар бир-бирини баһалайду, топтики балиларни баһалайду.

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 26.77 Kb
Количество скачиваний: 11
Просмотров: 128

Похожие материалы