О,Ө тавушлириниң йезилиши 1-синип
Предмет: | Начальные классы |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Садыкова Майминям Тохтахуновна
|
Ана тили
Вақти
Дәрис мавзуси: О, Ө тавушлириниң йезилиши.
Дәрис мәхсити: а) Балиларға О, Ө тавушлириниң йезилиши тоғрилиқ
чүшиник бериш.
ә) Балиларниң ойлаш, пикир қилиш, айриш қабилийәтлирини риважландуруш.
б) Тәбиәтни қоғдашқа тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: арилаш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, кәсмә һәрипләр, сигнал карточкилар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш. Чәмбәр шәклидә туруп саламлишиш.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. Һелигәр тошқан чөчигини сораш.
Һелигәр тошқан мавзусиға сөһбәт жүргүзүш
1.Һелигәр тошқан қачан яшиған?
2.У кимләрни алдиған екән?
3.Һелигәр тошқан кимниң қолиға чүшүп қалди?
4.Момайдин қандақ қечип кәтти?
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи.
Бүгүнки дәристә О, Ө тавушлириниң йезилиши тоғрилиқ чүшиник алисиләр.
Һөсни хәт минути.
ІҮ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қаидә: Ө тавуши инчикә ейтилиду.
О тавуши қелин ейтилиду.
69-көнүкмә.
Шәртини оқутуш. Шеирни зәнжир бойичә оқутуш. Тахтиға О, Ө һәриплири бар сөзләрни яздуруш.
Оғлақ
Оғлақ,оғлақ,шох оғлақ,
Чөпкә бағриң тоқ оғлақ.
Кәң далада ойнайсән,
Һеч тәшвишиң йоқ оғлақ!
Мәнму сәндәк қәвәт шох,
Яшиғаймән көңлүм тоқ.
Кәлгин, биллә ойнайли,
Көргәнләргә берип зоқ!
Сәгәһләндүрүш минути.
Ү. Билимини тәкшүрүш. Қаидини ядқа сораш.
ҮІ.Өйгә тапшурма бериш.
Қаидә ядлаш вә дудуқлимай тез оқи ядлап келиш.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 20.1 Kb |
Количество скачиваний: | 8 |