По предмету математики 1класс "Ипадиләр"
Предмет: | Начальные классы |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Хамраева Зульфия Сейтахуновна
|
Дәрис мавзуси: Ипадиләр а+2, а-2
Дәрис мәхсити: А) Балиларға ипадиләр тоғрисида чүшиник бериш.
Ә) Ойлаш, пикир қилиш, һесаплаш қабилийәтлирини риважландуруш. Б) Дурус санашқа, мустәқил һесап ишләшкә, тез қошушқа вә елишқа тәрбийәләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: йеңи билим бериш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, дүгләкчиләр, кәсмә санлар.
Дәрисниң бериши
І.Уюштуруш қисми . Диққитини дәрискә жәлип қилиш, психологиялик тәйярлиқ.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. № 3 125- бәттики һесапни тәкшүрүш, баһалаш.
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Йеңи мавзуниң мәхситини ейтиш. Дәрис давамида һесапларни ишлигән оқуғучиларға дүгләкчиләрни тарқитип олтириш.
ІҮ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Һөсни хәт минути. Математикилиқ диктант.
№ 1 Тахтида иш. «Математикилиқ ярмарка» Һәр ишлигән һесавиға оқуғучи бал топлайду әң көп бал топлиған оқуғучи жуқури баһа алиду. Жәдвални толтуруш.
№ 2 Алгоритм бойичә һесапни йешиш. Селиштуруш.
Сәпкә турди-10 Сәпкә турди-10
Чиқти-5чи Чиқти-6чи
Қалди-? Қалди-?
Й: 10-1=9 Й: 10-1=9
Ж: Сәптә 9 оқуғучи қалди. Ж: Сәптә 9 оқуғучи қалди.
Ойнайли: «Пәләмпәй»оюни арқилиқ 127-бәттики мисалларни ишлитиш.
Сәгәһләндүрүш минути
Бир, икки, үч.
Биздә толған күч.
Олтиримиз, туримиз.
Сәкрәп –сәкрәп алимиз
Ү. Йәкүнләш қисми. Оқуғучиларниң дәрис давамида алған дүгләкчилирини тәкшүрәш, баһалаш.
ҮІ. Өйгә тапшурма бериш. № 3 һесап, 127- бәт
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 6.81 Mb |
Количество скачиваний: | 5 |