"Рәхмәт,саңа Елипбә "хошлишиш 1-синип

Предмет: Школьному психологу
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

  «Билал-Назым  намидики  оттура  мәктәп  мәктәп  йенидики   ихчам  мәркизи  билән»

                               коммуналлиқ  дөләтлик   мәһкимиси

 

                                                

 

 

 

 

Рәхмәт,саңа   Елипбә!

 

 

                                                       1«Б»синип  йетәкчиси  Курбанова  А  Ю

 

               

                                                                        

                                                                        Тәкшүрүлди:

Мавзуси:    Рәхмәт,саңа  Елипбә!

Мәхсити:1.Оқуғучиларниң  сават  ечиш  дәвридә  алған  билимлирини                                       йәкүнләш.

                    2.Ана  тили  китави  билән  тонуштуруш,ата-аниларға                         балиларниң  алған билимини  әмәлиятта  көрситиш.

                    3.Адәмгәрчиликкә,өзини-өзи  дурус  тутушни  билишкә,ана                        тилини  сөйүп  қәдирләшкә  тәрбийәләш. 

Көрнәклиги:Мавзу  бойичә  йезилған  плакат,шиарлар,һәрипләр                          қатари,гүлләр,шарлар,техникилиқ  қураллар.

                         Әтигәнликниң  бериши:

Әссаламму  әлләйкүм  һөрмәтлик  устазлар,меһриван  вә  қәдирлик  ата-анилар!

Өсти  мана  ойлири,

Өсти  мана  бойлири.

Хошаллиққа  бөлинип,

Қутлуқ  болсун  тойлири!-дәп

Түнүгүнла  шивиғини  ат  қилип  минип  ойнап жүргән  яш  ғунчилар,бүгүн  бойида  жавапкәрчилик  пәйда  болуп,41һәрипни  тонуштурған«Елипбә»китави  билән  хошлишиш  алдида  туриду.Қени  әмсә  1«Б»синип  оқуғучилирини  қарши  алайли.

Оқуғучилар  тизлинип  кириду.

1-оқуғучи:

 Көз  селип  қараңлара  бойлириға,

Һәвәс  билән  бүгүн  өскән  ойлириға.

Хуш  келипсиз  устазлар,ата-анилар!

Елипбә  билән  хошлишиш  тоюмизға.

 

2-оқуғучи:

Бүгүн  биздә  чоң  мәйрәм

Меһманлиримиз  болди  жәм

Бүгүн  мәйрәм  тәнтәнә

Һәммә  хошал шадиянә.

Муәллим:

Қиммәтлик  балилар!Силәрни  биринчи  утуғиңлар  билән  тәбрикләймән!Силәр  һәққиқий  тиришчан,әқиллиқ  балилар.Оқумақ-демәк,әмгәк  қилмақ.Силәр  мениң  ишәнчәмни  ақлидиңлар.Рәхмәт  силәргә!

-Балилар,бизгә  хошаллиқ  һәдийә  қилған«Елипбәни»чақирайлуқ.Униңсиз  мәйримимиз  қизиқ  болмас,һә балилар?!

               Хор  билән:Келәчәккә  йол  ачқан.

                                     Елипбә  китавим  кәлгин.

(мәйдисигә«Елипбә»муқависини  асқан  ата-ана  кирип  келиду.)

Әссаламму  әлләйкүм,әзиз  балилар!

Шатлиқ  мәйрәм  мубарәк  болсун!

Билим    дегән  илимниң

Елипбәсин  оқуған

Келәчиги  елимниң

Башлиниду  силәрдин.

Тағдәк  болса  тәливиң

Ейтари  көп  һәрипниң

Немә  оқуп,немә  билдуқ,

Қени  оттурисиға  салайлуқ.

Оқуғучи:

-А дин башлап   һәрипни

Я ни  оқуп  түгәттуқ

Үгәндуқ  һәм  тәртипни

Башта  қәвәт  шох  едуқ.

-Әнди  оқуп  һармаймиз

Зади  шохлуқ  қилмаймиз

Әлачи  болуп  һемишәм

Билим  канин  чарлаймиз.

-Билимдарлар  дәйдекән

Китап  билим  булуғи

Елипбәни  дәймән  мән

Китапларниң  улуғи

         -Бу  китапни  оқумай

Башқисини  билиш  тәс

Елипбәни  тонумай

Саватлиқ  әр  болуш  тәс

-Елипбә  мениң  достум,

Һәрипләрни  үгәткән

Оқуш  билән  йезишниң

Хатасини  түзәткән.

-Өзәң  бизни  башлиған.

Парлақ  арман  йолиға

Рәхмәт  ейтип  биз  саңа

Нахшимизни  ейтимиз.

  Хор:Салам,  саңа  мәктивим.

ЕЛИПБӘ:

-Рәхмәт,балилар!Мени  яхши  оқуған  болсаңлар,билимиңларни  синайдиған пәйт  кәлди.

БАЛИЛАР:

1-оқуғучи:

-Биз  тәйяр!Әлвәттә  синап  көргин  Елипбә!

2-оқуғучи:

Алфавитлар  чиқиңлар,

Сәпкә  қатар  туруңлар.

Шеир  оқуш  бойичә

Чепишишни  башлайли!

(Оқуғучилар  алфавит  тәртиви  бойичә  шеир  ядлайду.)

          А -Оқуғучи:Гулинур

Ата-ана  аброй,атақ,

Адәм,аләм,алим  һар.

Ана-Вәтән,Ана  тили,

Арман  А дин  башлинар.

Ә-оқуғучи  Күрәш

Әтигәндә  һойлидин

Әхләтләрни  сүпәрдим.

Әтрапни  юмшитип,

Әтиргүлни  суғардим.

Б-оқуғучи  Ильхам

Бағчә  билән  хошлишип,

Бүгүн  бардуқ  мәктәпкә.

Бар  билимни  ү.гинип,

Билмигәнни  билмәккә.

В-оқуғучи  Альмира

Вагонида  поездниң

Важит  шәһәргә  кәтти.

Вәдә  қилғач   достлириға,

Вақтида  барип  йәтти.

Г-оқуғучи  Шахид

Гүлзарлиқта  Гөзәл,Гулнар,

Гезит,  китап  оқушти.

Гүли,Гулназ  егиз  шаққа,

Гүләңгүч  сеп  учушти.

Ғ-оқуғучи 

Өзи  «Г»ға  охшайду

Бирақ  артуқ  бир  сизиқ

Газ  сөзини  өзгәртип

Ғаз  қилисән  шу  қизиқ

Д-оқуғучи Илминур

Деханлар  әмгигидин

Данға  толди  хаманлар.

Долқунлинар  деңиздәк,

Дала,етиз,бүк  бағлар.

Е-оқуғучи  Абдурахман

Ешәккә  егәр  тоқуп,

Ершат  етизға  маңди.

Ерлан  бүгүн  еринип,

Ериқ  бойида  қалди.

Ё  һәрипи  Күрәш

 

 

 

 

 

Ж-оқуғучи  Мадина

Житивалғач  симини,

Жиғлиди  укам  келип.

Житиғин  ямап  бәрдим,

Жиңнә  билән  жип  елип.

Ж,-оқуғучи  Гульвира

Ж,урлар  тағда  яшайду,

Ж,әрәңләр  түз  жайда.

Ж,им-ж,ит  отлап  жүриду,

Ж,аниварлар  ж,аңгалда.

З-оқуғучи  Ислам

Залдин  өткән  чеғиңда,

Зади  маңма  алдирап.

Зәп  әдәплик  бала  дәп,

Зоқлансун  саңа  қарап.

И-һәрипи  Гүлзия

Илхам  илан  инини

Көрди  Или  бойида.

Имин «И»һәрипини

Дәрру  язди  ойида.

Й-  оқуғучи  Әзиз

Йилтизин  қоғун-тавуз,

Йәргә  тартип  йейилди.

Йегәндә  тилни  йерип,

Йәл-йемишләр  йетилди.

К  -оқуғучи  Альбина

Космановтлар  учуп,

Каинат  кезип  кәлди.

Көргәнлири  карамәт,

Күндүлик  йезип  кәлди.

Ш-оқуғучи  Шахрук

Машина  маңған  мәзгил,

Маликлар  маңған  мәзгил.

Мөшүк  миявлап  чиқти,

Момамниң  мәсисидин.

Н  -оқуғучи  Санийәм

Нан  әкиләй  дәп  укам

Нәқ  қириқ  тәңгә  алди.

Нан  апту  оттузиға,

Нәччиси   ешип  қалди

                     Ң- оқуғучи  Рашит

                     Дөңдә болса,түздә йоқ,

                     Миңда болса,йүздә йоқ.

                     Сөзниң бешин талашмас,

                     Униңсиз сөз қамлашмас.

 

 

Ө- оқуғучи  Малика

Өйниң  кәйнидә, көлдә,

Өдәкләр  жүрәр  үзүп.

Өкүз  кәлгәндә  көлгә,

Өдәкләр  кәтти  үркүп

       П- оқуғучи  Мехирбан

       Пахтидәк юмшақ  қар,

       Пәслиди  йеғип-йеғип.

       Полат чиқти  талаға,

       Путиға  пийма  кийип.

Р- оқуғучи  Ифрат   

Радиодин  саз  тиңшап,

Роман  китап  оқудум.

Рейка  рәндиләп  андин,

Рамка   ясимақ   болдум.

           С- оқуғучи  Ирадам

           Саат  сәкиздин  башлап,

           Сәвзиләргә  су  қуйдйм.

           Сайға  чүшүп  ериқта,

           Соғ  су  билән  жуюндум

Т- оқуғучи  Дильназ

Тамни  тешип қув  түлкә,

Тутуп  йәйду  тохуни.

Тоймиса  тимисқилап,

Тепивалду  тухумни

             У- оқуғучи  Мурат

             Укам  бурун  ятсиму,

             Узақ- узақ  ухлайду.

             Уга  пүтәрди  қушлар,

             Укам  уни  уқмайду.

Ү- оқуғучи  Санийәм

Үч  өдәк  қаттиқ  үндүн,

Үркүп нериға  қачти.

Үнчәм өйидин  чиқип,

Үчигә териқ  чачти.

Ф-оқуғучи  Мурат

Ферма  кәйнидә  мәйдан

Фабрикиға  апирар.

Футбол  ойнайду унда

Форма  кийгән  балилар.

Х-оқуғучи  Тайиржан

Хәт  йезипту  толтуруп,

Хаңзат  дәптәр  бетини.

Хапа  қилди  у  бирақ,

Хата  йезип  етини

 

Һ  -һәрипи  Абдурахман

Һарвуни  һайдап  берип,

Һазирлап  кәлдим  отун.

Һава  ечилған  чағда,

Һойлида  һәридәп  қойдум.

Ц  -һәрип  Шахрук

Циркта  көз   бағлайду,

Цементсиз  өй  салмайду.

Ц  һәрипини  билмигән,

Циркуль  дәп  язалмайду.

Ч-  һәрипи  Гульмира

Чәйнәктә су қайнитип,

Чүшлүк чейимни ичтим.

Чамамни елип андин,

Чапсан кочиға чиқтим.

Ш-һәрипи Диләрәм

Шәнбидә күн ечилип,

Шамалму тохтап қалди.

Шар көтирип балилар,

Шәһәргә ойнап барди.

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 249.29 Kb
Количество скачиваний: 65
Просмотров: 364

Похожие материалы