Тәкрарлаш ана тили 1-синип
Предмет: | Другое |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Садыкова Майминям Тохтахуновна
|
Ана тили
Вақти:
Дәрис мавзуси: Тәкрарлаш.
Дәрис мәхсити: а) Балиларға өткән мавзуларни тәкрарлитиш, билимини тәкшүрүш.
ә) Балиларниң ойлаш, пикир қилиш, язма нутқини риважландуруш.
б) Адәмгәрчиликкә тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: тәкрарлаш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, карточка, кәсмә һәрипләр.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш. Чәмбәр шәклидә туруп саламлишиш.
ІІ.Өй ишини тәкшүрүш. 41-көнүкмә.Көп чекитләрниң орниға қ,ғ,к,г һәриплириниң лайиғини қоюп йезип келишкә берилгән.
ІІІ.Мәхсәт қоюш басқучи. Бүгүнки дәристә өткән мавзуларни тәкрарлайсиләр вә тапшурмиларни орунлайсиләр.
ІҮ.Билимини тәкшүрүш.
1-тапшурма Мону сөзләрни йезип инчикә созуқ тавушларни бир сизиқ, қелин созуқ тавушларни икки сизиқ сизисиләр.
Манта, мәктәп, китап, асман, дәрәқ, төгә, күз, қушлар, устаз, палта, қериндаш.
Сәгәһләндүрүш минути.
Бир қолум, бир-бир қолум,
Бәштин –бәштин он қолум,
Хойма инақ яшайду.
Бирлишип иш башлайду.
2-тапшурма. «Алма жиғиш»оюни арқилиқ тапшурмини орунлитиш.
3-тапшурма. Тест.
1. Қелин созуқ тавушлар қайсилар? 3. Қош тавушлуқ һәрипләр.
А) а, у, ы, э. А) а, у, ы, э.
Ә) е ө, ү. Ә) ё, ю, я.
Б) ә, ө, ү. Б) ә, ө, ү.
2. Инчикә созуқ тавушлар? 4. Жараңлиқ үзүк тавушларниң
астиға сиз?
А) ә, ө, ү. А) а, е, и, о, ю, ы, я, ү.
Ә) а, о, у, ы, э. Ә) б, в, к, м, с, т, ц, ф, ч, з, д
Б) е, ю, я. Б) ж, ш, щ, п.
Ү. Чүшәнгинини тәкшүрүш қисми.
ҮІ.Йәкүнләш қисми. Рефлексия.
ҮІІ. Өйгә тапшурма бериш.
Өйдә он сөз йезип созуқ тавушларниң астиға сизип келисиләр.
Қаидиләрни ядлаш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 41.3 Kb |
Количество скачиваний: | 12 |