Тәрбийә саати:"Уруш ветеранлирини әсләп»

Предмет: Классному руководителю
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Мавзуси: «Уруш ветеранлирини әсләп»

Мәхсити: Улуқ Вәтән уруши  тоғрисида чүшиник

                   Тил байлиғини ашуруш

                   Вәтәнпәрвәрликкә тәрбийләш

Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш,  соал-жавап

Қоллинидиған көрнәкликләр: хәритә, ветеранлар сүрәтлири, байрақ, буклет

                                         Тәрбийә саатиниң бериши:

Уюштуруш қисми:

Синипни безәп, балиларни сәпкә турғузуш.

Киришмә:

  Әссалам һөрмәтлик меһманлар, бийил ғалибийәтниң 70 жил толушиға бенаән «Уруш ветеранлирини әсләп» намлиқ синип саатини башлашқа рухсәт етиңлар.

Асасий қисим:

                Аңлаңлар, аңлаңлар, бүгүн немис басқунчилири бизниң елимизгә бесип кирди.

                                           Уруш башланди!

Мана мошундақ мисралар билән совет хәлқи 22- июнь теңини күтүп алди.(көрүнүш)

Һәр бир өйдин,һәр бир аилидин яш жигитләр өз елини қоғдашқа атланди.

Нахша : «Вставай страна»

Совет елиниң тәркивигә киргән он бәш республикиниң хәлқи бир адәмдәк, бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, Вәтән үчүн жәң қилди.

Қазақстан йеридинму бир миллион икки йүз миң адәм урушқа қатнашти.

Барлиқ милләт вәкиллири бир аилиниң балилиридәк урушқа атланди.

Шеирлар:

Нахша: «Течлиқ  үчүн»

Бизниң йезимиздинму көплигән жигитләр өз елини қоғдашқа қатнашти. Әнди өз жутдашлиримизниң әрлиги, урушта маңған йоллири билән тонушуп өтәйли.

Яқупов М.М   1925-жили  туғулған. У   1942-жили урушқа атланди.  1945-жили Япон – Совет урушиға қатнашти. 1948-жили өз йезисиға қайтти.

Униң уруш йоли: Япония, Мудазян, Мулев, Владивосток.

Молдабеков Ж  1907-жили  туғулған. 1942-жили урушқа чақирилип, Монголия, Харьков, Курск доғисидики урушларға қатнишип, Берлинғичәбарған. Улуқ Вәтән Уруши медали, Берлинни алғини үчүн ордени билән мукапатланди.

Мамашев А 1942-жили армияға чақирилди. 1- Беларусь урушиға қатнашти. У Берлинғичә барди.

Келменбетов А  1920-жили туғулған. Урушни һәрбий сәптә Омскта учраштурди. Ленинградни азат қилишқа қатнашти.  1942-жили Беларусь фронтиға авуштурулуп, Т.Тохтаров билән биллә урушти.

Байсугуров Н  1925-жили туғулған. 1943-жили һәрбий армияға чақирилди. 1944-жили  2- Украина урушиға қатнашқан. 1945-жили өз елигә қайтти.

Униң уруш йоли: Дальный Восток,2- Украина фронти.

Тютявин П.В  1918-жили туғулған. 1941-жили урушқа атланған. 11медаль, Улуқ Вәтән Уруши ордени билән мукапатланди. Урушқичә, уруштин кейин муәллим болуп ишлигән. Униң уруш йоли: Молдова республикиси.

Шундақла бизниң Василенко А.А, Сарсенбаев Б, Кошкимбаев Р, Абдалиев Р, Сертбеков Б қатарлиқ жутдашлиримиз урушқа қатнишип, әрлик көрсәтти.

Совет елиниң байриғи қизил рәңдә еди. Униң сәвәви: Вәтәнгә течлиқ қан төкүш арқилиқ кәлгән. Қанниң рәңгини билдүриду.

Әнди Қазақстанниң байриғи көк рәңдә. Бу течлиқ, очуқ асман, бәхитлик һаятниң бәлгүси. Қени достлар һәммимиз бирликтә, достлуқта, инақлиқта өз елимизниң течлиғини қоғдайли.

Нахша : «Һәр қачан болсун қуяш»

Талғар наһийәси №24 мәктәп

Насырова Б.Р

                                                    Тәрбийә саат

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 20.44 Kb
Количество скачиваний: 31
Просмотров: 233

Похожие материалы