Урок по технологии на тему: " Яғачтин қошуқ оюш" (6 класс)

Предмет: Технология
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрис вақти 13.10.2014 ж                                                                             

 Дәрис мавзуси: Яғачтин  қошуқ  оюш

Дәрис мәхсити: 1. Оқуғучиларға  яғачтин қошуқ   оюш  усулини

                                   әмәлиятта үгитиш.

                              2.Оқуғучиларниң яғачтин буюмларни  ясаш

                                 тоғрилиқ  алған теориялик  билимини иш йүзидә

                               риважландуруш, дәрискә болған қизиқишини,

                                қабилийитини, зеһнини ашуруш.

                               3.Һүнәрвәнчиликкә, гөзәлликкә,сәрәмжанлиққа,

                                  өз   алдиға ишләшкә тәрбийәләш.

Дәрисни жабдуқлаш: интерактив тахта, слайдлар, яғач, қериндаш, сизғуч,һәрә, тиски, рашпиль,

                                             қум қәғәзләр

Дәрис түри:  Әмәлий дәрис

Пәнләр ара бағлиниши: тәсвирий сәньәт,геометрия

 

Дәрис мәзмуни: І.Синипни уюштуруш  .

 

                               ІІ.Өй тапшурмисини сораш

                              ІІІ.Йеңи мавзу

                               ІV.Әмәлий ишларни орунлаш

                               V. Оқуғучиларни баһалаш

                               VІ.Өйгә тапшурма бериш

Дәрисниң бериши:

            І.Синипни уюштуруш:

          1) Дәрискә кирип, саламлишип, синипниң тазилиғиға

                 нәзәр ағдуруш

          2)Оқуғучиларни түгәлләп, диққитини дәрискә жәлип қилиш

         ІІ.Өй тапшурмисини сораш:

1.     Яғачтин елинидиған  мәһсулатлар.

Яғачтин нурғунлиған мәһсулатларни алиду мәсилән: дөшә, ноғуч, секиләк, жоза, орундуқ, үстәл, өй жиһазлирини, қәғәзләрни  тәйярлайду. Кәң йопурмақлиқ дәрәқләрдин жиһазларни, жиңнә йопурмақлиқ дәрәқләрдин қәғәзләрни  ишләп  чиқириду.  Қейин  дәрәқлириниң қовзиғидин севәт,баш кийим , аяқ-кийимләрни тоқушқа болиду,ақ  қейиндин сокларниму  ишләп  чиқириду.

2.     Яғачни  оюш усуллири.

Яғачни  оюш усуллири бир нәччә түр  билән  орунлиниду:янту  оюш, тик  оюш, дүглитип  оюш. Шуниң  ичидә  геометриялик оюш, бәдиийләп оюш,скульптурилиқ  оюш,оюп  ясалған,бәдәрлик оюш,өйләрни безәлләштә  қоллинидиған оюқлар.

 

 

ІІІ. Йеңи  мавзу: Яғачтин  қошуқ  оюш.

Яғачтин  қошуқ  оюш технологияси төвәндикичә болиду:

1.     Юмшақ   яғач таллаш

2.     Яғачқа  қошуқниң өлчимини сизиш

3.     Яғачни һәридәш

4.     Яғач  қошуқни  оюш

5.     Қошуқниң  сиртини  рашпиль  билән  тәкшиләш

6.     Қошуқниң  сиртини  қум  қәғәз билән  силиқлаш

7.     Қошуқниң  ичини  қум  қәғәз билән  силиқлаш

8.     Қошуқниң  сепиға геометриялик  оюқларни оюш

9.     Қошуқни лак билән сирлаш (өйдә ишлитиш үчүн  қошуқни  қизитилған майға  селип, бактериялирини өлтириду һәм  чирайлиқ  көзгә  йеқимлиқ қизғуч  рәң  бериду)

 

Керәк  қурал-жабдуқлар:  яғач, қериндаш, сизғуч,һәрә, тиски, рашпиль,

                                                    қум қәғәзләр, лак, пәлкүчләр.

Техника  бехәтәрлик  қаидилири:

1.     Ишни башлаштин авал мәхсус  кийим кийип, муәллимниң  рухситини күтүш керәк

2.     Ойғуч искиниләр  билән ишлигәндә авайлап ишләш керәк

 

3.     Иш  вақтида сол қолимизни байқаш

4.     Искинә билән яғачни ойғанда    қаттиқ күч  селип ишләшкә болмайду

5.     Искинә билән ишлигәндә  искининиуруп оюш керәк болса, сол қол билән  искинини тутуп  оң  қол билән  болқини искининиң арқисидин уруш  керәк

6.     Искиниләрни  миннәтлик  түрдә  верстак  ящигидә  сақлаш  керәк

7.     Искинини бир-биримизгә  ташлап  беришкә  болмайду

8.     Иш тамам болғандин  кейин әсвапларни орниға  қоюш керәк

 

(Оқуғучиларға яғачтин  қошуқ  оюш технологиясини вә техника бехәтәрлигини сақлаш қаидисини яздуруш)

IV. Әмәлий  ишларни орунлаш:әслидә бизгә қошуқни оюп  ясашқа 5 саат

    Берилгән, һәр-бир дәристә қошуқниң йеңи этаплири билән  тонушуп , әмәлий  ищларни орунлаймиз.

  Бүгүнки дәристә қошуқниниң өлчәмлирини ениқлап , һәрә билән һәридәп  тәйярлаймиз.

Оқуғучиларға әмәлий ишниң орунлиниш тәртивини көрситиш, топ башчилириға өз алдиға ишларни  тапшуруш

 V.Оқуғучиларниң әмәлий ишлирини баһалаш

VI.Өйгә  тапшурма бериш: Қошуқ оюшни давамлаштуруш

 

 

 

 

 

 

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 15.84 Kb
Количество скачиваний: 8
Просмотров: 99

Похожие материалы