Урок по технологии на тему: "Бисердин кәштә бесиш"
Предмет: | Технология |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Ибрагимова Алия Сыдыковна
|
Дәрисниң мавзуси:Бисердин кәштә бесиш.
Дәрисниң мәхсити: а) Оқуғучиларға йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
б) Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш.
в)эсетикилиқ гөзәликкә тәрбийәләш.
Дәристә қоллинидиған усуллар: чүшәндүрүш,әмәлий иш, саол-жавап.
Дәрисни жабдуқлаш: китап,бисер, қайча, клей.
Көрнәкликләр: Кәштә бесилған буюмлар.
Дәрисниң мәзмуни: а) синипни уютуруш.
б) өй тапшурмисини сораш.
в) йеңи мавзу
г)Әмәлий иш
д) Баһалаш
е)Өйгә тапшурма бериш
Дәрисниң бериши.
І Уютурущ қисми
-Саламәтмусиләр?
-Олтәрәңлар.
-Синипта ким новәтчи?
-Cиниптп ким йоқ?
- Рәхмәт олтуруң.
Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрәш.
ІІ Өй тапшурмисини сораш.
-Қизлар ким ейтиду,өйгә қандақ тапшурма берилгән?
-Һәммиңлар ой тапшурмисини орунлап кәлдиңларму?
- Орунлап кәлгән болсаңлар парта үстигә қоюңлар.
- Дурус,ярайсиләр.
ІІІ Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Бүгүнки дәрисниң мавзуси билән мәхситини ейтимән. Андин кейин йеңи мавзуни чүшәндүримән.
Кәштә бесиш қол һүнәрниң бир түри болуши билән биллә,униң зор тәрбийәлик әһмийити бар. Кәштини бурун шелктин,алтундин,күмүчтин ,қиммәт баһалиқ ташлардин жемчугтин басқан.
Кәштини шундақла бисердинму басқан. Кәштини қол яғлиққа блузкиларға бесишқа болиду.
Кәштә бесишниң бир нәччә түрлири бар.
1.Бисер
2. Тамбур
3. Крест
Бүгүнки дәристә биз бисердин кәштә басимиз. Униң үчүн бизгә һәр түрлүк бисерлар клей, қайча,жиңнә керәк.
ІV Әмәлий
Оқуғучилар өз алдиғ аәмәлий ишни, йәни кәштә бесишни башлайду.
V Оқуғучиларни баһалаш.
VI Өйгә тапшурма бериш.
Қизлар өйдә кәштә бесишни давамлаштуруп келисиләр.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 11.98 Kb |
Количество скачиваний: | 15 |