Урок по уйгурской литературе на тему : "ХХ әсир әдәбияти. Өмәр Муһәммәдийниң һаяти, ижадийити" (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси: ХХ әсир әдәбияти. Өмәр Муһәммәдийниң һаяти, ижадийити
Мәхсити:    1  Әдип һаяти вә ижадийити билән тонуштуруш
2. Мустәқил  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш
3. Әдәбиятимизға болған муһәббитини күчәйтиш, инсанпәрвәрлик  тәрбийә бериш.
Дәрис түри:             Арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик,   методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:                                
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Билимини тәкшүрүш 
Берилидиған соаллар:
    1. Билал Назим һаяти тоғрисида соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш
    2. Ғәзәллирини ядқа ейтқузуш
 ІV.  Йеңи мавзуни чүшәндүрүш 
Өмәр 1906-жили һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Йеңишәр йезисида батрақ аилисидә туғулған. Дадиси Тоқа бовай язда етизға чиқип, қишта тағдин отун тошуп, аилисини асриса, аниси һаллиқларниң ненини йеқип, кир-қатини жуюп, тирикчилик қилатти. Мәшәқәтлик әмгәк, йоқсизчилиқ уларниң саламәтлигигә хелә зиян йәткүзиду. Өмәр алтә яшқа киргәндә, ғәмгүзар анисидин айрилип қалиду. У 1918-жилғичә йезида дадиси билән мошундақ еғир һаят кәчүрүп, андин туққанлириниң ярдими билән Алмутидики Сайбойи мәһәллисигә көчүп келиду вә мошу йәрдә өз тирикчилигини давамлаштуриду.
Кеңәш һакимийити орниғандин кейин, йоқсулларниң бири Өмәр Муһәммәдийму оқуп, билим елиш мүмкинчилигигә егә болиду, йәни он төрт йешидин мәктәп ишигини ачиду. У 1922-жили Алмутида ечилған үч айлиқ курсни пүтирип, Ташкәнттики аз санлиқ милләтләр билим орнида оқуйду. Уни 1927-жили үлгилик тамамлап, Алмутиға келиду вә «Зәрват» мәктивидә бир жил муәллим болуп ишләйду. Андин Челәккә келип, устазлиқ паалийитини давамлаштуриду. Мошу йәрдин Өмәр Яркәнт шәһиригә көчирилгән «Зәрват» мәктивигә әвәтилип, яш әвлатқа билим вә тәрбийә беришкә иҗдиһатлиқ билән киришиду. Шуниң билән бир қатарда, илмий мудирлиқ хизмитиниму атқуриду. Замандашлириниң ейтишичә, Өмәр Муһәммәдийниң математика пәни бойичиму ихтидари күчлүк болған екән. У оқуғучиларға математика вә әдәбият пәнлиридин чоңқур билим беришкә барлиқ күч-қувитини сәпәрвәр қилиду. Шундақла иҗадийәт биләнму ахирқи дәмлиригичә қизғин шуғуллиниду
Өмәр Яркәнттә чиқиватқан «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң редакцияси биләнму йеқин мунасивәттә болуп, униң сәһипилиридә әсәрлири пат-пат йоруқ көрүп туратти.
Өмәр Яркәнттә Мурых дегән кишиниң өйидә туруп ишлиди, өй егилириму устазлардин еди, улар Өмәрни туққинидинму ошуқ көрәтти. 1931-жили йеңидин баһар келип, адәмләр қәлби яшнаватқан күнләрниң биридә, шу рус жигити таң сәһәрдә Өмәрниң вапат болғанлиғи тоғрилиқ шум хәвәрни бизгә йәткүзди. Көп өтмәй, униң өйигә йетип бардуқ. Шаир яғач каривәттә, бир қоли саңгилиған һаләттә йетипту. Ағзидин ақ көвүк чиқип кетипту, чирайи зәпирәңдәк сарғайған. Үстәл үстидә қәғәзлири чечиқлиқ турупту. Униң биригә йезилған шеир мисралирини оқудуқ:
Пилдирлиған чирақлириң өчти әнди,
Һур һаятим қара йәргә көчти әнди…
Арманлирим көп еди…

Шеирини аяқлаштуралмапту.
 Шу кечиси Өмәрни ағриғи қаттиқ беарам қилиду. Ағриққа чидалмиған шаир тамни уруп, өй егисини чақириду. Йолдиши дохтурни чақирип келишкә кетиду, аяли Өмәрниң йенида сәкпарә болуп қалиду, кәлгән дохтурму һеч нәрсә қилалмайду. Ахири Өмәр Мурыхниң аялиниң қолида җан бериду.
Көп өтмәй, Алмутидики Сайбойи мәһәллисидики ағриқ дадиси Тоқа бовайму аләмдин өтиду. У Өмәрниң вапат болғинидин бехәвәр еди…
Шу күни Яркәнт тәвәси матәмгә чөмиду, еғир җудалиқ хәвәр барлиқ җайлардики һәр бир уйғурниң жүригини моҗуйду. Мәктәпләрдә оқуш тохтитилиду. Педтехникумда турақлиқ чиқип турған там гезитиниң новәттики сани Өмәрниң һаятиға беғишлиниду. Мәрһумниң мурдиси билим дәргаһиниң залиға қоюлуп, видалишиш рәсмийитидин кейин, ахирқи сәпәргә узитилиду. Җәсиди шәһәрниң ғәрбий қисмидики «Пашалиқ баққа» дәпин қилиниду…»
Миннәтдар әвлат бүйүк әдип исмини әбәдийләштүрүшниң әмәлий ишлирини қилип, уни хатириләп кәлмәктә. Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисида Өмәр Муһәммәдий намидики оттура мәктәп, Яркәнт шәһиридә шаир намида атилидиған коча вә мәһәллә бар. Улуқ әдипниң туғулғининиң 100 жиллиғи Панфилов наһийәси рәһбәрлигиниң һәм наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси вә уюштуруши билән кәң даиридә тәнтәнилик атап өтүлди.
Пурсити кәлгәндә, шуниму ейтип өтүш керәкки, әдәбият саһасидики тәтқиқатчи-алимлар, шаир-язғучилар Өмәрниң әсәрлирини издәп тепип, униң һаяти, иҗадий паалийити тоғрилиқ хелә әсәрләрни язди. Шуларниң бири — атақлиқ язғучи Җамалидин Босақовниң «Ялқун» повести. Мәшһур алим Мурат Һәмраев болса, 1968-жили «Өмәр Муһәммәдийниң талланма әсәрлири» китавини нәшир қилди.
V. Бәкитиш.
  1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. 
Өйгә тапшурма.           Әдип ижадийити тоғрисида дәрисликтики вә қошумчә мәлуматлардин оқуп келиш


Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 14.68 Kb
Количество скачиваний: 21
Просмотров: 192

Похожие материалы