«Аләм, ана билән гүлстан!»
Предмет: | Классному руководителю |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Насырова Разиям Василовна
|
Устаз синипқа кириду
Баһар келиши дәсләпки мәйрәм тоғрисида сөһбәт
Қиш пүтиши билән бизгә қайси пәсил келиду балилар?
-Дурус дәйсиләр.
-Бу пәсилдә қандақ мәйрәмләрни нишанлап өтимиз?
«Аләм, ана билән гүлстан!»қуйду,улар шеирларни ,яхши ейтиду,тиңшап көруп бақмаймизму?
Қени тиңшап көрәйли
Силәр болғач,балиларниң көңли тоқ
Силәр болғач,балиларниң ғеми йоқ.
Қараңлара,турғинини бәхитлик
Аниларниң меһригә берип зоқ.
2)0-2 синип оқуғучилири шеирлирини ейтиду.
Устаз. Болиду, мошу шеирни йезип қояйли.
3-е.б.Руфина Муәллим,Дилшат билән Алинур бөшүкләрдә нахшисини үгинивататти,тиңшап көрмәймизму?орниға-Фарух
Устаз. Көрүп бақайли.
3) Дилшат вә Алинур нахша« Бөшүкләрдә»
Устаз.-Балилар,бизниң мәктәптә уссул ойнайдиған қизлар барму?
Руфина.-Малим,бизниң мәктәптә Республикилиқ «Ақ көгершін» конкурсиға, « Ғунчә» фестивалиға қатнашқан « Дилсаз» топи барғу шуларни чақирайли.(ози қалиду.)
-Майли, ундақ болса көрүп тамашә қилайли.
4) «Уйғур қизлири» уссули билән « Дилсаз» топини қарши алайли.
Қизларғу чирайлиқ уссул ойнайдикән. Бизниң оғул балилар уссул ойнимамда?
Фарух.-Ба,малим,ба ойнап көрситәйлиму?орниға-Умида.
5) Уссул.Уссулда « Мәшрәп» топи
Жигитләрму чирайлиқ ойнайдикән.
Устаз. –Балилар мәмликәтлик тилни биз қанчелик дәрижидә өзләштүрватимиз? Биз қазақ тилида сөзләләймизму, нахшиларни ейталаймизму?
Умида.-Малим,Дилмурат акам « Сенің анаң алтын» нахшисини яхши ейтиду,чақирайму?орниға-Нигара
-Мәйли,қени тиңшап көрәйли.
6) Дилмуратниң орунлишида нахша «Сенің анаң алтын»
Устаз. - Башланғуч синипларниң шеирлирини тиңшап көрдуқ әнди чоң синипниң оқуғучилириниң шеирлирини тиңшап көрсәкмамду,уларниңму анилириға арнап шеирларни ейтқиси келидиғанду?
Устаз. –Ана дегән йол көрсәткән сизиқкән.
Ана билән бала өмри қизиқкән,
Шу аниниң кичиккинә қәлбигә,
Тағдин егиз бала бәхти тизиқкән.
Әнди,мана мошу аниниң чәксиз меһир муһәббитигә чөмүлүп, бәхитлик яшаватқан балиларниң силәргә чин жүрәктин ейтқан шеирлирини қобул қилиңлар.
7) Шеирлар чоң синип оқуғучилири
Нигара. – Малим,оғуллар уссул ойниди.Бизниңму уссул ойниғимиз келиватиду.Уссулимизни көрситәйлиму?орниға-Руфина,Алинур.
-Қени көрүп бақайли.
8) Уссул.Уссулда 3-синип қизлири.
Уссул, нахшиларниғу көрдуқ.Әнди балилар бир көңүл көтиридиған чақчақлар болса һә?Бизниң мәктәптә чақчақчи балилар барму?
4-е.б Фарух:-Һә,малим ундақ балилиримиз барғу, һазир тохтаң.
9) Илхамниң орунлишида чақчақ« Әгәр мән бай болсам..»
-Һә,интайин қизиқчи бала екән һә? Бу балиниму тизимға киргүзүп қояйли.
-Әнди балилар қизиқчи балиларниғу таптуқ,нахшичиларниму тиңшап көрдуқ.
Һә, балилар, башланғуч синипта һүнирини көрситидиған балилар йоқмикән?
Алинур.1-синип оқуғучилири « жүжә» уссулини елипбә тойида ойниған,көрүп бақмаймизму?
-Көрүп бақайли.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 21.85 Kb |
Количество скачиваний: | 32 |