"Һелигәр тошқан" 70-көнүкмини орунлаш

Предмет: Другое
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

                                     Ана  тили

Вақти Дәрис мавзуси:  Һелигәр тошқан.  

Дәрис мәхсити: а) Балиларға  « һелигәр тошқан» чөчигигә  изаһәт  йезишни                                чүшәндүрүш. 

                             ә) Балиларниң ойлаш,  пикир қилиш,  еғизчә нутқини                                                       риважландуруш.  

                            б)Әдәпликкә  тәрбийиләш.                                                    

Қоллинидиған усул: баянлаш, чүшәндүрүш,  соал-жавап. 

Дәрис түри:  арилаш.   

Көрнәклик:  рәңлик сүрәтләр. 

Дәрисниң бериши:

 І.Уюштуруш қисми.  Диққитини  дәрискә жәлип қилиш.   «Смайликлар» оюни. 

ІІ. Өй ишини тәкшүрүш.   Түзгән жүмлирини оқутуш. 

ІІІ.  Мәхсәт қоюш басқучи.  Бүгүнки дәристә Һелигәр тошқан чөчиги   билән тонушисиләр.   

ІҮ.Тәйярлиқ  а)һазир  биз  изаһәт  язимиз.У  һекайини  еғизчә әмәс  йезиқчә  изаһәтләп  чиқсақ  изаһәт  болиду.

Һелигәр  тошқан

Бурунқи  заманда  бир  һелигәр  тошқан  яшиған  екән.У һелигәрлик билән ейиқларни,бөриләрни,ширларни,һәтта  адәмләрни алдап  жүрәттикән.Бир күни тошқан  жип егирип  олтарған  момайниң  қолиға  чүшүп  қапту.

Момай:- Хойма  яхши  болди,өйдә  гөш  йоқ  еди,-дәпту.

-Тошқан  момайға

-Мән  мошу йәрдә  туруп  турай,сиз  әву  йәргә  берип  отун  терип келиңдә,мени үтләң,-дәпту.

Момай  тошқан билән  жипни  ташлап  қоюп  отунға  кәткәндә,тошқан  қечип  кетипту.

ә)Һелигәр  тошқан  мавзусиға  сөһбәт  жүргүзүш

б)оқуған  текстни  еғизчә сөзлитип,жүмлә түзитиш

в)Соалларға –жавап  елиш

г)соалларға  жавап йезиш

1.Һелигәр  тошқан  қачан  яшиған?

2.У  кимләрни  алдиған  екән?

3.Һелигәр  тошқан  кимниң  қолиға чүшүп  қалди?

4.Момайдин  қандақ  қечип  кәтти?

Сәгәһләндүрүш минути. 

Дәптәр билән иш: 

Ү.  Йәкүнләш қисми.

ҮІ.Өйгә тапшурма бериш.  Чөчәккә лайиқ сүрәт селип келисиләр.    

 

 

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 20.1 Kb
Количество скачиваний: 9
Просмотров: 130

Похожие материалы