Урок по уйгурскому на тему "Шәхси умумлашқан жүмлиләр" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрис мавзуси: Шәхси умумлашқан жүмлиләр
Дәрисниң мәхсити:
1. Шәхси умумлашқан жүмлиләр тоғрилиқ толуқ чүшәнчә берип өтүш
2. Оқуғучиларниң мавзуға болған қизиқишини ашуруш, көнүкмә ишләш арқилиқ мавзуни мустәһкәмләп, һәр хил оюн элементи арқилиқ дәрискә болған интасини риважландуруш.
3. Оқуғучини вәтәнпәрвәрликкә, әмгәккә тәрбийәләш.
Көрнәкликләр: слайд-шоулар, карточкилар
Пайдилинидиған усул: баянлаш, соал-жавап
Дәрис түри: аддий
Дәрисниң бериши
І Уюштуруш
-Саламлишиш
-Балиларниң зеһинини дәрискә авдуруш
ІІ Өй тапшурмисини сораш вә йәкүнләш
Тест алимән
ІV Йеңи мавзу
1.Хар қилғанни зар қил/мақал/ мәнаси сени дәпсәндә қилған кишигә өзәңни көрсәт дегән мәнани билдүриду. Бу жүмлидики зар қил дегән хәвәр 2 шәхс бирлик санда келиватиду. Исим буниңда ейтилған ой-пикир бир шәхскә әмәс һәр қандақ шәхскә яки көпчиликкә тегишлик
2 «Судин қутулуп, ашқа тутулдум» /тәмсил/ Бу жүмлидики тутулдум дегән хәвәр 1 шәхсни көрситип туриду. Мана бу йәрдә мундақ келишмәсликкә учриған якит дучар болған һәр қандақ шәхскә яки тегишлик.
3.Сора-сора алим бопту, сөзлә-сөзлә чечән бопту. Бу жүмлидә ой-пикир ІІІ шәхскә қаритилған, лекин барлиқ кишиләргә тегишлик.
Шәхси умумлашқан жүмлиләр дәп хәвири мәлум бир шәхсни көрситип турсиму, униңда көрситилгән иш-һәрикәт һәр қандақ башқа кишигә тегиш болған жүмлә шәхси умумлашқан жүмлә дәп атилиду.
Шәхси умумлашқан жүмлиләр мақал вә тәмсилләрдә көп учришиду.
Мақал у хәлиқ еғиз ижадийитиниң бир түри, хәлиқ даналиғини ипадиләйдиған һекмәтлик сөз, у ихчам болуп келиду. Тәмсил уму хәлиқ еғиз ижадийитиниң бир түри.
V Дәрисни мустәһкәмләш
1Һошияр болсаң апәт көрмәйсән.
2. Бу китаптин оқушқа болиду.
3.Ятқан иланниң бешини дәсимә.
4.Яхшилиқни унтума, яманлиқни көңлүңдә тутма.
5. Бечарә қери дадамниң қәдрини шу йәрдә билдим.
91-көнүкмә йезиқчә
1. 3. 5. 8. . 10.
92-көнүкмә
Биз үч топқа бөлинәйлуқ.
1-топ Вәтән
2-топ Әмгәк
3-топ Билим
Мошу топлар шәхси умумлашқан жүмлигә мошу мавзуларға 2 дин жүмлә ойлайду.
Бизниң Вәтинимиз –Қазақстан.
Қазақстанда хәлиқләр қандақ яшаватиду?-бирликтә, өмлүктә, достлуқта
Анаграмма
1 шәхс
2 шәхслик
3 ш шәхссиз
4 шәхси умумлашқан
5 шахзад
6 Шымкент
1 адәм
2 Хәвири арқилиқ егисини тапимиз, егиси йошурун кәлгән кишилик алмиши болған жүмлә.
3 Хәвири арқилиқму егисини тепишқа болмайдиған жүмлә.
4 Хәвири арқилиқ егисини тепишқа болиду, лекин униңдики ой-пикир көпчиликкә иегишлик болған жүмлә.
5 Оғулниң исми
6 Қазақстандики шәһәр
Шундақ қилип бүгүн биз силәр билән шәхси умумлашқан жүмлиләр тоғрилиқ чүшәнчә алдуқ.
VІ Өйгә тапшурма: 6 жүмлә йезип келиш
VІІ Баһалаш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 33.5 Kb |
Количество скачиваний: | 25 |