Урок по уйгурскому языку на тему "Әдәбий тилниң грамматикилиқ нормилири" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Әдәбий тилниң грамматикилиқ нормилири
Мәхсити: 1 Әдәбий тил вә униң нормилири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Қошумчә әдәбият арқилиқ оқуғучиларға әдәбий тил вә униң грамматикилиқ норма вә лексикилиқ алаһидиликлири һәққидә чүшәндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш № 1, №4, №5, №8, №11, №19
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. Соал-жавап усули арқилиқ ағзаки нутуқ вә язма нутуқ һәққидики умумий чүшәнчисини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Бизниң миллий тилимиз – һазирқи заман уйғур әдәбий тили. Бу тил умумхәлиқ лексикиси асасида түзүлгән, ениқ грамматикилиқ қанун вә қаидиләр нормисиға чүшкән тил.
Еғизчә тил язма тилдин авал пәйда болған. Униң шәкиллинишигә хәлиқ еғиз ижадийити асас болған.Еғиз ижадийәт жанрлири барғансири өсүп, тәрәққий етиду. Язма тилму худди шуниңға охшаш өсүп йетилиду, тәрәққий етиду.
Уйғур язма тилиниң тарихи интайин узун. Қанчилигән қедимий, кона уйғур шаирлири, язғучилири, алимлири бизгә бай әдәбий мирас қалдурди. Шуларниң ичидә шеирий әсәрләр үстүн туриду.
Уйғур язма әдәбий тили – хәлиқ тилиниң һәммә шевилири үчүн умумий, уларниң һәммисигә чүшинишлик тил.
Уйғур әдәбий тили өзиниң тәрәққиятида бир нәччә йезиқтин пайдиланди: қедимий түрк йезиғи, уйғур йезиғи, әрәп йезиғи, латин йезиғи вә рус тили арқилиқ қобул қилған кириллица. (һәр бир йезиқ үлгисини көрситиш)
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
Уйғур язма әдәбияти тоғрисида қошумчә мәлуматлар оқуп бериш, методикилиқ қолланма.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма.
1- мавзуни оқуш.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 605.5 Kb |
Количество скачиваний: | 12 |