Урок по уйгурскому языку на тему "Уйғур тилидики сөз ясаш. Исим " (6 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:         Уйғур тилидики сөз ясаш. Исим.

Мәхсити:    1  Сөз ясаш усуллири тоғрисида  чүшәнчә бериш,  исим һәққидики
билимини чоңқурлаштуруш.
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини
 ашуруш.
Дәрис түри:             Йеңи билим бериш
Дәрис типи    қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, көнүкмиләр топлими 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап,  баянлаш
Пайдиланған технология      СТО
Йеңи уқумлар:    морфологиялик усул, синтаксислиқ усул, конверсиялик усул

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сөз ясаш усуллирини чүшәндүрүш, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
І. Қизиқишини ойитиш стадияси
Тапшурма. Оқуғучиларға сөзләр берилип, уларниң ясилиш йоллирини ениқлаш тапшурулиду
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V – билимән,  – -мән үчүн чүшиниксиз,  + - мениң үчүн йеңилиқ,  ? – мени һәйран қалдуриду.   Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.

А) Схема арқилиқ сөз ясаш усуллирини чүшәндүрүш.
1. Морфологиялик усул – сөзләргә сөз ясиғучи қошумчиларни улаш арқилиқ сөз ясаш усули. Мәсилән: бағ-вән, саз-әндә, аш-хана, иш-чи, оқи-ғучи...
2. Синтаксислиқ усул – мустәқил сөзләр билән мустәқил сөзләрни қошуш арқилиқ сөз ясаш усули. Бу усул билән қош, қошма, бириккән вә қисқартилған сөзләр ясилиду:
1. Қош сөзләр: ата-ана, кичик-чоң, ала-йешил, қача-қомуч:
2. Қошма сөзләр: аш чамғур, сериқ чечәк, аш тахта:
3. Бириккән сөзләр: Алтөй, Ақсу, Йәттису, қариғожа:
4. Қисқартилған сөзләр: АДУ, ҚАЗМУ, колхоз:
3. Конверсиялик усул – бир сөз түркүминиң иккинчи сөз түркүмигә өтүши. Яхши бала, төмүр ишик, мис чөгүн.
Ә) Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ исим тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.


111-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар исимларни тепип, уларниң қандақ ясалғанлиғини  ениқлайду.
112-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Сөзләрни тәвәлик вә келиш қошумчилири билән түрләш. Тахтида.
113-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
ІV. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
Рефлексия стадияси. 
Оқуғучилар бир-биригә соаллар қойиду.  Жүмлиләрни тәһлил қилиш.  Сөз ясаш усуллирини ениқлаш.
V. Бәкитиш.
VІ. Өйгә тапшурма.
62-63-бәтләрни оқуш.  114-көнүкмини йезиқчә орунлаш.



Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 553.5 Kb
Количество скачиваний: 18
Просмотров: 117

Похожие материалы