Урок по уйгурскому языку на тему "Қелин вә инчиккә созуқ тавушлар" (5 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:     Қелин вә инчикә  созуқ тавушлар

Мәхсити:    1  Қелин вә инчикә  созуқ тавушлар тоғрисида билим бериш 
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, тавушларни тоғра тәләппуз қилишқа, фонетикилиқ тәһлил ясашқа  адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини  ашуруш, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри:     арилаш   
Дәрис типи    қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:     дәрислик,  схема, карточкилар 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:  профессионал, «Ату» пажиәси

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң созуқ тавушлар һәққидики билимини ашуруш, мустәһкәмләш

ІІІ.  Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. Карточкилар арқилиқ билимини байқаш.
2. Оқуғучилар бир-биригә өтүлгән мавзулар бойичә соаллар қойиду.
3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.  Қелин вә инчикә   созуқ тавушлар

Тахтида схема арқилиқ чүшәндүрүлиду.
Созуқ тавушларни ейтқанда тилниң қайси қисмида пәйда болушиға қарап  кәң вә тар созуқ тавушлар дәп  иккигә бөлүмиз.
Қелин созуқ тавушлар –тилниң арқа қисмида ясалған тавушлар: а,  о,у, ы, е, и.
Инчикә созуқ  тавушлар – тилниң алдинқи қисмида ясалған тавушлар: ә, е, ө, ү, и, э.
Һәм қелин, һәм инчикә тавушлар: е, и.

V. Мустәһкәмләш.
1. 92-көнүкмә тахтида орунлиниду.
2. 93-көнүкмини дәптәргә орунлаймиз.
3. 94-көнүкмә тахтида орунлиниду
4. Һәр оқуғучиға тавушлар берилиду. Уларни фонетикилиқ тәһлил қилиш.
VІ.  Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.

VІІ. Өйгә тапшурма. 30-32-бәтләрни оқуш. 95-көнүкмини йезиқчә орунлаш      

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 1.02 Mb
Количество скачиваний: 40
Просмотров: 221

Похожие материалы