Урок по уйгурскому на тему "Тәңдаш қошма жүмлиләр бойичә өткәнләрни тәкрарлаш" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрис мавзуси Тәңдаш қошма жүмлиләр бойичә өткәнләрни тәкрарлаш
Дәрис мәхсити 1.Тәңдаш қошма жүмлиләр тоғрилиқ толуқ қайтилап өтүш
2.Оқуғучиларниң диққәтчанлиғини тәләп қилиш арқилиқ өтүлгән ма
Мавзуларни қанчилик дәрижидә өзләштүргәнлигини ениқлаш
Ойлаш, әстә сақлаш қабилийәтлирини риважландуруш.
3. оқуғучиларни вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш
Дәрис түри қайтилаш
Пайдилинидиған усул баянлаш, соал-хавап
Көрнәклик қурал плакат,конвертлар, жүмлә йезилған карточкилар
Дәрисниң бериши
1.Уюштуруш пәйти
-саламәтмусиләр балилар
-Ким новәтчи
-Синипта ким йоқ
2.Йеңи мавзу
Бүгүнки бизниң дәрисимиз тәңдаш қошма жүмлиләрни қайтилаштин ибарәт.Дәрисимиз мәхсити тәңдаш қошма жүмлиләрни қанчилик дәрижидә өзләштүрдуқ,шундақла алған билимимизни мустәһкәмләш вә пишшиқдаштин ибарәт. –Қени,тәңдаш қошма жүмлиләр қайси жүмлә тәркивигә кириду
2.Қошма жүмлиниң қаидисини ейтип бериң
3.Қошма жүмлә қанчигә бөлүниду
4.Тәңдаш жүмлә дәп немигә атаймиз
5.Тәңдаш қошма жүмлә қанчигә бөлүниду
6.Бағланған қошма жүмлә дәп немигә атаймиз
7.Бағланма тәңдаш қошма жүмлә қандақ бағлиғучиларниң ярдими билән ясилиду
8.Яндашма тәңдаш қошма жүмлә дәп немигә атаймиз
9Яндашма тәңдаш қошма жүмлиләрниң бағлиниш йоллирини ейтип бериң
Һазир 3топқа бөлүнүп иш ишләймиз.Тахтиға қараймиз.Тахтида жүмлиләр берилгән,давамини өзимиз язимиз.
1.Йә улар кәлмәйду, 2.Асманни булут қаплиди, Мошундақ жүмлиниң 6си берилиду.Оқуғучилар дәптиригә йезип олтуриду. Әнди 3 топқа бөлүнимиз . 1-топ силәр Қазақстан мавзусиға, 2-топ Яркәнт шәһири, 3-топ Бизниң мәктәп мавзусиға һәр бириңлар бирдин жүмлә ойлайсиләр.Ойлиған жүмлилириңлар тәңдаш қошма жүмлә болсун.Жүмлиләрни ойлап болғандин кейин уларни қазақ тилиға тәржимә қилимиз.Қазақ тили дөләт тилимиз,уни һәммимизниң билиши шәрт.Ойлиған жүмлиләрниң 4 тахтиға йезилиду.Китавимиздики 163-көнүкмигә қараймиз.Көнүкмидә сөзләр алмаштурулуп берилгән,сөзләрни орниға қоюшимиз керәк. 1.Кочиға,мән, Пугачев, чиқтим, кәлди. 2.Новәт,тавақ,елинди, кәлди,шовиға вә башқилар. Бу көнүкмини еғизчә орунлаймиз. Тахтида 3 конверт туриду. Партиниң үстидә жүмлиләр йезилған варақлар туриду.Һәр бир топтин оқуғучилар чиқиду,өз алдиңларға оқуп ,өзәңларға тегишлик жүмлиләрни алисиләр вә конвертқа салисиләр. 1-топ Бағланма тәңдаш қошма жүмлә 2-топ Һәр хил жүмлиләр 3-топ Яндашма тәңдаш қошма жүмлиләр
Тәңдаш қошма жүмлиләргә мақалларни ейтип көрәйли. Дост,тил,әқил мавзулириға.
Шуниң билән бүгүнки дәрисимиз тамам.
Өйгә 5 жүмлә йезип келиш.
Баһа
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 13.56 Kb |
Количество скачиваний: | 37 |