Классный час на тему "Ата-ана дәрәққә охшайду, бала униң йопурмиғи" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрис мавзуси: Ата-ана дәрәққә охшайду, бала униң
йопурмиғи
Дәрис мәхсити: Оқуғучиларға адәмгәрчилик тәрбийә
бериш, бала
тәрбийәсидики көрүнүшләр арқилиқ ата-
аниларниң ой
пикрини тиңшап, бала тәрбийәси әң
муһим нәрсә
екәнлиги һәққидә чүшәнчә бериш
Көрнәклик қураллар: Ата-ана һәққидә даналиқ сөзләр, буклетлар, слайд, сүрәтләр.
Дәрисниң бериши:
Муәллимниң киришмә сөзи:
-Һөрмәтлик ата-анилар, устазлар вә оқуғучилар!
«Ата-ана дәрәққә охшайду, бала униң йопурмиғи» намлиқ тәрбийә саатимизни башлашқа рухсәт қилиңлар. Бу тәрбийә саатимизни өтүштики мәхсәт оқуғучиларни, чоңларни, ата-аниларни һөрмәтләшкә үгитиш, әхлақ-әдәп тәрбийәсини бериш, адәмгәрчилик хисләтләрни боциға сиңдүрүш.
Балини адәмгәрчиликкә, әдәп-әхлаққа үгитидиған ата-ана, аилидур.
Аилә-күндилик өз ара сәмимий сөһбәт муһити. Бу муһит шараитта бәзи балиларға инсанпәрвәрликкә ят һәрикәтләр йүз берип қелиши мүмкин. Буниңға әң авал аилә әзалириниң өз ара мунасивәтлириниң қопаллиқ, намувапиқ һәрикәтлири сәвәп болиду.
Аилә һаятидики әдәп әхлаққа ят гәпләр, иш-һәрикәтләр яш өсмүрләргә сәлбий тәсир йәткүзиду.
Бүгүн ата-анилар билән балилар арисидики тәрбийәниң ижабий вә сәлбий тәрәплири тоғрисида пикирлишип көрәйли.
Ата-ана қандақ болса, бала шундақ
Оқуғучи: Атидәк меһриван қайда,
Анидәк ғәмғузар қайда.
Ата-анини әзизләш вә қәдирләш башқа хәлиқләр охшаш уйғур хәлқиниң есил миллий хисләтрининиң бири.
Ата-ана бу һаят кәби әбәдий вә әзиз. Бу дунияда ата-ана кәби муқәддәс вә тәвәккүр, әзиз вә мөтивәр, Ғәмхорчи вә ғәмгүзар жанлар йоқ. Бизчә ата билән анини айрип қарашқа болмайду. Ата-ғәмхорчи, ана-меһривандур.
Оқуғучи: Ата-аниниң балиға дегән меһридә, ғәмхорлуғида, келәчәктин күткән зор үмүтидә һеч бир чәк йоқтур. Ата вә анаң саңа йәр бетидики тәңдиши йоқ қиммәт нәрсә һаятлина соға қилмай, бәхитму соға қилиду.
Оқуғучи: Әй, пәрзәнт әқил йүзисидин билгинки, ата-аниниң иззәт вә һөрмити боюңға елиш лазимдур, чүнки пәрзәнтниң әсли ата-анисидур. Немә үчүн ата-анамни һөрмәт қилимән, дәп көңлүңгә кәлтүрмә. Билгинки, улар сениң үчүн өлүмгә һәм тәяр туриду.
Оқуғучи: Әгәр һәр бир пәрзәнт әқиллик вә дана болса, ата-ананиң меһир муһәббити ада қилиштин баш тартмайду. Ата-аниниң иши сени пәрвиш қилиш вә үгитиштур. Әй, пәрзәнт ата-аниниң көңлини ал, һәргиз рәнжитмә, уларниң қәлбини азаплима.
Сән ата-анаңға дин нуқтәйи нәзиридин риайә қилмисаңму әқил вә мурвәт нуқтәйи нәзиридин риайә қил, әгәр сән чүнки һәр уларға нисбәтән хата иш қилсаң яхшилиққа сазавәр болмайсән, чүнки һәр киши ата-аниниң яхшилиғини билмисә, башқа бириниң яхшилиғиға баһа берәлмәйду. Өз пәрзәнтиниң саңа һөрмәт қилишини истисәң, сән һәм ата-анаңни һөрмәт қил, чүнки сән ата-анаңға немә қилған болсаң, пәрзәндиңму саңа шундақ ишь қилиду.
Оқуғучи. Қуяшсиз гүлләр ечилмайду, сөйгүсиз бәхит йоқ, анисиз шаирму , қәһриманму болмайду...
Меһри чәксиз анини пүткүл дуния әһли шәрһийләйду. Инсандики пүткүл гөзәллик, һәтта қуяш нуриму анидин.
Оқуғучи: Ана- у пәрзәнтниң хошаллиқ билән ейтидиған биринчи сөзи. Ана бу адәм жапа тартип, һәсрәт чәккән вақитларда дайим қайтлинидиған сөз. Тени сақ яки ағриқ болсун, яхши яки яман болсун бәри бир ана өз балисини яхши көриду.
Оқуғучи: Ана-әзиз, уни қанчилик мәдһийлисәк азлиқ қилиду. Ана пәрзәнди үчүн отқиму, суғиму кириду, һәтта женини қийишқиму тәйяр. Бәндичиликтә бәзидә уларни рәнжитип алимиз. Анилар билдүрмәйду, әксичә бари ни, барлиқ яхшилиқларни пәрзәндигә ада қилиду. Анилар – қәлби чеки йоқ бир дәрия.
Оқуғучи: Ана бизниң гүлимиз,
Ана билән күлимиз.
Аниларсиз мәшәқәт,
Бизниң көргән күнимиз.
Муәллим: Әзимәт өстүргән анилар үчүн,
Оғлаңлар өстүргән атилар үчүн.
Кәлгүси әвлатлар, балилар үчүн,
Ейтимән нахшамни яңритип бүгүн.
Нахша: Ата-ана һәққидә
Оқуғучи: Дада-йоруқ дуниядики әң йеқин адәмниң бири. Дадини иззәтләш, һөрмәтләш униң аилидики орнини қәдирләш һәр бир балиниң вәзиписи. Ата-егиз чоққа, бәхитниң алтун түвриги.
У балиси үчүн барини айимайду, тәрбийиләйду, келәчәккә йол-йоруқ көрситиду.
Оқуғучи:
Баш егимән ата саңа,
Меһриң дилда чирақ кәби.
Маңа болған меһриңни мән,
Чоң болғанда билдим әнди.
Оқуғучи:
Ата пәрзәндигә бәхит тиләйду,
Бойниға асиду ана тил тумар.
Ким болар екән у,
Һеч ким билмәйду.
Тезирәк чоңийишни күтәр интизар.
Нахша «Ачқин ата алиқанлириңни»
Муәллим. Блиниң кәлби аилиниң сүритидур. Униңда аилиниң ички маһайити әкис етилиду. Әгәр ата-ана мәнпийәтпәрвәр, тамагәр, һаякән болса, уни өзгиләрдин йошуруш мүмкинки, амма бу хусусийәтләрни балилардин йошуруш тәстур. Балилар ата-аниниң иш-һәрикитини тәкрарлашқа тиришиду.
Төвәндики көрүнүшни көрүп ой пикримизни ейтайли.
өйдә момай олтириду.
Нәврисиниң дости өйгә кирди.
-Яхшиму сиз мома?
Нәвриси ағинисини қолидин тартип
-Кәттуқ, униң билән саламлишип немә қилисән. У қериған момай.
Момай:-Урсаң рәнжитип алисән урмисаң әркилитиш үчүч сөз керәк.
Ағиниси:-Биз момамни рәнжитмәймиз. Униң билән һәр қачан саламлишимиз. У бизниң әң һөрмәтлик адимимиз.
Нәврә:-У киши қандақ һөрмәтлик болиду?
Ағиниси:-омам қериди, һәммимизни өстүрди. Сән өз момаңға немишкә шундақ қарайсән, дадаң аңлап қалмисун.
Нәврә:-момам билән дадамму саламлашмайду.
Ағиниси:-Қизиқ екән. Уят әмәсму.ағиниси чиқип кетиду
Нәврә өйигә қайтип келип дадисиға;
-Дада немишкә момамға ғәмхорлуқ қилмаймиз? У өзи ялғуз туруп қийнилиду, ағрип қалиду?
Дадиси:-Ата-анини гуналашни үгәткән ким саңа? Техи маңа әқил үгәткидәк болдиңму сән, шумтәк!
Балиниң аниси момайға келип:-балиға гәп үгитип жүргән сизму ана? Әгәг бизгә рази болмисиңиз өзиңиз ейтмамсиз! Немишкә балини ариға салисиз?
Момай бешини чайқап:
-Үгәткән мән әмәс һаят! Силәр, хошал болуңлар оғлуңлар силәр үчүн өсүп келиватиду№ Мәнғу яшайдиғинимни яшап, көридиғинимни көрүп болған адәммән. Силәрниң көридиғиниңлар техи алдиңларда, балилирим!
Муәллим: Ата-аниниң яман ибрити, ата билән қизниң арисида пәриқниң болмаслиғи, ата-аниниң тәрбийәсигә етиварсизлиқ билән қариши, балиниң мәнивий дуниясиға сәлбий тәсир қилип, униң мүжәз-хулқиға еғир из қалдуриду. Чүнки аилидики тәрбийә өз нөвитидә балиниң кәлгүси тәғдирини бәлгүләйду.
Төвәндики соалларға пикир елишиш.
1Сизниң балиңиз кәчтин сиз ейтқандәк да әмәс, да кәлди.
2Суицизм һәққидә немә ойлайсиз?
3аилини ата-аниниң қайсиси башқуридиғинини дурус көрисиз?
4Ата-анаңниң хаһиши бойичә дост тутамсән, яки...
5Атиму, аниму хизмәткар.Ата иштин әтигәнәрәк келип гезит оқуп олтуриду. Анисиму иштин келип китап оқуп олтуриду. Кәчкә тамақни ким тәйярлайду?
Һазирқи бала тәрбийәси көпчиликни толғандуридиған, балиниң билимгә болған хуштарлиғи төвәнлигән заманда ким немә ойлайдиғанлиғини һһәққидә тиңшап көрәйли.
Муәллим: жүрәкни можуйдиған ой хиялдин қачан қутулимиз. Оқуғучиларниң дәрискә дегән интаси йоқ. Ейтип, чүшәндүрүп мейисигә қуювәтсәңму, әтисила һеч немә билмәй йәнила пақирап олтарған. Һәр бириниң ағзида сеғиз, қулиғида научник. Ата-анилири жиғинини қилсам иккила адәм кәпту. Қалғанлириниң вақти йоқмиш! Өз балисиға вақит тапалмайдиған қандақ адәмләркинтаң. Ейтидиған йеңилиқлар көпти, әнди йоқ! Маңай чапсанирақ чүштин кейин дәрисим бар, уһ!
Ата-ана қандақ болсабалиларниң көз қарашлири
1мәйлимизгә қоюп берип әркә үгитип қоймиса
2 һәдди һесапсиз әркиләтмисә
3Бизни кичик көрүп алдимиса
4Бирәр ишни қамлаштуралмисақ, урмастин, тиллимастин қамчилиғимизни көрсәтсә
5Һәр қандақ ишни өзимизгә қоюп бәрсә
6Тиллимиса, тән жазасини бәрмисә
Оқуғучи: Ата анаң сениң үчүн һармай әмгәк қилиду. Уларниң әмгигини баһалашни бил. Сениң қилған һәр бир ишиң ата анаңниң жүригигә шатлиқ болуп оралсун!
Оқуғучи: ата аниниң өз балисиға болған муһәббити қандақ чәксиз болса, балиларниң ата аниси алдидикивәзиписиниму һеч нәрсә билән өлчәшкә болмайду.Сениң дәристә елип кәлгән яхши баһариң уларниң бешини көккә йәткүзиду. Әксичә, сениң камчилиғиң, оқуш вә әмгәктики һорунлиғиң, салақлиғиң ата анаңни рәнжитип, дәртләр салиду.
Оқуғучи. Ата-анаңниң гепигә кир, әқил-кеңишигә қулақ сал! Көңлини елишни, қәдирләшни, һөрмәтләшни, сөйүшни бил! Билгинки, ата-ана һаятиңниң гөһири!
Нахша: Шатландурсун.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 42 Kb |
Количество скачиваний: | 9 |