Урок по уйгурскому языку на тему "Бириккән исимлар. Қисқартилған исимлар" (6 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Бириккән исимлар. Қисқартилған исимлар
Мәхсити: 1 Бириккән вә қисқартилған исимлар тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология сто
1. Йеңи уқумлар: әлликбеши, Бәшатар, Тоққузтара, сәвзиназук, ЕБҺТ, қазтелеком, райком.
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға бириккән, қисқартилған исимлар вә уларниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.
ІІІ- ІV Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. Исим дегән немә? Исимниң соаллири қандақ?
2. Исимниң қандақ түрлирини билисиләр?
3. Ясалма исимлар мисал кәлтүрүңлар
4. Исимларниң ясилиш йоллирини әскә чүшириңлар.
5. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ исимлар ясилиду?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Бирикип йезилидиған исимлар бириккән исимлар дәп атилиду. Улар төвәндикич ясилиду:
1. Исим+исим. Гүлдәстә, Гүлбаһар, төгиқуш.
2. Сүпәт+исим. Қариғожа, Ақсу, қизилқум.
3. Исим+пеил. Егәмбәрди, қалликесәр, башкесәр.
4. Сан+исим. Йәттису, әлликбеши, Бәшбалиқ
5. Сан+пеил. Бәшатар, Тоққузтара.
6. Пеил+пеил. Тиливалди. Соривалди, елипқачар.
7. Имлиқ+пеил. Гүлдүрмома, һуқуш.
8. Исим+сүпәт. Бойнақ, сәвзиназук.
9. Сүпәт+сүпәт. Қарғуяпилақ, Қариторуқ, жирәнқашқа.
Қисқартилған исимлар бир нәччә сөздин тәркип тепип, һәр хил усуллар арқилиқ қисқартилиду. Асасән һәр хил мәһкимә, жумһурийәт, дөләт атлири, тәшкилатлар намлири қисқартилиду. Бу усул бизниң тилимизға рус тилиниң тәсири астида өзләшкән. Төвәндикичә ясилиду:
2. Һәр бир сөзниң баш һәрипини елиш арқилиқ: БМТ, ШУАР, АДУ, ЕБҺТ
3. Сөз бирикмисидики һәр бир сөзниң биринчи боғумини елиш: қазтелеком, райком.
4. Дәсләпки сөзниң биринчи боғуми, иккинчи сөз толуғи билән: педколледж, зоопарк.
5. Дәсләпки сөзниң биринчи боғуми, қалғанлириниң баш һәрипи: КазМУ, ТашМУ, ҚазҚПУ
Таблица арқилиқ чүшәндүрүлиду.
Оқуғучилар берилгән сөзләр билән жүмлиләрни ойлайду вә башқиму мисаллар кәлтүриду.
VІ. Мустәһкәмләш
1. 129-көнүкмини еғизчә орунлаш. Бириккән исимларни ениқлаш.
2. 130-көнүкмә. Тахтида орунлиниду. Бириккән исимларни топларға ажритип йезиш.
3. Гезит бәтлиридин, әдәбият дәрсилигидин бириккән сүпәтләрни тепиш.
4. Жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІІ Өйгә тапшурма.
75-77-бәтләрни оқуш, 139-көнүкмини йезиқчә орунлаш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 553.5 Kb |
Количество скачиваний: | 37 |