Урок по уйгурскому на тему "Сүпәт тоғрисида чүшәнчә" (5 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрисниң мавзуси Сүпәт тоғрисида чүшәнчә
Дәрисниң мәхсити: 1. Өтүлгән вә өткән мавзуларни пишиқдаш, йеңи мавзу тоғрисида
чүшәнчә бериш
2 Оқуғучиларниң мавзуға болған қизиқишини, зеһнини ашуруп,йеңи
технология элементлирини пайдилиниш, жүмлә ойлитиш, көнүкмә
ишлитиш арқилиқ мавзуни мустәһкәмләш,ойлаш қабилийитини
риважландуруш.
3.Оқуғучиларни вәтәнпәрвәрликкә, адәмгәрчиликкә тәрбийиләш.
Қоллинидиған көрнәклик: плакат,карточка,тест тапшуруқлири.
Пайдилинидиған усул: баянлаш, соал- жавап.
Дәрисниң бериши:
1. Уюштуруш қисми
-Саламәтләр балилар?
-Синипта ким новәтчи?
- Синипта ким йоқ?
2. Өй тапшурмисини сораш
-Қени, балилар өйгә қандақ тапшурма берилди?
-Дурус. Биз силәр билән қайси сөз түркүмини оқуп түгәттуқ?
-Биз исим сөз түркими бөлүмини түгәттуқ.
-Дурус, соалларға жавап берайли.
Исим сөз түркими бойичә барлиқ мавзуларни сорап чиқиш.
3 Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
-Бүгүн биз силәр билән сүпәт түркими намлиқ мавзуни өтүмиз
Тилимиздики бәзи бир сөзләр, адәм, нәрсә, чүшәнчә, уқумларниң таамини, рәңгини, түрини, һәжимини, хусусийитини, бәлгүсини билдүрүп исимлар билән бағлинип, келиду. Буни дәллиләш үчүн тахтидики мисалларға қарайли. Мәсилән: қизил алма, яхши адәм, йоған коча,татлиқ таам.
Егиз тағму күнни тосалмас.
1. мәналиқ сөз
2. томур сөз
Егиз 3. зит сөз
4. әркин сөз һәр қандақ билән бағлинип келиду
2. Яхши достуңға яхши нәрсәңни бәр.
1. мәналиқ сөз
2. томур сөз
Яхши 3. зит сөз
4. мәңдаш сөз
5. әркин сөз һәр қандақ сөз билән бағлинип келиду
363-көнүкмини орунлаймиз. Төвәндики сүпәтләрниң зит мәналирини тепиңлар. Уларниң
Үчигә жүмлә түзүп йезиңлар. Яхши яман, егиз-пака,чоң-кичик, узун-қисқа,түз-қиңғир, пишиқ-хам, жанлиқ-аччиқ, жирақ-йеқин.
Йеңи мавзуни пишиғдаш
Графикилиқ диктант язимиз
Һазир мән силәргә варақларни тарқитимән силәр варақтики соалларға һә-ә яки яқ дегән жавап берисиләр. Жавави тахтида көрситилиду. Бир бириңларни тәкшүрәп баһа берисиләр.
5 соалға-«5»
4 соалға-«4»
3 соалға-«3»
1. Сүпәт сөз түркими
2. Сүпәт немә қилди? Дегән соалға жавап бериду.
3. Сүпәт нәрсиләрниң бәлгүсини билдүриду.
4. «Кичик сөзи сапасини билдүриду.
5. Сүпәт исимс сөз түркүминиң йенида келиду.
1.һә-ә-1 2.Яқ-0 3.һә-ә-1 4.Яқ-0 5.һә-ә-1
-Демәк, бүгүн биз силәр биилән сүпәт сөз түркүми тоғрилиқ толуқ чүшәнчә алдуқ.
Өйгә тапшурма бериш
75 364-көнүкмә
-Қени, балилар андақ ,болса супәт сөз түркүмигә өзәңлар қаидә чиқирип көрүңлара.
-Демәк, адәм вә нәрсиләрниң рәңгини, таамини турини һәжимини хусусийитини, бәлгүсини билдүридиған сөз түркими сүпәт дәп атаймиз, сүпәтләргә Қандақ? Қайси? Дегән соаллар қоюлиду.
Йеңи дәрисни мустәһкәмләш
Қени, балилар тахтидики мисалларни дәптириңларға йезиветиңлар.
Һазир парта бойичә 3 топқа бөлүнәйли, 1-топ нәрсиләрниң таамини билдүридиған сүпәтләргә сз ойлайми. 2-топ нәрсиләрниң рәңгини билдүридиған сүпәтләргә, 3-топ һәжимини билдүридиған сүпәтләргә мисал ойлаймиз.
1-минутвақит беримән.
1-топтатлиқ алма, чүчүмәл қурт, аччмқ лаза в б
2-топ қизил алма, көк пайпәк, сериқ поңзәк в б
3-топ кичик қиз, чоң бала, семиз қой в б
-Балилар, һазир қайсу пәсли?
-Қиш. Қишта силәр талаға чиқип немә ясайсиләр?-Қар адәм, дурус. Қар адәмниң элементлири берилиду, уларда сүпәтләр берилгән, шу сүпәтләргә жүмлә ойлап, қар адәмниңқураштурмиз.
1. Көк 2.көп 3.бүгүнки. 4.чирайлиқ 5. Төвәнки
Оқуғучи ойлиған жүмлә ичидин бир сөзгә фонетикилиқ тәһлил ясаймиз Қазақстан Жумһурийитиниң байриғи көк рәңлик
Рәң-1 боғум, 3 тавуш, 3 һәрип
Ртавуши – үзүк тавуш, жараңлиқ үзүк тавуш, сирлаңғу
Ә тавуши – созуқ тавуш, инчиккә созуқ тавуш, кәң, ләвләшмигән
Ң тавуши – үзүк тавуш, жараңлиқ, партлиғучи
- Китаптин 362-конүкмини еғизчә орунлаймиз. Мошу мақаллардинсүпәтләрни тепип, буларға соалларни қояйли.
Әгәр болсаң вижданлиқ әр беғиңға мевә тәр. Гижиң устидин илдам шагирти яхши әтигә қойма. Қашаң өдәкбурун учар. Қиңғир һарву йол бузар. Һорун ешәк жүкни жиқ көтүрәр. Жирақтики туққандин йеқиндики хошна яхши. Милжиң адәм сөз бузар.
-әнди, һазир мән макалларни оқуймән силәр сүпәтләрни таписиләр, уларни йеңи технология бойичә уларни лексикилиқ Сатылай комплекслиқ тәһлил қилисиләр.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 16.66 Kb |
Количество скачиваний: | 36 |