Урок по уйгурскому языку на тему "Әгәшмә бөләкләр. Толуқтурғучи" (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрис мавзуси           Әгәшмә бөләкләр.  Толуқтурғучи

  Мәхсити:         1. Жүмлиниң әгәшмә  бөләклири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ  йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри         арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:  баянлаш, соал-жавап, сөһбәт   
Көрнәклик:            таблица,  карточкилар
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:            

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға әгәшмә  бөләкләр, толуқтурғучи тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1.    Егә вә хәвәрни ениқлаш мәхситидә тахтида жүмлиләрни тәһлил қилиш.
2.    Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 
     Жүмлиниң әгәшмә бөләклири .Толуқтурғучи
Егә билән хәвәрдики иш-һәрикәтниң һәр хил бәлгүлирини толуқтуруп кәлгән мүчә толуқтурғучи дәп атилиду.
  Жүмлидә төвәндики сөз түркүмлирибилән ипадилиниду:
1. Исим:  Мәктәпни тамамлап, шәһәргә оқушқа бармақчимән.
2. Алмаш: Кишиниң өзигә қарма, сөзигә қара.
3. Сүпәт:  Яманни көрмигичә, яхшиниң қәдригә йәтмәс..
4.Сүпәт: Жиғлиғандин сорима, күлгәндин сора
5. Санлардин: Бәшкә төртни қошсақ, тоққуз болиду..
6. Һәрикәт намлиридин: Кириштин бурун чиқишни ойла.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
43-көнүкмә  йезиқчә орунлиниду.    
44-көнүкмә еғизчә орунлиниду.  
45-көнүкмә 3 қатар бөлүп орунлайду.
46-көнүкмә. Йезиқчә. 47-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 12 оқуш,  48-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 605.5 Kb
Количество скачиваний: 31
Просмотров: 235

Похожие материалы