Урок по уйгурской литературе на тему : "Хелил Һәмраев һаяти, ижадийити /1928-1993/" (11 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Исмаилжанова Гузяль Османжановна
|
Дәрис мавзуси: Хелил Һәмраев һаяти, ижадийити /1928-1993/
Дәрис мәхсити: 1. Һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. оқуғучиларниң ипадилик оқушиға, саватлиқ сөзлишигә вә мустәқил ишлишигә диққәт ағдуруш.
3. Вәтәнпәрвәрликкә, адиллиққа тәрбийләш арқилиқәмгәк сқөйгүчлүккә, өз әдәбийитини, поэзияға болған қизиқишини ашуруш.
Дәрис түри: Йеңи, учришиш
Қоллинидиған қурал-жабдуқлар: 11-синип «Уйғур әдәбияти» дәрислиги, А.И. 2007,автори: Р. Исмаилов
Дәрисниң бериши
І. Уюштуруш қисми
ІІ. Дәрисниң мәхсити билән тонуштуруш
ІІІ Әдип оғли Нурзат Хамраев вә нәвриси Дилраба билән тонуштуруш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш, сөһбәт жүргүзүш, 2-3 шеирини ядлаш.
Заманивий уйғур әдәбияти, блупму униңдики шеирийәтниң тәрәққияти һәққидә сөз жүргүзгәндә биз биринчиләр қатарида Хелил Һәмраевниң исмини атаймиз.
Хелил Һәмраев 1928 жили 1- майда Яркәнт тәвәсиниң Желилйүзи йезисида, һазирқи Пәнжим йезисиға қарашлиқ мәлидә, кәмбәғәл дехан аилисидә туғулған.
Балилиқ вә яшлиқ дәври шәрқий Түркистанниң Или вадисида өтиду. Хелил Һәмраев кичигидин житимчилиқ азавини нурғун тартқан. Алди билән у атисидин айрилиду, кейин аниси уни 7 йешида Ғулжидики житимлар өйигә берветишкә мәжбур болиду (шу йәрдә оқуп, саватини чиқириду).
Мәктәптин кейин шу Ғулжидики гимназиягә кириду, уни 1944 жили тамамлайду, андин у муәлимләрни йетиштүридиған курсиниң уйғур тил вә әдәбият бөлимини түгитиду. Кейин 7 жиллиқ уйғур мәктивидә уйғур тил әдәбиятидин дәрис бериду. 1956 жили Кеңәшлик Қазақстанға көчүп чиқиду, һәм шу жилила Абай намидики педагогикилиқ институтиниң филология факультетидики уйғур бөлимигә чүшиду. Алий оқуш дипломини алғандин кейин шаир бир нәччә жил Коммунизм туғи (һазирқи «Уйғур авази» ) гезитидә хизмәт қилиду. Өз паалийитини мәктәптин башлиған әдип, йәнә шу балиларни оқутуш ишиға қайтиду, у пенсиягә чиққичә Яркәнттики Пәнжим йезисида А.Розибақиев оттура мәктивидә уйғур әдәбиятидин дәрис бериду.
Шаирниң шеирлири мәтбуатта бесилиши биләнла көпчиликниң көзигә чүшиду, һәтта улар нахшилар текстиға айлинип, кәң тарқилиду.
Униң шеирий топламлири:
«Жүрәк сирлири » 1958 жили
«Или бойидики нахшилар» 1962 жили
«Дала юлтузлири» 1966 жили
«Жасарәт»1969 жили
«Дала шуңқарлири»1975 жили
«Талланма әсәрләр»1978 жили
«Вәтинимни күйләймән»1979 жили
«Гүләмхан»1987 жили
Балиларға беғишланған әсәрлири:
«Яхшилиққа яхшилиқ»
«Садир чаққан»
Хелил Хамраев 10 ошуқ топламларниң муәллипи, ижадийитиниң асасий мавзуси дехан әмгиги болған өсәк вадисиниң ғәзәлхани. Х.Һәмраев ана жутни мәдһийилигән. Һәқиқәтәнму, ана жут һәр қандақ инсан үчүн қәдинас.
V. Х.Һәмраевниң оғли Нурзат Һәмраев, қизи Пәризат Һәмраева, нәвриси Дилраба Мансурова бүгүн бизниң дәрисимизниң меһманлири. Бу инсанлар ата вә бова изини бесип шеирийәттә көзгә чүшкән.
Меһманларға сөз:
1. Чоң қизи Пәризат Һәмраева
2. оғли Нурзат Һәмраев
3. нәвриси Дилраба Мансурова, шаирниң Назугум исимлиқ қизиниң қизи, бизниң мәктивимизниң 9 «А» синипида оқуийду.
VI. Шаирниң өз үни билән шеирлирини тиңшап көрәйли. «Дехан»
VIІ. Нахша «Дехан» Мәктивимизниң 6 синип оқуғучиси Түркистан шәһиридә Қ.Ж. Мустәқиллигиниң 20 жил толуш мунасивити билән өткүзүлгән хәлиқ арилиқ «Балилар фестивалиға» қатнишип 200дин ошуқ балилар арисида «Дипломант» атиғиға муйәссәр болған Исламова Саһибәм Х.Һәмраевниң сөзигә йезилған «Дехан» нахшисини диққитиңларға һавалә қилиду.
VIІІ. Йәкүнләш Һ.Һәмраевниң «Мән тирик туғулған өз жутум билән » топлимидики (36 бәттә) «Тириклик мәшъ или» шеири арқилиқ мавзуни хуласиләш.
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 18.98 Kb |
Количество скачиваний: | 48 |