Сценарий классного часа на тему: "Қушлар бизниң достумиз." (2 класс)

Предмет: Классному руководителю
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрим мавзуси:   Қушлар бизниң достумиз.

Дәрис мәхсити:  а.Мавзу һәққидә толуқ мәлумат бериш.

Б. Оқуғучиларниң ойлаш қабилийитини риважландуруп, дунияға болған көз қаришини риважландуруш.

В. Оқуғучиларни ғәмхорлуққа, адәмгәрчиликкә тәрбийләш.

Қоллинидиған усул:  сөһбәт.

Қоллинидиған көрнәкликләр:  сүрәтләр.

Дәрисниң берилиши:

І.Синипни уюштуруш.

Синип саатиниң берилиши

Яз күнлири далада, бағларда түрлүк –түмән қушларни көрисиләр.Бәзи бирлири топ-топ болуп учуп жүриду.Уларниң ичидә йеқимлиқ сайрайдиғанлириму болиду.

Кәч күз, соғйеқинлашқансири, уларниң толиси иссиқ яқларға учуп кетиду.Егиз асманда қатарлишип учуп кетип барған қақирилар көрүниду.

Пәқәт соққа чидамлиқ қушлар кәтмәйду.Улар қишлап қалиду.Қарға,сеғизған,қушқач вә пахтәкләр мал қоралиридин нери кәтмәй, тирикчилик қилиду.

Абдушакирова.А.                                  Абдушукурова. М.

Течлиқ қуши-ақ кәптәр,                     Өткән баһар қалиғач

Учқун әркин пәләктә.                         Торусқа угу салди.

Учушлириң һәр сәһәр,                         Хуш чирай күтүвелип,

Зоқ ойғитар жүрәктә.                        Төрүмдин орун бәрдим.

Нурмухаметов. Л                                  Турсунов. Д.

Балилирин чоңайтип,                       Бийил йәнә кеп қапту,

Нәгидур учуп кәтти.                         Торустин орун апту.

Мән қилған яхшилиқни                   Ойлисам, пана тартип,

Дилиға пүкүп кәтти.                        Туққандәк болуп қапту.

Хакимов. Ю. Сеғизған.

Сеғизған һәр йәрдә шарақлап жүривериду.Униң икки биқини ақ, беши, қанат-қуйриғи қара. Униң қуйруғи интайин чирайлиқ-узун, худди оқ-я кәби.Ялилдап турған пйлири тум қара, сус йешил.Сеғизған интайин чирайлиқ, сәзгүр қуш.

Каккук.  Хамраева. З.

Каккук жимики қушлар арисидики ғәлитә қуш. Уугу салмай, бала чиқармай, егиз дәрәқләрниң учида олтирвелип, нахша ейтип, тамашә қилиш билән һаяти өтидекән. Униң йеқимлиқ сайришидин һәммә жан-жаниварлар, адәмләрму ишлирини ташлап,зоқлинип қалғидәк.Каккук қишлимайду иссиқ жайларғғға учуп кетиду.

Төмүр тумшуқ. Ярмухамедова. С

Униң тумшуғи қайча охшаш өткүр, пухта болиду. Дәрәқни тешип, ғолиниң астидин һәр түрлүк һашарәтләрни узун тили билән елип йәш үчүн наһайити әплик.Қариғай, арча ғозәклириниң қаттиқ қепини чеқип, денини елиш үчүн, қуруп кәткән дәрәқниң ғолини оюп, угу ясаш үчүн мошундақ өткүр тумшуқ керәк.

Ярмухамедов. С.                                         Бараев. А.

Учуп келип қариғожа,                   Дилраба үнүңниң яңрақ садаси,

Бағларда болди ғожа.                    Сәһәрдә пәпиләп охатти мени.

Шахқа қонуп сайриди,                   Сайриғин, каккугум, көңүл хуштарим.

Учуп ойнап, яйриди.                       Бар зеһним илкидә тиңшаймән сени

Мухамедов. И.

Әзәлдин нахшаңни аңлиған заман,

Диққитим жәм болуп тураттим тиңшап.

Ей, саддә балилиқ,ундин шу заман

Қанчә жил яшашни кетәттим санап.

Усманов. И.

Учуп кәтти қақирлар,

Кәң асманда сәп түзүп,

Ясимақта ағамча,

Әйнә,қара, бир-бирләп.

Илалова Диляра.                                              Илиева .Б.

Өткән баһар қалиғач,                               Балилирин чоңайтип,

Торусқа уга салди.                                   Нәгидур учуп кәтти.

Хуш чирай күтүп алдим.                         Мән қилған яхшилиқни

Төрүмдин орун алди.                               Дилиға пүкүп кәтти.

Надиров. А.              Тепишмақлар.

Өй селишқа бәк уста,                                       Қоли йоқ, палта тутмайду,

Йәргә әмәс торусқа.                                         Өй селишқа уста, у.

Адәм дегән дости бар,

Қени буни ким тапар.

Нахша   Қушлар.

Оқуғучилар қушларниң пайдисини ейтип бериду.

Қушлар дәл-дәрәқтики қуртларни йәйду. Қишниң күни  биз қушлара ғәмхорлуқ көрситишимиз керәк. Данларни чечеп, угиларни ясап беришимиз лазим.

Соаллар.

1.     Қишлап қалидиған қушларни көрситип бериңлар.?

2.     Әтиязлиғи дәсләп учуп келидиған қушни атап бериң?

3.     Әң чирайлиқ сайрайдиған қушни атап бериң?

4.     Тухум туғуп тухумини башқа қушларниң угисиға ташлап беридиған қушни ейтип бериң?

5.     Қалиғачнинемишкә сәрәмжан қуш дәп атайду?

6.     Қалиғачниң қуйриғи немишкә жириқ?

7.     Қушларға қандақ ғәмхорлуқ көрситиш керәк?

 

 

 

Тест.

1 Жүмлиләр нәччигә бөлүниду?

А.3      Б.2      В.    4

2. Жүмлә дегинимиз немә?

А. Хәвәр мәнасини билдүрдиған  жүмлиләр

Б. Аяқлашқан ой-пикрини билдүрдиған сөзләрни

В. Соал мәнасини билдүрдиған сөзләрни

3.Үндәш жүмлә дегинимиз немә?

1.Һис –туйғу, һаяжан мәнасида ейтилған жүмлиләр.

Б. Аяқлашқан ой-пикрини билдүрдиған сөзләрни

В. Соал мәнасини билдүрдиған сөзләрни

4. Соал жүмлә дегинимиз немә?

1.Һис –туйғу, һаяжан мәнасида ейтилған жүмлиләр.

Б. Аяқлашқан ой-пикрини билдүрдиған сөзләрни

В. Соал мәнасини билдүрдиған сөзләрни

5. Үндәш жүмлини тепип бериң?

1. Қиш кәлди.

2. Өй тапшурмисини орунлидиңизму?

3. Норуз мәйрмиңлар мубарәк болсун!

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 13 Kb
Количество скачиваний: 34
Просмотров: 290

Похожие материалы