Урок по дуния тонуш на тему "Суни қоғдаш"

Предмет: Начальные классы
Категория материала: Другие методич. материалы
Автор:

Дәрисниң мавзуси: Суни қоғдаш.

Дәрисниң мәхсити: 1) Оқуғучиларға суни қоғдаш бойичә чүшәнчә

                                       бериш.

                                   2) Әстә сақлаш, пикир қилиш қабилийитини                  

                                        риважландуруш. Тил байлиғини 

                                        қелиплаштуруш.

                                    3) Суни тежәмлик ишлитишкә тәрбийиләш.

Дәрисниң түри: топ билән ишләш.

Қоллинидиған уссул: чүшәндүрүш, соал-жаваплар.

Қоллинидиған көрнәкликләр: мавзуға лайиқ рәңлик сүрәтләр.

Дәрисниң берилиши.

І. Уюштуруш қисми. Оқуғучиларни  булутларниң түрлири бойичә

топқа бөлүш.

1-топ. Қәвәт булут.

2-топ. Топ булут.

3-топ. Ақ булут.

4-топ. Қара булут.

Психологиялик тәйярлиқ. Музыкини аста қоюп, течлиқни сақлаш минутини орунлаш.

Топ башчилирини сайлаш.

1-топ. Қәвәт булут тоғрисида немә билисиләр?

2-топ. Топ булут бойичә немә билисиләр?

3-топ. Ақ булут тоғрисида немә билисиләр?

4-топ. Вәһимилик қара булут тоғрисида немә билисиләр?

Топниң ичидин  топни баһалайдиған оқуғучини сайлаш.

ІІ. Өй тапшурмини тәкшүрүш. Алди билән баһалиғучи оқуғучиларниң  һава райини байқаш дәптирини  тәкшүрүп баһалап чиқиду. Һәр бир топқа тапшурма бериш, бир минут вақит бериш.

1-топтин жилға тоғрисида сораш.

2-топтин дәрияниң тармиғини сораш.

3-топтин тузсиз вә тузлуқ көл тоғрисида сораш.

4-топтин ямғур йешин тоғрисида сорап чиқиш.

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 38.52 Kb
Количество скачиваний: 22
Просмотров: 171

Похожие материалы