Урок по технологии на тему "Хемирдин таам тәйярлаш"
Предмет: | Технология |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Ошурова Мукарам Османжановна
|
Технология 8 синип
Дәрис мавзуси: Хемирдин таам тәйярлаш / торт/
Дәрисниң мәхсәтлири:
дидактикилиқ: оқуғучиларни хемирдин тәйярланған таамларниң алий хусусийәтлири,
адәмниң сиңәргән әмгиги, хемир вә униңдин ясалған таамларниң түрлири
билән тонуштуруш;
риважландуруш: хемирдин таам тәйярлашни үгитиш;
тәрбийәвий: нан заводи билән қәндәләт фабрикиси ишчилириниң мутәхәсислиги
билән тонуштуруш; нанни қәдирләшкә тәрбийәләш.
Көрнәкилик қураллар- жәдвәлләр: В. Шаталовниң «Тирәк сигналлар технологияси»
бойичә йол- йоруқ көрситиш хәритилири: «Зебра тортини тәйярлаш»,
«Шарлотка тортини тәйярлаш»
Қурал- жабдуқлар: жавур, тава, пичақ, әгдләк, нан тахта, миксер, духовка, мясорубка.
Озуқ-түлүкләр: тухум, қум шекәр, нан содиси, ванилин, май, ун, қетиқ, какао, алма
Дәрисниң бериши
І. Уюштуруш
1.Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш вә кәлмигән балиларни бәлгүләш.
2. Муәммәвий шараитни һәл қилиш / озуқ-түлүкниң унтулуп қелиши в.б/
3.Уюштуруш мәзгилисидә дәрисниң ритмини ениқлаш
ІІ. Өткәнни тәкрарлаш. Соал-жавап арқилиқ
1. Таам тәйярлаш үчүн қандақ ярмини пайдилинишқа болиду?
2.Унниң түрлирини атаңлар.
3. Унниң қандақ сортлирини билисиләр?
4. Унни сақлаш қаидә-йоллирини биләмсиләр?
ІІІ. Йеңи материални чүшәндүрүш
1. Адәмни тамақландурушта хемирдин тәйярланған буюмларниң әһмийити.
2. Хемирниң вә униңдин тәйярланған буюмларниң түрлири
3.Нан заводи- навайханиниң вә қәндәләт фабрикиси хизмәтчилириниң мутәхәссислиги.
4. Хемирдин буюм тәйярлашқа ишлитилмәйдиған озуқ-түлүкләр.
5.Хемирдин буюм тәйярлаш технологияси.
6. Уларниң сүпитигә қоюлидиған тәләпләр, безәш усуллири, әсвап вә қураллар.
7. Иш орнини уюштуруш.
8. ТБС, ТҚ тәләплирини орунлаш.
ІV. Әмәлий иш Торт пишириш
Орунлиниш тәртиви
1.Синипни икки топқа бөлүш
2. Иш планини түзүш
3.Иш орунни тәйярлаш
4. Керәклик озуқ-түлүк вә қурал-жабдуқларни тәйярлаш
5. Торт пишириш
6. Тәйяр буюмни ениқлаш
7. Тәйяр буюмни безәш.
«Шарлотка» тортини тәйярлаш усули «Зебра» тортини тәйярлаш усули
Озуқ-түлүкләр
Миқдари
тухум
2 данә
қум шекәр
2 стакан
қетиқ
2 стакан
нан содиси, уксус
1 бал қошуқ
ун
3 стакан
ванилин
1 пакетик
какао
4 йоған қошуқ
тәйярлаш тәртиви
1. тухум билән қум шекәрни челиш.
2. қетиқни қошуш
3.нан содисини қошуш
4.унни қошуп, арилаштуруш
5. ванилин қошуш
6.хемирни икки жавурға бөлүш.
7. бир бөлүгигә какао қошуш.
8. духовкиниң тависини майлап, бир қошуқ ақ хемирдин, бир қошуқ қара хемирни қуюш.
9 пишириш
озуқ-түлүкләр
Миқдари
маргарин
1 пачка
қум шекәр
2 стакан
тухум
4 данә
қетиқ
1 стакан
нан содиси
Һажитигә қарап
ванилин, ун
Һажитигә қарап
алма
5-6 данә
тәйярлаш тәртиви
1.маргаринни қум шекәр билән езип, тухум қошуш.
2. Һәммисини арилаштуруп, қетиқни қуюш.
3.нан содиси, ванилин қошуш.
4. ун қошуп хемир жуғириш. Иккигә бөлүш
5. хемирни йейиш
6 үстигә алмини теркидин өткүзүп йейитиш.
7. қалған хемирни үстигә теркидин өткүзүп сепиш.
8. пишириш
V. Хуласә йол –йоруқ бериш
1. Сөһбәтлишиш арқилиқ
- дәрис үстидә хемирниң қандақ түрлири билән тонуштуңлар?
- торт дегинимиз немә?
2.Оқуғучиларниң ишлирини тәкшүрүш / икки топниң/
3.Әвәтилгән хаталарни тәһлил қилиш
4.Қандақ қилғанда ишниң сүпәтлик болидиғини ейтиш
VI. Баһалаш / икки топтики оқуғучилар бир-бириниң ишини баһалайду/
VII.Ой тапшурмисини бериш: өйдә торт пишириш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (docx) |
---|---|
Размер: | 15.26 Kb |
Количество скачиваний: | 10 |