Урок по технологии на тему: "Қәғәздин сүрәт рамкисини ясаш"

Предмет: Технология
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:                Қәғәздин сүрәт рамкисини ясаш технологияси

Дәрисниң мәхсәтлири:        1. сүрәт рамкисини ясаш усулини өзләштүрүш

                                                 2. қол һүнәр түрини чоңқур өзләштүрә отуруп,

                                                     үлгә бойичә  ишләш қабилийитини риваж-

                                                     ландуруш.

                                               3. оқуғучиларни чевәрликкә, әмгәксөйгүчлүккә,

                                                   тәбиәтни  қорғашқа тәрбийәләш, мәдәнийәтлик

                                                   ишләшкә   адәтләндүрүш.

 

Қоллинидиған усул:     чүшәндүрүш, саяһәт, кроссворд йешиш

Пәнарилиқ бағлиниш:  сүрәт, математика, тәбиәтшунаслиқ, қазақ тили

Көрнәкиликләр:             қәғәздин ясалған һәр түрлүк буюмлар, сүрәт

                                           рамкилири,  слайдлар:  «Дәрәқтин қәғәз ясаш»,

                                           «Хитайда 2 әсирдә қәғәз   ясаш», «Европида

                                          10 әсирдә қәғәз ясаш» тоғрисида сүрәтләр.

Тахтидики эпиграф:       Һүнәр- билимдин үнәр.

 

Қурал-жабдуқлар:   картон, қәғәз / салфетка, упаковочная бумага, калька/,

                                  сизғиш,   қериндаш, өчәгүч, ПВА клей, қайча

 

Дәрисниң бериши

 

І. Уюштуруш қисми

 

1. саламлишиш

2. дәрис ташлиғанларни бәлгүләш

3. көрсәтмиликләрни тәйярлап бериш, нөвәтчи жабдуқларниң дуруслиғини

    назарәт қилиду.

4. уюштуруш қисмида дәрисниң ритмини ениқлаш.

 

ІІ   Киришмә йол йоруқ бериш  / соал-жавап арқилиқ/

 

-         Балилар, силәр 1-синиптин башлап қәғәз билән ишләп келиватсиләр. Қәғәздин қандақ буюмлар ясилиду? Ейтип бериңлар.

-         Китап, дәптәр, гезит, журнал, һәр түрлүк коробкилар в.б.

-         Силәр қәғәздин қандақ буюмларни ясап үгәндиңлар?

-         Аппликация, нәқишләрни, сандуқ, коробка, қәләмсалғуч, оюнчуқларни в.б.

-         Бүгүнки қәғәздин ясайдиған буюмниң аталғусини кроссворд йешиш арқилиқ биләйли.

1.     Наһийә сөзиниң орусчә аталғуси

2.     Әң улуқ, хасийәтлик таам

3.     Қизларниң бойниға асидиған зәргарлиқ буюм

4.     Оқуғучиларниң билим, тәрбийә алидиған орни.

5.     Музыкилиқ әсвап.

 

 

 

 

Р

а

й

о

н

 

 

н

А

н

 

 

М

о

н

ч

а

қ

м

ә

К

т

ә

п

 

 

д

А

п

 

Демәк бүгүн сүрәт рамкисини ясаймиз.

Оқуғучиларға рамкиниң түрлирини көрситиш: яғач, әйнәк, пластмасс, металл рамкилири

Бүгүн биз қәғәздин сүрәт рамкисини ясап үгинәйли. Униң үчүн сүрәт вә қол һунири галереясигә барайли. Бу йәрдә бизгә сәяһәт жүргүзгүчи ярдәм бериду.

 

ІІІ.  Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

 

1. Сәяһәт жүргүзгүчи:  Һөрмәтлик меһманлар, оқуғучилар Билал Назим намидики оттура мәктивиниң  сүрәт вә қол һүнәр галереясигә хуш кәпсиләр! Бизниң  галереямизниң алаһидилиги галереядики барлиқ буюмлар қәғәздин ясалған. Қараңлара немә дегән  ажайип буюмлар.

Мону ақ қушлар. Улар оригами усули билән ясалған. Оригами- қәғәзни қатлаш дегән сөз. Мону сандуқчә, қута. Бу буюмларни силәр 1-3 синипларда ясап үгәндиңлар.

Мону рәңлик қәғәздин ясалған аппликация, нәқишләр.

Мону болса қәғәздин ясалған сүрәт рамкилири. Бу рамкиларни ясаш үчүн бизгә картон, непиз қәғәз,    ПВА клей керәк.

  Қәғәздин рамка ясаштин авал биз қәғәзниң чиқиш тарихини билишимиз керәк. Һазир мән силәргә қәғәз тоғрсида оқуп берәй, силәр диққәт билән тиңшаңлар.

Оқуғучи қазақ тилида қәғәзниң  чиқиш тарихи тоғрисида доклад оқуп бериду.

 

2.  Тәтқиқ қилиш

 

  Муәллим ақ варақ , кәмпүт орайдиған қәғәз вә фольгани көйдүрүш арқилиқ  қәғәзниң физикилиқ вә химиялиқ хусусийәтлирини байқайду.

Ақ варақ- яхши көйиду, сәвәви дәрәқтин ясалған.

Фольга- көймәйду, бирақ ерийду, сәвәви металлдин ясалған.

Кәмпүт қәғәзи- көйиду вә ерийду, сәвәви униң қурамида полиэтилен бар.

ІҮ. Йеңи мавзуни пишиқдаш

1.     соал- жавап арқилиқ

-         Шуниң билән балилар, қәғәз қайсу мәмликәттә пәйда болған.?

-         Хитайда

-         Нәчинчи әсирдә?

-         2 әсирдә

-         Европида қәғәз қачан пәйда болған?

-         10 әсирдә.

-         Қәғәзни чиқиридиған, ясайдиған машининиң узунлиғи нәччә?

-         100 метр

-         Егизлиги чу ?

-          3 қәвәт өйдәк                   2.  схема арқилиқ

 

 

Қәғәз  ясалғанда жаңгалниң бир айлиғи чепилиду дегән сөз. Шуниң үчүн қәғәзни етивар қилип  ишлитишимиз керәк. Сәвәви дәрәқләр чепилевәрсә дуния йүзидики экология начарлайду.

 

Ү. Әмәлий иш

1. Иш орнини тәйярлаш. Қайча, йелим билән ишләш вақтидики бехәтәрлик қаидилирини әскә елиш.

2. төртбулуңлуқ картон елип, һәр бир четидин 3 см-дин өлчәп, сизиш. Шу чағда төртбулуңниң ичигә йәнә 4-булуң пәйда болиду.

3. Оттурдики 4-булуңлуқни  қийип елиш.

4. Алаһидә қәғәздин / салфетка, калька/ ени 5 см, узунлуғи рамкиға бағлинишлиқ 4 тасма

    кесиш.

5. Тасмиларни мижиш, пүкләш.

6. Мижиқ тасмиларни ПВА йелими билән картонға чаплаш.

7. Рамкини безәләндүрүш / қәғәзни мижиш, қатлаш, ораш арқилиқ һәр түрлүк фигуриларни ясаш/

8. Рамкини бояш.

 

ҮІ. Хуласә

1.     Оқуғучиларниң ишлирини тәкшүрәш

2.     Үлгилик ишларни көрситиш.

3.     Әвәтилгән хаталарни тәһлил қилиш

4.     Қандақ қилғанда ишниң сүпәтлик болидиғанлиғини ейтиш

5.     Баһа қоюш.

 

ҮІІ. Өй тапшурмисини бериш

ҮІІІ. Кабинетни жиғиштуруш.

 

 

 

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 54.5 Kb
Количество скачиваний: 21
Просмотров: 122

Похожие материалы