Урок по уйгурскому языку на тему "Баш бөләкләр. Хәвәр" (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрис мавзуси           Баш бөләкләр. Хәвәр
  Мәхсити:         1. Жүмлиниң баш  бөләклири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ  йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил
жүргүзүшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри         арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:  баянлаш, сөһбәт
Көрнәклик:            таблица 
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:            
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға баш бөләкләр, егә вә хәвәр тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1.    Жүмлә бөләклири, егә тоғрисида билимини байқаш.
2.    Егә вә униң ипадилиниши һәққидә  ейтип бериңлар.
3.    Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 
 Жүмлидә егиниң иш-һәрикитини, һалитини, ким яки немә һәққидә ейтилғанлиғини билдүридиған бөлиги хәвәр дәп атилиду. Хәвәр төвәндики сөз түркүмлиридин ясилиду:
1. Пеиллардин: Қишму барғансири йеқинлашмақта
2.Сүпәт пеиллар: Бу тапшурмини мән орунлиған.
3. Сүпәтләрдин: Һәр кишигә өз вәтини  һәммидин гөзәл.
4. Исимлардин: Пәнжим – наһийәмиздики чоң йеза.
5. Санлардин: Гәп – бир, қулақ – икки.
6. Рәвишләрдин:  Бизниң йеза Қорғастин төвән.
7. Алмашлардин: Бу көргәзмини уюштурған – биз
8. Тәхлидий сөзләр: Һәммә яқ вал-вул
Хәвәр бир нәччә сөздин туруши мүмкин: Мәсим шахмат мусабиқисидә биринчиликни йеңип алди
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
36-көнүкмә  еғизчә орунлиниду.    
37-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.   3 қатар бөлүп орунлайду.
 38-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
39-көнүкмә  еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма.
Мавзу 8 оқуш,  40-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш


Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 605.5 Kb
Количество скачиваний: 37
Просмотров: 193

Похожие материалы