Урок по уйгурскому языку на тему "Қипчақ топи" (9класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрис мавзуси Қипчақ топи
Мәхсити: 1. Һазирқи түркий тиллар, қипчақ топиға киридиған тиллар
һәққидә чүшәнчә бериш
2. Түркий тиллар тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш
3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил
Көрнәклик: дәрислик
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Һазирқи түркий тиллар, уларниң ичидә қипчақ топидики тиллар тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш №4, 7, 8, 14, 20, 21,
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.
Соаллар: Түркий тилларни Н.Баскакаов қандақ тәснифләйду?
Ғәрбий һун тиллириға киридиған тиллар қайсилар?
Шәрқий һун тиллири топидики тиллар тоғрисида ейтип бериңлар.
ІV. Йеңи мавзу. Қипчақ топиға киридиған қазақ, татар, башқурт тиллири тоғрисида.
1. Қазақ (Дуниядики нопуси 12 млндин артуқ, 8млн Қазақстанда, 1,5 млн ХХЖ, қалғанлири МДҺ әллиридә, Түркийәдә, Иранда, Авғанстанда вә Европида яшайду) тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири:
1. Й- Ж. яз-жаз, яхши-жақсы, йүз-жүз
2. Ш,ч – с,ш. Таш-тас, қаш-қас, қайча-қайшы
3. Ғ тавуши у ға новәтлишиду: тағ-тау, бағ-бау
13-көнүкмини еғизчә орунлаш арқилиқ билимини мустәһкәмләш
2. Татар тилиниң алаһидиликлири (МДҺдики татарларниң сани – 7млн әтрапида, Асасий қисми Татарстанда яшайду):
1. о,ө тавушлири түрк тилида у,ү болуп өзгәргән. Он-ун, йоқ-йуқ, көз-күз
2. Ә,е тавушлири и тавушиға новәтләшкән. Мән-мин, кәл-кил, етәк-итәк
3. Келидиған заман –ажақ, әжәк қошумчилири арқилиқ ясилиду. Баражақмән, ашаяжақмын,
4. Турғун сөзләрниң болушсиз шәкли түгил (әмәс) сөзи арқилиқ ясилиду. Таш түгил-таш әмәс.
14-көнүкмини тәһлил қилиш
Башқурт тилида 1 млн 500миң адәм сөзләйду. Башқуртларниң асасий қисми Башқуртстанда яшайду.
1. С тавуши һ тавушиға новәтлишиду: сән – һин, су-һыв, сийир-һыйыр.
2. о,ө тавушлири түрк тилида у,ү болуп өзгәргән. Он-ун, йоқ-йуқ, көз-күз
3. Ә,е тавушлири и тавушиға новәтләшкән. әң-иң, мән-мын, сән-һин
4. Сөз бешидики й тавуши қаттиқ сақлиниду Жан-йан, жавап-йавап, жәһәт-йәһәт
5. Келидиған заман –асақ, -әсәк қошумчилири арқилиқ ясилиду. Киләсәкмин, киләсәк.
15-көнүкмә еғизчә тәһлил қилиниду.
V. Мустәһкәмләш
VІ. Өйгә тапшурма. 32-40-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш Қазақ, татар, башқурт тиллирида 2дин жүмлә тепип йезиш, пәриқләрни ениқлаш.
VІІ. Баһалаш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 853.5 Kb |
Количество скачиваний: | 8 |