Урок по уйгурской литературе на тему "Қошақлар. Лирикилик қошақлар " (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Қошақлар. Лирикилиқ қошақлар.
Мәхсити: 1 Қошақлар, лирикилиқ қошақлар тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Еғиз ижадийәткә болған қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур фольклориниң антологияси», «Уйғур хәлиқ қошақлири»
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: лирика,
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Еғиз ижадийитиниң бир түри қошақлар вә уларниң мәзмуни, әһмийити тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Еғиз ижадийити қачан пәйда болған? Униң түрлирини атап бериңлар
2. 7-синипта оқуған тарихий қошақлар һәққидә немә билисиләр?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Қошақлар – еғиз ижадийитиниң бир түри болуп, уларда хәлиқниң турмуш-һаяти, келәчәккә интилиши, арзу-арманлири вә күндилик һаятида болуп
Қошақ дәп мәлум шеирий шәкилдики еғиз әдәбиятиниң мәхсус жанри атилиду. Улар асасән 4 мисрадин ибарәт болиду. Дәсләп мәлум бир шәхс тәрипидин ижат қилинип, бара-бара хәлиқ ичигә сиңип, хәлиқ қошақлири дегән намға егә болуп кәткән.
Мавзу жәһәттин қошақлар әмгәк, урпи-адәт, лирикилиқ вә тарихий қошақлар болуп бөлүниду.
Тарихий қошақлар – һәқиқий болған вақиәләр вә мәлум тарихий шәхсләргә беғишлинип чиқирилиду. Азатлиқ күрәш һәрикити, хәлиқниң еғир турмуши, Садир Палван, Назугум һәққидики қошақлар, көч-көч қошақлири, 1916-жилқи қошақлар шулар жүмлисидин.
Лирикилиқ қошақлар – һаятий вақиәләр вә һадисиләрдин адәм қәлбидә туғулидиған һис-туйғулар күйләнгән қошақлар. Уларда хәлиқниң йүксәк арзу-арманлири, алий инсаний пәзиләтлири әкис етилиду.
VІ. Мустәһкәмләш.
1. «Уйғур фольклориниң антологияси» китавидин қошақлар оқуп бериш
2. «Уйғур хәлиқ қошақлири» китавидин лирикилиқ қошақларни мисал кәлтүрүш
3. Оқуғучиларға дәрисликтики қошақларни оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,
Өйгә тапшурма. 5-7-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Қошақларни ядқа елиш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 440 Kb |
Количество скачиваний: | 46 |