Урок по всемирной истории на тему

Предмет: История
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:   СССР  вә посткеңәш әллириниң    ихтисадий ижтимаий вә сәясий тәрәққияти        

Дәрисниң мәхсити:   Билимлик  СССР  вә посткеңәш әллириниң    ихтисадий ижтимаий вә сәясий тәрәққиятини    чүшәндүрүш.

тәрәққий әткүзүш: Дәрискә болған қизиқишини ашуруш

тәрбийәлик Әлләр тарихини һөрмәтләшкә  тәрбийләш.

Дәрисниң түри: Йеңи дәрисни чүшәндүрүш,комбинирлиқ

Дәрисниң уюштуруш түри: лекция

Дәрискә керәкликкөрнәклик қураллар: Хәритә, дәрислик,интерактивлиқ тахта, слайдлар, электронлуқ дәрислик

Қоллинидиған метод, усул:  Чүшәндүрүш, Соал –жвап, илюстративлиқ метод, репродуктивлиқ методлар.

Дәрисниң бериши:

І.Уюштуруш қисми:   Оқуғучилар билән саламлишиш. Синипниң санитарлиқ – гигиенилиқ һалитигә              нәзәр авдуруш. Оқуғучиларниң пайдилинидиған қурал-жабдуқлирини түгәлләш вә нәзәрини дәрискә жәлип қилиш.  Оқуғучилардин мениң бүгүнки кәйпиятини сораш, бир биригә қарап «Сиз бүгүн қандақ чирайлиқ» дегән сөз билән дәрискә һазирлитиш.

Шатлиқ  чәмбәр. Саламәтмусиләр һөрмәтлик оқуғучилар. Қени оқуғучилар , оттурға чәмбәр қуруп  бир- биримизгә яхши тиләкләр ейтип, яхши кәйпият тиләп бүгүнки дәрисимизни башлайли..

Яххши,мошу ейтқан тиләклириңлар яхши болсун дәп , мән силәрниң ишиңларға утуқ тиләймән.

ІІ Өй тапшурмисини тәкшүрәш

1.Барлиқ оқуғучиларниң өй тапшурмисинип чүшинип орунлиғанлиғини ениқлаш. Оқуғучиларниң өй тапшурмисини орунлиғанлиғини ениқлап, әгәр дурус орунлимиған болса хаталирини йоқ қилиш, чүшәндүрүш.

ІІІ. Оқуғучиларниң субъектлиқ тәжрибисини ашуруш

СССР тәрәққиятида 1950-1960 ж. тәрәққиятида қандақ алаһидиликләр болуши мумкин?

ІV . Йеңи мавзу:

Ижтимаий-ихтисадий тәрәққият. 

Кеңәш Иттипақиниң ихтисади уруштин кейин һалсирап чиқти. Уруш жиллири 25 млн-ға йеқин пухрасидин айрилди. Ишләп чиқириштики ишчи күчиниң йетишмәслигини толтириш үчүн СССР һөкимити Кеңәш Армиси сепидики 8,5млн адәмни қисқартти.1710 шәһәр вә 70миңдәк йезилар вәйран болди.

СССРихтисади течлиқ шараитта шараитта қайта қурулушқа бошлиди.Илгәрки көплигән уруш техника вә қураллирини чиқиридиған заводлар течлиқ һаятта мәиший техникиларни чиқиш үчүн қайта қурулди. 1946-жили мартта СССР Алий Кеңишиниң биринчи сессияси 1946-1950 жилларни өз ичигә алған хәлиқ егилигини әксигә кәлтүрүш вә тәрәқийләндүрүшкә беғишланған бәш жиллиқ план қобул қилди.

1953ж мартта Сталин вапат болди.1953ж сентябрьдә Н.С. Хрущев партия Мәркизий комитетниң биринчи секркиһтари болуп сайланди.Клхозчи ,тәқипкә учриғанлар,қишлақтикиләр,йезидикиләр әөваллири яхшилашқа башлиди.1954ж январь-март плнһенумида  «Елимиздә ашлиқ йетиштүрүшни йәниму ашуруш үчүн тиң вә боз йәрләрни өзләштүрүш тоғрилиқ» қарар чиқти.42млн гектар йәр өзләштүрүлди. Униң 25млн гектари Қазақстанда болди.1955ж майда Европиниң социалистик мәмликәтлири достлуқ,һәмкарлиқ,өз ара ярдәм һәққидә шәртнамә түзди.

ИТР –ниң дәсләпки долқуни 40-жиллар вә 50-жилларниң ахириға тоғра кәлди.  Каинатлиқ дәвирниң башлиниши ИТР-ниң символи болди. 1957-ж. СССР –да дуниядики тунжа сүнъий Йәр һәмраси учирилди. 1961-ж. Дәсләп каинатқа адәм учирилди, у СССР пухраси – Ю.А. Гагарин болди.

1958ж мәктәпләрдә оқуш муддити 11 жилғичә узартилди.1964ж Хрущевни партия пленуми һакимийәттин кәткүзди.Униң орниға Мәркизий комитетниң баш кативи Л.И.Брежнев блди.СССРниң һәрбий қудрити АҚШ билән тәң болди.198ж мартта М.С.Гобачев баш катип болуп сайланди.Униң программиси  «Өзгәртип қуруш»тин ибарәт болди.

      1861-ж.19-февральда падиша Александр II крепоснойлуқ һоқуқни бекар қилиш тоғрилиқ анифестқа вә «Деханларниң йеңи түзүми һәққиқидә Қаидигә» қол қойди.Лекин бу һөжжәтләр пәқәт 5-мартта елан қилинди.Мошу вақит ичидә деханлар ғул- ғулилирини бесиш үчүн тез арида һәрбий бөлүмләрни елип келиш ишлири жүргүзүлди.

    «19-февраль Қаидиси» бойичә деханрларға шәхсий азатлиқ берилди.Әнди помещикларниң уларни сетишқа, Сетивелишиға, соға капаләт  ретидә беришкә, тегишишкә һоқуқлири болмиди.Деханлар қозғилидиған вә қозғалмайдиған мүлүкләрни егиләшкә, башқа тәбәқигә өтүшкә һоқуқ алди.

     Деханларға йәр пәқәт «турақлиқ пайдилинишқа» берилди.Йәрни пайдилиниш мөлчәрини бәлгүләш үчүн «19-февраль қаидиси» бойичә рус, украин вә беларусь губерниялири үч топқа бөлүнди:қара топилиқ әмәс, қара топилиқ вә далалиқ йәрләр.Уларниң һәр қайсисиға йәр бөлүшниң мәхсус, алаһидә нормилири бәлгүләнди.

     «Крепоснойлуқ ислаһат» буржуазиялик ислаһат болди.Чүнки униң маһийәт-мәзмуни буржуазиялик еди.

      60-жж. Оттурисида һәр түрлүк инқиливий жәмийәтлик-сәясий көз қарашлар интайин кәң тариған идея-утопиялик социализим көрсәтәлмиди.

      1874-ж. Бешида өмәкләрдики инқилавий иш-һәрикәтләрдә «хәлиқ ичидә бериш» дегән чақириқ кәң таралди.Инқилапчи яшлар деханлар билән қоюқ арилишип, уларни қозғилаңға чақирди.Һәрикәтниң бешида Петербург,андин кейин Москва вә Россияниң бешқиму жирик шәһәрлири турди.

      «Хәлиққә бериш» идеясидә умумий уюмлаштурушниң йоқлиғи хәлиқчиләр һәрикитиниң һалсиз тәрипи болди.Россиядики стачкилар һәрикитиниң савиғи вә Ғәрбий Европидики инқилавий һәрикәтләр тәжрибидисидә рус пролетариатиниң өзиний айрим тәшкилати болмиғичә ишчилар синипиниң езилиштин қутулалмайдиғанлиғини, сәясий әркинлик алалмайдиғанлиғини көрсәтти,Илғар ишчи-инқилапчилар алаһидә пролетеориат тәшкилати қуруш дурус дәп һесаплиди.

    Шундақ тәшкилат асасини 1875-ж. Одессида ишчилар арисида социалистик идеяси тәшвиқ қилишни яқлиғучи инқилапчи яқлиғучи инқилапчи-зяли Е.О.Заславский салди.

V.Йеңи алған билим йәни иш һәрикәтниң дәсләпки дәврини тәкшүрәш:  

Оқуғучиларниң йеңи өтүлгән мавзуни чүшәнгәнлигини ениқлаш. Униң үчүн өтүлгән мавзуниң асасий соаллирини қоюп, тәкшүрәш.

VI. Йеңи алған билим йәни иш һәрикәт йоллирини бәкитиш: «Мозаика» дәп атилидиған оюн арқилиқ  өтүлгән мавзуни мустәһкәмләш. Дәрис бойичә бир биригә соал қош арқилиқ эксперт устаз өзи болуп, соалларниң дуруслиғини тәкшүрәш

VII.Йеңи алған билимини йәкүнләш: Өтүлгән мавзуни асасий соаллар билән  мустәһкәмләш.

VIII.Өйгә тапшурмиси тоғрисида мәлумат бериш:  Өйгә § 17    111-117 бәт  оқуп келиш. Параграфниң ахиридики соалларға еғизчә тәйярлиниш.

IX.Дәрисни йәкүнләп оқуғучилар әмгигини баһалаш  Оқуғучиларниң әмги гини баһалап, күндиликлиригә баһа қоюш.

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 15.5 Kb
Количество скачиваний: 4
Просмотров: 136

Похожие материалы