Урок по всемирной истории на тему"Германияниң парчилиниши" (11 класс)

Предмет: История
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:    Германияниң парчилиниши.

Дәрисниң мәхсити:  

Билимлик  Оқуғучиларға ХХ әсирниң  бешидики Германияниң мәмликитиниң парчилиниши.чүшәндүрүш.

тәрәққий әткүзүш: Дәрискә болған қизиқишини ашуруш

тәрбийәлик Әлләр тарихини һөрмәтләшкә  тәрбийләш.

Дәрисниң түри: Йеңи дәрисни чүшәндүрүш,комбинирлиқ

Дәрисниң уюштуруш түри: лекция

Дәрискә керәкликкөрнәклик қураллар: Хәритә, дәрислик,интерактивлиқ тахта, слайдлар, электронлуқ дәрислик

Қоллинидиған метод, усул:  Чүшәндүрүш, Соал –жвап, илюстративлиқ метод, репродуктивлиқ методлар.

Дәрисниң бериши:

І.Уюштуруш қисми:   Оқуғучилар билән саламлишиш. Синипниң санитарлиқ – гигиенилиқ һалитигә              нәзәр авдуруш. Оқуғучиларниң пайдилинидиған қурал-жабдуқлирини түгәлләш вә нәзәрини дәрискә жәлип қилиш.  Оқуғучилардин мениң бүгүнки кәйпиятини сораш, бир биригә қарап «Сиз бүгүн қандақ чирайлиқ» дегән сөз билән дәрискә һазирлитиш.

Шатлиқ  чәмбәр. Саламәтмусиләр һөрмәтлик оқуғучилар. Қени оқуғучилар , оттурға чәмбәр қуруп  бир- биримизгә яхши тиләкләр ейтип, яхши кәйпият тиләп бүгүнки дәрисимизни башлайли..

Яххши,мошу ейтқан тиләклириңлар яхши болсун дәп , мән силәрниң ишиңларға утуқ тиләймән.

ІІ Өй тапшурмисини тәкшүрәш

1.Барлиқ оқуғучиларниң өй тапшурмисинип чүшинип орунлиғанлиғини ениқлаш. Оқуғучиларниң өй тапшурмисини орунлиғанлиғини ениқлап, әгәр дурус орунлимиған болса хаталирини йоқ қилиш, чүшәндүрүш.

1. Францияниң ички  тәрәққиятида қандақ алаһидиликләр болди.?

2. Франциядики солчи һөкүмәт сәясити?

ІІІ. Оқуғучиларниң субъектлиқ тәжрибисини ашуруш

Германия мәмликитиниң тәрәққиятида қандақ алаһидиликләр болуши мумкин?

ІV . Йеңи мавзу:

Германияниң парчилиниши вә ГФЖ вә ГДЖниң тәшкил болуши. Фашистик Германияни йәңгунлин кейин, иттипақдашлар бишта Германиягә мунасивәтлик умумий принципларға риайә қилди. Лекин 1946-жилниң йезиға қәдәр сабиқ иттипақдашларниң Германияниң келәчигини һәр хил тәсәввур қилидиғанлиғи ениқ болди.

Ғәрип дөләтлири Германияниң парчилинишиға вә сепаратлиқ ғәрбийгерманиялик дөләт қурушқа қаритилған сәясәи жүргүзүшкә башлиди. Буниңға ташланған биринчи қәдәм 1946-жили 2-декабрьда инглиз вә американ зонилириниң Бизониягә бириктүрүлүши болди. 1948-жили февральда болса униңға француз зонисиму қошулди. Шундақ қилип, Тризония вужутқа кәлди.

1948-жили 20-июньда ғәрбий зонида сепаратлиқ ахча ислаһити әмәлгә ашурулди вә ғәрбийгерманиялик марка жарий қилинди.

ГФЖниң сәясий вә ихтисадий тәрәққияти. ГФЖниң биринчи канцлери ХДИниң йетәкчиси Конрад Аденауэр болди. Ихтимадий гүллинишкә ирғип-сәкрәшкә ГФЖниң ташқи содисиниң кәңийиши сәвәп болди. «Ихтисадий мөжузиниң » муһим сәвәплириниң бири Ғәрбий Европидики 50-жж. башланған ихтисадий интеграция болди.

1951-жили 400 миң көчүп кәлгән немислар ижтимаий нәпиқә алди, йәни 500 миңи – ишсизлиқ бойичә нәпиқә алди. Пәқәт биринчи онжиллиқтила ГФЖ дә 50 тин ошуқ ижтимаий қоғдашни кәңәйтиш бойичә қанунлар қобулланди.

Ташқи сәясәттә К.Аденауэр Германияниң тәң һоқуқта иштрақ қилиши асасида ғәрбийевропилиқ интеграция концепциясини қоллиди. Ушбу принципқа риайә қилған һалда, 1949-жили 31-октябрьдә Ғәрбий Германия Европа ихтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға кирди.

ХДСХСС һакимийәт бешида. Аденауэрниң башқуруш стили немис буржуалириниң қобул қилмаслиқ-яқтурмаслиқ һиссиятини қозғатти. Уларниң 87 яшлиқ канцлерниң тәкәббурлиғи, униң башқа бирәвниң пикрини қобул қилмаслиғи әсәбигә тегәтти, рәнжитәтти. Вә 1963-жили 23-апрельда ХДСниң депутатлиқ фракциясиниң мәжлисидә Адренауэрниң орниға канцлер қилип Людвиг Эрхардни қоюш һәққидә қарар қобулланди.  Бир нәччә ай өткәндин кейин, 1963-жили 15-октябрьдә Аденауэр истипиға кәтти вә әтиси Л.Эрхард Бундестаг кеңишидә канцлер болуп сайланди.

1966-жили декабрьда «Жирик коалиция» дәп нам алған альянс тәшкил қилинип, униңға СвДП, ХДСХСС вә СДПГлар кирди. Йеңи кабинетни Курт Кизингер башқурди.

«Жирик коалиция» һөкүмитиниң ихтисадий сәяситиниң асасиға глобаллиқ тәңшигүчи намини алған ихтисат министри, социал-демократ Карл Шиллерниң концепцияси қоюлған еди.

1969-ж. 29- сентябрьдә болуп өткән бундестаг сайлимида социал-демократлар, улар СвДП билән коалициягә киргән еди, йеңип чиқти. Йеңи һөкүмәт қурулуп, уни социал-демократлар партиясиниң йетәкчиси Вилли Брандт башқурди. У фашизмға қарши күрәшниң актив иштракчиси болған еди.

В.Брандт һөкүмити. Йәңи кабинетниң дәсләпки қәдәмлириниң бири билим саһасидики сәясити болди.  Кархана егилириниң мәблиғи һесавиға кәспий билим бериш системисидики орун сани көпәйди. 1969-1971-жж. федераллиқ қанунлар алий оқуш орунлирида һәқсиз оқутушни жарий қилди. Биринчи мәртә стипендия системиси бәрпа қилинди. Бу студентлар саниниң 2 һәссә өсүшигә елип кәлди, у 600 миң адәм әтрапида боолди. Жамаәтчиликкә сайлам ислаһити күчлүк тәсир көрсәтти. Уни өткүзүш нәтижисидә яш цензи 21 яштин 18 яшқичә пәсәйтилди.

Йеңи шәрқий сәясәткә қаритилған йолини тутқан В.Брандт һөкүмитиниң ташқи сәясити зор абройға его болди.

ГФЖниң 70-жж. ички вә ташқи сәясити. 1974-жили майда йеңи һөкүмәтни СДПГ рәисиниң орунбасари Гельмут Шмидт башқурди. 1974-1976-жиллири ГФЖни ихтисадий боһран қамрап алди. Әлни ишсизлиқ долқуни бесип алди. Бу вақитта һәр хил мәлуматлар бойичә ишсизларниң сани 1 млн-дин 2 млн-ғичә болған еди. Уларниң 70% пәқәт 1 жил давамида нәпиқә алди. Ишләпчиқиришниң инқизари 11% тәшкил қилди. Мәндақ вәзийәттә Г.Шмидтниң һөкүмитин хелила қәтъий йол тутушқа башлиди.

1975-жили бюджет қурулумини яхшилаш бойичә қанун қобулланди. Униңға мувапиқ ижтимаий программилар чиқими хелә қисқартилди.

Ташқи сәясәттә Г.Шмидт вә ташқи ишлар министри Г.Геншер Шәриқ билән йеқинлишиш, миллий бехәтәрликни тәминләш вә атлантикилиқ пикирдашлиқ оттурисидики тәңпәңлиқни тутушқа интилди.

Германиядики неоконсерватизм. Г.Кольниң һөкүмити. Германияниң бирикиши. Гельмут Коль неоконсервативлиқ идеологияниң бешида турғун сәясәтчиләргә ятатти. У өзини йерим чиқишип «Аденауэрниң сәясий нәвриси»,- дә ататти.

Г.Кольниң исми билән 1990-жилқи Германияниң бирикиши бағлинишлиқ болди. Бу униң абройини муһим дәрижидә көтәрди. Шуңлашқа 1994-жилқи сайламда Г.Кольниң ғәлибә қазиниши тәсадипи әмәс еди. Амма һакимийәт бешида йеңи муддәткә туруши йешиш тәс болған пүтүнсүрүк муаммалар топини елип кәлди. Бу Германияниң бирикиши вә башлинип кәткән ихтисадий еғирчилиқлар, дөләтлик қәризниң көпиши, инфляцияниң өсүши вә умумән ишләпчиқиришниң инқирази билән бағлиқ болди.

V.Йеңи алған билим йәни иш һәрикәтниң дәсләпки дәврини тәкшүрәш:  

Оқуғучиларниң йеңи өтүлгән мавзуни чүшәнгәнлигини ениқлаш. Униң үчүн өтүлгән мавзуниң асасий соаллирини қоюп, тәкшүрәш.

VI. Йеңи алған билим йәни иш һәрикәт йоллирини бәкитиш: «Мозаика» дәп атилидиған оюн арқилиқ  өтүлгән мавзуни мустәһкәмләш. Дәрис бойичә бир биригә соал қош арқилиқ эксперт устаз өзи болуп, соалларниң дуруслиғини тәкшүрәш

VII.Йеңи алған билимини йәкүнләш: Өтүлгән мавзуни асасий соаллар билән  мустәһкәмләш.

  1.  Германияниң ички  тәрәққиятида қандақ алаһидиликләр болди.
  2. Германиядики  солчи һөкүмәт сәясити?

VIII.Өйгә тапшурмиси тоғрисида мәлумат бериш:  Өйгә § 10оқуп келиш. Параграфниң ахиридики соалларға еғизчә тәйярлиниш.

IX.Дәрисни йәкүнләп оқуғучилар әмгигини баһалаш  Оқуғучиларниң әмги гини баһалап, күндиликлиригә баһа қоюш

 

 

 

 

 

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 17.65 Kb
Количество скачиваний: 6
Просмотров: 132

Похожие материалы