"6 сани вә рәқими билән тонуштуруш "

Предмет: Математика
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

«Илья  Молутов /Бахтия/  атындағы №3  орта  мектеп мектепке  дейінгі шағын  орталығымен» коммуналдық мемлекеттік  мекемесі

бастауыш  сынып  мұғалімі  Химитова Тамарахан Турдиевна

                             Математика

   Мавзу:    6 сани вә рәқими билән тонуштуруш

  Мәхсити: 1.Балиларни 6 сани вә рәқими билән тонуштуруш

                   2. Диққәтчанлиққа,инақлиққа,адәмгәрчиликкә тәрбийиләш

                  3.Һәр хил оюнлар арқилиқ ойлаш вә әстә сақлаш қабилийитини

                     ашуруш.

Усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.

Көрнәкликләр: дидактикилиқ материаллар, инт.тахта,дәптәр,слайд,карточкилар.

Дәрисниң бериши.

Уюштуруш қисми

-Саламлишиш

Балилар бүгүн биз мәктәпкә хошал кәлдуқму?

Әнди бир-биримизгә хошаллиғимизни йәткүзәйли.

             Мәнму хошал болимән,

             Сәнму хошал болисән.

              Ечилған күн нурида,

              Достлар билән хошал мән.

Йеңи мавзу

 

Балилар бүгүн бизниң дәрисимиз,күндикидин өзгичә болиду. Силәр «Боғусақ» чөчигини биләмсиләр?  Бүгүн «Боғусақ» чөчиги бизгә меһманға кәпту. Бурун бир заманда бовай билән момай болупту.Уларниң балиси болмиған екән. Бир күни момай хемир жуғуруп, боғусақ пиширипту,андин уни совусун дәп деризигә қоюпту. У бир арилиқта деризидин йәргә чүшүп қечип кетипту.Йолда домулап келиветип алдиға тошқан чиқип қапту. Боғусақ,боғусақ мән сени йәвитимән дәпту. Мени йемигинә мән саңа нахша ейтип беримән дәпту.Ундақ болса мениң бир тапшурмам бар,шуни орунлап бәрсәң,мән сени қоюветимән дәпту. 

Тип материала: Документ Microsoft Word (docx)
Размер: 17.85 Kb
Количество скачиваний: 16
Просмотров: 156

Похожие материалы