Урок по уйгурскому языку на тему "Қедимий уйғур тилидики пеил. Пеилниң турғун сөз шәкли" (9 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилидики пеил. Пеилниң турғун сөз шәкли     

Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилидики пеил вә униң турғун сөз шәкиллири
һәққидә умумий чүшәнчә бериш.
2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш
3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш
Дәрисниң түри         арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил
Көрнәклик:             дәрислик
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:            
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилидики пеиллар, уларниң турғун сөз шәкиллири һәққидә умумий чүшәнчә бериш.
ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1.  Соал-жавап усули арқилиқ билимини байқаш.

ІV.  Йеңи мавзу.          Қизиқишини ойғитиш стадияси. Һазирқи заман уйғур тилидики с.пәтдаш, рәвишдаш, исимдашниң ясилиш йоллири һәққидә билидиғанлирини севәткә салиду.
ИНСЕРТ арқилиқ йеңи мавуни оқуп, селиштуруш
Сүпәтдашлар.  Қошумчилири:
-ған, -гән, -қан, -кән. Төрүткән, игидкән, кәчүргән идим ( төрәлткән, асриған, кәчүргән егәм)
-мыш, -миш. (-ған қошумчисиға йеқин) әвә қылмыш ишләр нәчә йиг болур-алдирап қилған ишлар дайим хам болур.
-р, -ар, -әр, -ыр, -ир, -ур, -үр, -йур, -йүр.    Билиркә айыт түш, айытма кечә.
-мас, -мәз.       Су бәрмәзкә сүт бәр
-ғу, -гү. Нәлүк тәрдиң әрки бу қалғу нәңиң – немишкә тәрдиңкин бу қалидиған нәрсәңни.
-ғулуқ, -гүлүк, -ғучи, -гүчи, -ғуси, -гүси.
-дачы, -дәчи, -тачы, -тәчи. Усал болмағил ай тирик болдачы – осал болмиғил, әй тирик болғучи.
-дуқ, -дүк, -туқ, -түк. Әшитмиш сөзүг сән әшитмәдүк әт – аңлиған сөзүңни сән, аңлимиған әт.
Рәвишдашлар.
-п, -ип, -уп, -үп. (-бан, -бән шәклиму учришиду) ол сабығ әшидип түн удысықым кәлмәди – у сөзни аңлап, түн уйқум кәлмиди.
-а, -ә, -ы, -и, -у, -ү. Ажунда сынайу – дунияда синап.
-ғач, -гәч. Күн тоғғач – күн туққанда.
-ғынча, -гинчә. Қодмағынча – қоймиғичә.
-ғалы, -гәли. Талпынғалы – хизмәт қилғили
-мадын, -мәдин, -матин, -мәтин. Туйматын – туймастин.
Исимдашлар.
 -мақ, -мәк. Көрмәккә -ыш, -иш, -уш, -үш. Бақыш, билиш, келиш.

V. Мустәһкәмләш.
Рефлексия стадияси. Дәрисликтики мәтинләрдин сүпәтдаш, рәвишдаш вә исимдашларни тепиш
                  Мәтинләрдин мисаллар кәлтүрүш    

VІ. Өйгә тапшурма. 63-65- бәтләрни оқуш, 5 жүмлә тепип йезиш.  

VІІ. Баһалаш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 853.5 Kb
Количество скачиваний: 15
Просмотров: 80

Похожие материалы