Урок по уйгурскому языку на тему "Хәвәр вә соал жүмлә" (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:    Хәвәр вә соал жүмлиләр

Мәхсити:    1  Хәвәр вә соал жүмлә  һәққидә чүшәнчә бериш 
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, ана тилимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри:             Арилаш
Дәрис типи                              қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап,  баянлаш

    
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ үндәш жүмлә   һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1.    Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш. № 2, 4, 6, 8, 11, 12, 18, 20
2.    Соал-жавап, тәһлил усули арқилиқ жүмлә һәққидики чүшәнчисини байқаш.
3. Карточкилар арқилиқ билимни тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 
1. Бирәр иш-һәрикәт, вақиә, һадисини баян қилидиған жүмлә хәвәр жүмлә дәп атилиду.
    Күз пәсли йетип кәлди. Түнүгүнла иссиқ болған һава бүгүн салқин тартип қалди. Асманни булутлар қаплимақта. Ашлиқлирини жиғиштурмиған деханларни әндишә орап алди. Ямғур йеғип кәткичә һосулни жиғиш ойида.
Мәзкүр жүмлиләр тахтиға йезилип, оқуғучиларға уларниң қандақ мәнада ейтиливатқанлиғи чүшәндүрүлиду.
2. Намәлум иш-һәрикәт, вақиә, һадисини билиш үчүн ейтилған жүмлә соал жүмлә дәп атилиду.
Бу қайси пәсил? Сизгә бүгүнки көргән фильм яқтиму? Уйғур театриниң йеңи мәвсүми қачан ечилидекән? Әдәбият дәрисидә қайси шаирниң ижадийити тоғрисида билим алдиңлар?

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш вә мустәһкәмләш
20-көнүкмини шәрти бойичә оунлаш.
21-көнүкминиң 1-2 қисимлири еғизчә  орунлиниду.
22-көнүкмә еғизчә  шәрти бойичә орунлиниду.
23-көнүкмә тахтида орунлиниду.
25-көнүкмә еғизчә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. 3-4- мавзуни оқуш. 
24-көнүкмини йезип келиш


Вақти  28.09                   Уйғур тили      8-синип         27-30-бәт      Дәрис № 9

Дәрисниң мавзуси:    Үндәш жүмлә

Мәхсити:    1  Үндәш жүмлә  һәққидә чүшәнчә бериш 
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, ана тилимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри:             Арилаш
Дәрис типи                              қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар 
Қоллинилидиған усуллар:     тәһлил, соал-жавап,  баянлаш
Пайдиланған технология     
Йеңи уқумлар:    
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ үндәш жүмлә   һәққидә чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
3.    Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
4.    Соал-жавап, тәһлил усули арқилиқ хәвәр вә соал  жүмлиләр һәққидики чүшәнчисини байқаш.
5.    23-24-25-көнүкмиларни еғизчә орунлаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 

Буйруқ, чақириқ яки һәр хил һаяжанни билдүридиған жүмлә үндәш жүмлә дәп атилиду. Улардин кейин үндәш бәлгүси қоюлиду.
    Яшисун Мустәқил Қазақстан!
Һәй, муәллим, тохтаң!
Устазлар мәйрими мубарәк болсун!
Бова-момилар! Дайим аман болуңлар!
Мәзкүр жүмлиләр тахтиға йезилип, оқуғучиларға уларниң қандақ мәнада ейтиливатқанлиғи чүшәндүрүлиду.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш вә мустәһкәмләш
26-көнүкмини шәрти бойичә оунлаш.
27-көнүкмә йезиқчә  орунлиниду.
27-көнүкминиң ІІ қисми еғизчә  шәрти бойичә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма. 5-мавзуни оқуш. 
5 жүмлә йезип келиш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 605.5 Kb
Количество скачиваний: 46
Просмотров: 223

Похожие материалы