Урок по уйгурской литературе на тему "Билал Назимниң ғәзәллири " (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:  Билал Назимниң ғәзәллири 
Мәхсити:    1  Билал Назимниң ғәзәллири һәққидә  мәлумат бериш
2. Саватлиқ  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш,  инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ  тәрбийисини бериш.
Дәрис түри:             йеңи билим бериш
Дәрис типи                    қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:     дәрислик,  методикилиқ қолланма  
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш  Билал Назим ғәзәллири
Мәрипәтпәрвәр зат Абдумутали хәлпәм шаир Молла Билалға "Тәржимә’и Билал ша’ир мәшһур" нами билән тәржимиһал йезип чиққан. Мана шу тәржимиһалда "Ғәзәлият" һәққидә мундақ мәлумат берилгән: "Фәқир вә фәқә күнләрдә бир саһипжамал мәһвәш, пәри пәйкарға ашиқ биқарар, ишиқ мәжазиға гириптар болуп, ишиқ муһәббити қайнап, ишиқ оти дилини биқарар қилғанлиқтин ейтқаникән". Амма, Молла Билал бу саһипжамалниң вәслигә наил болалмайду. Молла Билални гадай көргән қизниң ата - аниси  қиз райиға бақмай башқа биригә мәжбурий ятлиқ қиливетиду. Ишқ отида һесапсиз азаблинип, өртинип янған Молла Билал амриғиға беғишлап һәр күни бәйтулла мәдрисиниң пәштиқиға чиқип нәзм оқуйду.
Муәллип ғәзәллиридә өзи ашиқ болған саһипжамалниң кимлиги тоғрисида мәлумат бәрмигән. Кейинки мәлуматларда бу қизниң исми "Ғунчәм", "Һәжәр аппақ", "Жанархан аппақ", "Рәнахан аппақ" дегән нам билән һәр хил аталди. Тәтқиқатлар шуни испатлайдуки, бу "Һөсн иқлимида гоя барчә қизлар сәрвәри" ниң әсли исми Рәнахан аппақ болуп, Молла Билал язған нәзмлирини елипбә тәртипи бойичә рәтләп, түпләп, бир йешил тавар жилтиға селип, униң өзигә тәғдим қилған.
"Ғәзәлят" ниң бу қолязмисини әйни вақиттики мудәррис Аруп Дамолламға ятлиқ қилинған Рәнахан аппақ Молла Билал билән болған яшлиқ дәвридики муһәббәт сәргүзәштисиниң бүйүк намайәндиси дәп билип қәдирләп, хас сандуғида сақлиған. Әйни вақитта қизниң ата - аниси бу ишни әлдин пинһан тутқан, һәтта қизиниң исмини ашкарилашни халимиған. Шундақ қилип, бу әсәр Рәнахан аппақ аилисидә 1935- жилиғичә сақланған. Рәнахан аләмдин өткәндин кейин қолязма униң оғли Һашир Мәхдумға қалған. 1935- жилиниң ахири Һашир Мәхдум аләмдин өткәндин кейин, Һаширниң оғли Абдумижит Қарийға қалған. 1940- жили Абдумижит Қарий қолязмини елип Ғулжа дияридин кәткән.
Молла Билалниң қачан, ким билән той қилғанлиғи ениқ әмәс. Бирақ, шуни жәзимләштүрәләймизки, у той қилип бир қиз, икки оғуллуқ болған. Чоң оғлиниң исми Аюп, кичик оғлиниң исми Қасим, қизиниң исми Айшәм екән. Молла Билалниң нәвриси Мәһәммәтжан Билалниң Алмутида чиқидиған "Коммунизм туғи" гезитиниң 1975- жили 26- июндики саниға бесилған "Бовам тоғрисида " намлиқ әслимисидә мундақ дийилгән:
"Чоң дадам Аюпниң Абабәкри, Рабийәм, Шәрванәм атлиқ оғул -қизлири болған. Чоң апимиз Айшәмниң Һөрнисахан дегән бирла қизи болған . Бовамниң кичик оғли Қасим мениң дадам болуп, униң Өмәржан, Ғожа Әхмәт, Мәһәммәтжан дегән оғуллири, Үмгүлсүм, Турахан дегән қизлири болған. Бизниң аилидики мәндин башқилири Ғулжа шәһиридә вапат болушти."
Төһпикар әрниң кәйнидә мәдәткар аялниң болуши тәбиий. Бирақ, һазирға қәдәр йезилған мәнбәләрдә Молла Билалниң аниси вә аялиниң исми пәқәт тилға елинмиған. Шаир билән замандаш тәтқиқатчи, әдиплиримиз бу нуқтиға задила көңүл бөлмигән, бу һал кишини толиму әпсусландуриду.
Тәтқиқатчимиз Савут Молла Авудофниң Молла Билал тоғрилиқ язған китавидики ишәнчлик дәлилләргә қариғанда, 1959- йили Алмутиниң Челәк районида кона китаблар вә қолязмилар тепилған, шу қолязмиларниң биридә бир айәтниң төвинигә йезилған мәлуматта, Молла Билалниң чоң оғли Аюп Ахунниң 1860-жили (һижирийә 1277- йили ) туғулғанлиғи мәлум. Ечинишлиқ еғир турмуш кәчүрүп, тонурларда йетишқа мәжбур болған Молла Билал тәхминән 1859- йили 34 йешида той қилған болуши мүмкин.
Һазирға қәдәр мәйданға кәлгән һәр хил мәнбәләрдә "Шаир 70 яшлирида қарғу болуп қалған" яки "Жәбир-зулум вә еғир әқлий меһнәт шаирни икки көзидин айриған" дегән қараш бар. Бәзиләр, Россияға көчүштин илгири қарғу болған десә, йәнә бәзиләр Россияға барғандин кейин болған, дәйду.
Молла Билал өз ана юртиға қизғин муһәббәт бағлиғачқа, чарросийә жаһангирлиғиниң алдашлири алдида қилчә тәврәнмәй көчүшни қәтий рәт қилған болсиму, қаттиқ таллаштин кейин униңға бөлүп берилгән Йәттису районини йәнила өз ана вәтининиң бир қисми, кейин қайтурувелиш мүмкинчилиги бар дәп қарап, Пантусовниң зорлиши билән шаир Сейит Муһәммәт Қаший билән бирликтә Яркәнткә көчүп барған вә у йәрдә йәнила хәлиқ хизмитидә юрт мөтивәри болуп ишлигән болса, йәнә бир жәһәттин хәлиқ еғиз әдәбияти ижадийитиниң актив топлиғучиси болған. Мана мушу йәрдә "Һижрәти мөминан" дегән әсәрни язғанлиғи мәлум. Изчил жапалиқ издиниш жәрянида шаирниң көзи ағрип "кор" болуш ховпиға дуч кәлгәндә, Пантусов Россияниң һәр қайси жайлиридин яхши көз дорилирини әкәлдүрүп давалитип, шаирниң көзини кор болуштин сақлап қалған.
V. Бәкитиш.
1. Билал Назим шеирлирини ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш
2.  Қошумчә мәлуматлар арқилиқ шаир һаяти һәққидә кәңирәк мәлумат бериш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
           - бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш


Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 440 Kb
Количество скачиваний: 34
Просмотров: 201

Похожие материалы