Урок по уйгурской литературе на тему "Хелил һамраев һаяти вә ижадийити " (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Мавзу:                                Хелил Һәмраев һаяти вә ижадийити
«Жасарәт» поэмиси
Мәхсити:                1. Х. Һәмраевниң һаяти вә ижадийити, поэминиң мәзмуни
билән тонуштуруш
                                 2. Шаир  ижадийитигә  болған  көз   қаришини кәңәйтиш
                                 3. Оқуғучиларниң  хәлқигә,  вәтинигә,  өз жутиға  болған
                                муһәббитини күчәйтиш.
Дәрис түри:                 арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Усуллар:                     баянлаш, соал-жавап, сөһбәт, ипадилик оқуш.
Көрнәклик қураллар: Х. Һәмраев  тоғрилиқ  мәтбуатта  йоруқ  көргән
                                        мақалилар  буклети, әдип  әсәрлири.
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:            
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш, балиларни түгәлләш.
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. «Анархан» драмисидики образларға тәриплимә бериш
 2. Әсәрниң мәзмунини сөзлитиш.
ІV. Йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуруш.
Шаирниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлуматини кәңәйтиш. «Әлләй батур» ривайитиниң мәзмунини чүшәндүрүш
V. Йеңи мавзу.
Х.Һәмраев – шаир, устаз, мәрипәтчи. 1928-жили Панфилов наһийәси Пәнжим йезисида кәмбәғәл аилисидә туғулған. 30-ж. Башлирида ата-аниси Хитай тәвәсигә көчиду. Балилиқ дәври Ғулжида өтиду. Шу яқта билим алиду, ижадийәт билән шуғуллиниду.
1956-ж туғулған жутиға қайтиду.  Вә ҚазПИға чүшүп, уни 1961-ж тамамлайду. Бир нәччә жил «Коммунизм туғи» гезитидә, андин Пәнжимдә муәллимлик қилиду.  Шеирлирида ана жутини, деханни, тәбиәт мәнзирисини, замандашлирини күйләйду.
«Жасарәт» поэмиси. Хәлқимизниң жасур пәрзәнди Маһмут Ғожамияров һәққидики әсәр болуп, әсәрдә  қәһриманниң һаяти, иш-паалийити  көрситилгән. Россиядә падиша һөкүмити ғулап, Йәттисуға инқилап садаси кәлгән пәйттә Маһмут Ғожамияров йеңи һакимийәтниң дүшмәнлиригә қарши күрәшкә атлиниду. Дәсләп Анайәтниң қолға чүшүп, жазалинишини көргән Маһмутта адаләтсизликкә, езилишкә болған нәприти ешип, бу өчмәнлик күчийиду. Әсәр ахирида атаман Дутовни өлтириш охшаш инқилавий тапшурмини орунлашта қәһриманлиқ көрситиду.
VІ. Мустәһкәмләш. Әсәрни ипадилик оқкп бериш вә оқуғучиларға оқутуш.
VІІ. Бәкитиш. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 89-98-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Қошумчә мәлуматлар тепиш. Әсәр мәзмуни бойичә сүрәт сизип келиш.

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 440 Kb
Количество скачиваний: 35
Просмотров: 218

Похожие материалы