Урок по уйгурскому языку на тему "Әгәшмә бөләкләр. Ениқлиғучи" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрис мавзуси Әгәшмә бөләкләр. Ениқлиғучи
Мәхсити: 1. Жүмлиниң әгәшмә бөләклири (ениқлиғучи) һәққидә
чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: карточкилар
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға әгәшмә бөләкләр, ениқлиғучи тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. Егә, хәвәр вә толуқтурғучини ениқлаш мәхситидә тахтида жүмлиләрни тәһлил қилиш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Жүмлиниң әгәшмә бөләклири .Ениқлиғучи
Егиниң һәр хил бәлгүлирини, хусусийәтлирини ипадиләп келидиған әгәшмә мүчә ениқлиғучи дәп атилиду. Соаллири: кимниң? неминиң? қандақ?, қайси?, қанчә?, нәдики? қачанқи?. Төвәндики сөз түркүмлиридин ясилиду:
1. Сүпәт пеиллар: Алтун берип елип болмас қалған көңүлни..
2. Сүпәтләрдин: Асманда ақ булутлар аста үзмәктә.
3. Алмашлардин: Биз көптин бери мошу йезида туримиз..
5. Санлардин: Йәттинчи қишлиқ Азиада Алмута вә Астана шәһәрлиридә өтмәктә.
Шәхсни яки нәрсини башқа нам билән атайдиған, башқичә чүшәндүридиған ениқлиғучиниң түри изаһлиғучи дәп атилиду: муәллим Асим, дохтур Алийәм, Ғени батур.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
50-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
51-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
52-көнүкмә 3 қатар бөлүп орунлайду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 11 оқуш, 53-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 605.5 Kb |
Количество скачиваний: | 34 |