Урок по уйгурскому языку на тему "Орун һалити" (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрис мавзуси           Орун һалити
  Мәхсити:     1. Вақит һалити һәққидики чүшәнчисини байқаш, орун
һалити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ  йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
                              3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри         арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:  баянлаш, соал-жавап, сөһбәт   
вә натоғра чүшәнчиләр», «Чәмбәр бойичә йезиш»
Йеңи уқумлар:        

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң һаләт вә униң түрлири тоғрисидики  чүшәнчисини кәңәйтиш, орун һалити һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш 65-көнүкмини тәһлил қилиш
2. Тахтида жүмлиләр яздуруш арқилиқ синтаксислиқ тәһлилгә үгитиш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.   Қизиқтуруш стадияси. «Тоғра вә натоғра чүшәнчиләр» Муәллим чүшәнчиләр бериду. Оқуғучилар униң тоғра яки натоғра екәнлигини дәлилләйду
1. Орун һалити иш-һәрикәтниң тәрзини билдүриду.
2. Орун һалити рәвишләрниң барлиқ түрлири арқилиқ ипадилиниду.
3. Нәдә? қәйәрдә? нәгә? нәдин? дегән соалларға жавап бериду.
4. Исимларға егилик вә чүшүм келишниң  қошумчилири улиниш арқилиқ ипадилиниду.
5. Орун рәвиши –дин, -тин, -тә, -да, -гә, -қа қошумчилириниң улиниши арқилиқ ясилиду.
Мәнани ажритиш стадияси. Инсерт с усули арқилиқ
Оқуғучилар жаваплири елинип болғандин кейин дәрисликни ечип, мавзуни оқуп, бәлгү қойиду.
Жүмлә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң йүз бәргән орнини билдүридиған һаләт орун һалити дәп атилиду. (Қазақ тилида – мекен пысықтауыш, рус тилида -  обстоятельство места). Орун һалити қәйәрдә? нәдә? нәгә? қаяққа? нәдин? қәйәргичә? дегән соалларға жавап бериду.
Орун һалити  орун рәвишлири вә орунни билдүридиған исимларға орун-вақит, бериш, чиқиш вә чәк келиш қошумчилири арқилиқ ясилиду.

Мәсилән:
Бағда   қушлар алаһидә сайрашмақта.
Йолға әтигән чиққанлиқтин шәһәргә чүштила йетип кәлдуқ.
Биз меһманларни мәлиниң четигичә узитип қойдуқ..


V. Рефлексия стадияси. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 67-көнүкмә  еғизчә орунлиниду.    3 қатар орунлайду.
2. 68-көнүкмә тахтида орунлиниду.  
3. «Чәмбәр бойичә йезиш»  Топлуқ иш. 1-оқуғучи орун рәвишлири билән жүмлә ойлайду, уни иккинчи оқуғучиға бериду. 2-оқуғучи рәвишни тепип, астиға сизиду, 3-оқуғучи соалини ениқлайду, 4-оқуғучи қандақ ипадиләнгәнлигин ениқлайду.
VІ. Бәкитиш.
Венн диаграммиси  арқилиқ.

    тәрз                      вақит
    орун

VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 15 оқуш,  69-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш







Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 605.5 Kb
Количество скачиваний: 20
Просмотров: 191

Похожие материалы