Урок по уйгурскому языку на тему "Вақит һалити " (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрис мавзуси           Вақит һалити

  Мәхсити:         1. Һаләт һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш, вақит һалити
тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ  йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри         арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:  баянлаш, соал-жавап
Көрнәклик:            дәрислик,  схема
Пайдиланған технология      СТО   «идеяләр, чүшәнчиләр севити», «инсерт», кластер стратегиялири
Йеңи уқумлар:            
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң һаләт вә униң түрлири тоғрисидики  чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. №1, 3, 5, 7, 10, 11, 17, 19
1. Карточкилар билән иш. Һаләтни тепип, түрини ениқлаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.    Вақит һалити
І. Қизиқишини ойғитиш стадияси. «Идеяләр, чүшәнчиләр севити». Оқуғучилар һаләт тоғрисида алған билимлирини оттуриға салиду. Һәр оқуғучиниң бәргән мәлумати севәткә жиғилиду вә тәһлил қилиниду.
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V – билимән,  – -мән үчүн чүшиниксиз,  + - мениң үчүн йеңилиқ,  ? – мени һәйран қалдуриду.   Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.

Жүмлә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң йүз бәргән вақтини билдүридиған һаләт вақит һалити дәп атилиду. (Рус тилида -  обстоятельство времени). Вақит һалити қачан? дегән соалға жавап бериду.
Вақит һалити  вақит рәвишлири вә вақитни билдүридиған сөзләр арқилиқ ипадилиниду.
Мәсилән:
Сәһәрдә  булбулниң сайриған үни көңлүңгә арам беғишлайду.
Пән олимпиадиси әтә саат иккидә башлиниду.
Түнүгүн һава райи очуқ болған еди.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 63-көнүкмә  еғизчә орунлиниду.    3 қатар орунлайду.
2. 64-көнүкмә тахтида орунлиниду.  
3. Булту, ахшам, қишта, кәчқурун, чүштин кейин, келидиған жили  сөзлири билән мәтин ойлаш вә жүмлиләргә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүш.
Кластер түзүш арқилиқ алған билимини йәкүнләш.
   

Вақит һалити


VІ. Бәкитиш.
 (кластер арқилиқ билимини байқаш)
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 14 оқуш,  65-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш






Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 605.5 Kb
Количество скачиваний: 9
Просмотров: 86

Похожие материалы