Урок по уйгурской литературе на тему "Оғузнамә дастаниниң мәзмуни" (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:


Дәрисниң мавзуси:      «Оғузнамә» дастаниниң мәзмуни
Мәхсити:    1  Әсәрниң бәдиий мәзмуни билән тонуштуруш
2. Мустәқил  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш
3. Қәһриман әждатлиримизға болған муһәббитини күчәйтиш, инсанпәрвәрлик  тәрбийә бериш.
Дәрис түри:             Арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:    дәрислик,   методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:                                
Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Билимини тәкшүрүш № 5. №8, №13, №14, №19
Берилидиған соаллар:
1.    «Көлтекин мәңгү теши» ядикарлиғини бәдиий мәзмуни қандақ? Бөлүп берилгән оқуғучилар өз пикирлирини оттуриға қойиду..
2.    Ядикарлиқни қәһриманлиқ дастан дейиштики сәвәп немә?
3.    Көлтекин қәһриманлиқлири қайси вәқәләрдә көрситилгән?
4.    Хәлиқ мустәқиллиги үчүн күрәшкән қайси қәһриманларни билисиләр?
 ІV.  Йеңи мавзуни чүшәндүрүш 
1.    «Оғузнамә» дастани - әждатлиримиз яратқан чоң һәжимлик әсәрдур.  Еғиз ижадийәт нәмуниси болған бу әсәр бизгә язма ядикарлиқ болуп йетип кәлгән. Дастанниң язма нусхиси ХІІІ әсиргә тәәллуқ.  Бу нусха кона уйғур йезиғида болуп, умумий һәжими 42 бәт, 378 қур. Бу қол язма һазир Париж китапханисида сақланмақта. Әсли у Турпандин тепилған.
2.    «Оғузнамә» - қәһриманлиқ һәққидики әсәр. Униңда уйғур хақани Оғуз ханниң күрәшлири тәсвирләнгән. Вақиәләр ғәйри тәбиий, мифлиқ (әпсанивий) һалда тәсвирлиниду. Шундақла әсәрдә уйғур хәлқиниң қедимқи заманлардики урпи-адәтлири, дуния тонуши тәсвирләнгән. Түркий қәбилиләрниң намиға бағлиқ баянлар орун алған.
3.    Дастан проза шәклидә ижат қилинған.аШуниң билән биллә дастанда шеирий парчиларму учришиду.
3. Берилгән әсәрни қисимларға бөлүп оқутуш вә чүшәнгинини сораш
 Әсәрдики образларға тәриплимә берип, мәтиндин дәлилләрни тепип, оқуп бериду..
V. Бәкитиш.
  1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма.  Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма.           Әсәрни оқуп чиқиш. 31-41-бәтләр. Мәзмунини сөзләш.

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 440 Kb
Количество скачиваний: 34
Просмотров: 199

Похожие материалы