Урок по уйгурской литературе на тему "Шаир лирикиси- азатлиқ мативи" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрисниң мавзуси: Шаир лирикиси – азатлиқ мотиви
Мәхсити:1 Шаир шеирлири вә уларниң мвзулуқ даириси һәққидә чұшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш.
А.Өткүрниң ижадийити тоғрисида билимини байқаш, шеирийити һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Кластер кәштиси арқилиқ билимини байқаш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
А) 1. «Из» шеири немә һәққидә? дегән соалға пәрәз қилиш стратегиясини пайдилинип жавап йезиш.
2. Дәрисликтики шеирни оқутуш вә пәрәзлири билән селиштуруш.
3. Шеирда қандақ из тоғрисида гәп болуватиду? Әждатларниң изири дегінни қандақ чүшинисиләр? соаллар арқилиқ шеир мәзмунини чүшәндүрүш.
Ә) 4. «Баһар чиллаймән» шеирини «инсерт» усулини пайдилинип оқуп чиқиңлар.
Карточкиға йезиш. Сол тәрәпкә немә билимән? Оң тәрәпкә немә билдим?
Оқуғучиларға төвәндики соалларни бериш арқилиқ шеир мәзмуни билән тонуштуруш:
1. «Баһар чиллаймән» шеириниң идеяси немидә дәп ойлайсиләр?
2. Шаирниң «чиллиған баһари» қандақ баһар?
3. Баһар сөзиниң мәнасини қандақ чүшәндиңлар?
4. Луғәт ишлирини жүргүзүш
Б) «Сәждигаһимға» шеирини оқуғучилар өз алдиға бир оқуп чиқиду. Һәр ким өз чүшәнчисини оттуриға салиду.
«Сәждигаһ», сәждә қилмақ» сөзлириниң мәнаси чүшәндүрүлиду.
Шаирниң сәждигаһи қайси? Силәрниңчу? .
V. Мустәһкәмләш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш
VІ. Бәкитиш.
VІІ . Өйгә тапшурма. 142-146-бәтләрни оқуш. Шеирлирини ипадилик оқуп келиш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 440 Kb |
Количество скачиваний: | 14 |