Урок по уйгурскому языку на тему "Қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Дәрис мавзуси Қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр
Мәхсити: 1. Қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа, пикир қилишқа вә синтаксислиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Мәдәнийәтлик сөзләшкә, сипайилиққа тәрбийиләш,ойлаш
қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, баянлаш, тәһлил, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, карточкилар
Пайдиланған технология СТО «идеяләр, чүшәнчиләр севити», «инсерт», кластер стратегиялири
Йеңи уқумлар: қаратма сөз
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң мурәккәпләшкән, жүмлиләр вә униң түрлири һәққидики билимини байқаш, қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
Карточкилар арқилиқ билимини байқаш.
№1 Мурәккәпләшкән жүмлә дегән немә?
Төвәндики жүмлини тәһлил қилиң:
Далалар, еңизлар, жаңгаллиқлар ақ қарға пүркәнди
№2 Изаһлиғучилиқ мурәккәпләшкән жүмлә дегән немә?
Төвәндики жүмлини тәһлил қилиң:
Әтималим, бу әсәр униң көңлидин чиқти.
№3 Бир хил бөләклик мурәккәпләшкән жүмлә дегән немә?
Төвәндики жүмлини тәһлил қилиң:
Хелил Һәмра – даңлиқ Өсәк вадисиниң ғәзәлхини – Пәнжим йезисида туғулған.
№4 Қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлә дегән немә?
Төвәндики жүмлини тәһлил қилиң:
Йеңи жилда, бәхит, амәт, хошаллиқ яр болсун!
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. «Идеяләр, чүшәнчиләр севити». Оқуғучилар қаратмасөзләр тоғрисида алған билимлирини оттуриға салиду. Һәр оқуғучиниң бәргән мәлумати севәткә жиғилиду вә тәһлил қилиниду.
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Тәркивидә ой-пикир қаритилған шәхс яки нәрсини көрситидиған сөз, сөз бирикмилири, йәни қаратмилири бар бар жүмлиләрни қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр дәп атаймиз.
Қаратмилар жүмлә бөлиги болалмайду. Улар жүмлидә пәш арқилиқ ажритилиду.
М: -Бова, бешиңиздин өткән вақиәләрни бизгә сөзләп бәрсиңиз яхши болатти.
Яша, мениң Вәтиним!
Кәл, достум, биллә дәрис тәйярлайли!
О, Тянь-Шань, бағриң ават, қойнуң кәң.
Тинма, булақ, алма дәм, өз йолуңни издә сән!
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 118-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 119-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Йезиқчә.
3. 120-көнүкмә тахтида шәрти бойичә орунлиниду
4. 122-көнүкмини еғизчә орунлаш
VІ. Бәкитиш. Мәтин түзүш. Оқуғучилар қаратма сөзләрни пайдилинип, «Бизниң синип» мавзусиға мәтин түзиду.
VІІ. Өйгә тапшурма.
1. Мавзу 27 оқуш, 121-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш
2. Бәдиий мәтинләрдин қаратма сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләрни тепип, қошумчә дәптәргә йезиш
3. Мурәккәпләшкән жүмлиләрни пайдилинип, мәтин түзүш (һәр хил мавзуға)
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 605.5 Kb |
Количество скачиваний: | 20 |