Урок по уйгурскому языку на тему "Шәхссиз жүмлиләр" (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрис мавзуси           Шәхссиз жүмлиләр

  Мәхсити:     1. Аддий жүмлиләр тоғрисидики билимини кәңәйтиш, шәхссиз
жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ  йезишқа  вә пикир  қилишқа адәтләндүрүш
                              3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри         арилаш
Дәрис типи            қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:  баянлаш, соал-жавап, сөһбәт   
Көрнәклик:            слайдлар, таблица,  карточкилар
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:            

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Таблица вә схемилар арқилиқ оқуғучиларниң аддий жүмлә  униң түрлири тоғрисидики  чүшәнчисини кәңәйтиш, шәхссиз жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш    1- слайд

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.    Тәнқидий ойлаш технологияси арқилиқ 2-слайд.
Йеңи мавзу 3-слайд арқилиқ чүшәндүрүлиду
І. Егиси йоқ вә уни хәвириниң шәкли арқилиқму ениқлашқа болмайдиған жүмлә шәхссиз жүмлә дәп атилиду. Шәхссиз жүмлиләрниң хәвири төвәндики бирикмиләрдин ибарәт:
1. Исимдашларға керәк, лазим, муһим, мүмкин дегән сөзләр қошулиду. М: Бу китапни әтигичә оқуп болушум керәк.
2. Бериш келиштики исимдашларға болиду, тоғра кәлди дегән сөзләр қошулуп йезилиду. М: Тйярлиқни пухта қилишқа тоғра кәлди.
3. –ғум, -ғуси яки –мақ, -мәк шәклидики исимдашларға бар, йоқ сөзлири, -ғум, -ғуси шәклигә келиду, кәлди ярдәмчи пеили қошулиду. М: Униң бу нахшини вақирап ейтқуси кәлди. Язлиқ тәтилдә лагерьға барғум бар.
.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш      4 - слайд
1. 87-көнүкмә  еғизчә орунлиниду.    
2. 88-көнүкмә тахтида орунлиниду.  
3. 89-көнүкмини вариант бойичә орунлаш
VІ. Бәкитиш. 
5 - слайд ,   6- слайд

VІІ. Өйгә тапшурма.
Мавзу 19 оқуш, 90-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 605.5 Kb
Количество скачиваний: 11
Просмотров: 93

Похожие материалы