Урок по уйгурской литературе на тему "Лирикилиқ вә лиро-эпикилиқ әсәрләр" (8 класс)
Предмет: | Иностранные языки |
---|---|
Категория материала: | Рабочие программы |
Автор: |
Искакова Халбинур Алимжановна
|
Мавзу: Лирикилиқ вә лиро-эпикилиқ әсәрләр
Мәхсити: 1. Лирикилиқ вә лиро-эпикилиқ әсәрләр тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Шеирийәткә, дунияға көз қаришини кәңәйтиш
3. Оқуғучиларниң тарихқа, әдәбиятқа муһәббитини күчәйтиш.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт, ипадилик оқуш.
Көрнәклик қураллар: дастанлар, М.Һәмраев «Әдәбиятшунаслиқ терминлар
Луғити»
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: лирика, лиро-эпика
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш, балиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш.
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, №5, №7, №9, №11, №13, №17, №20
Тәтил пәйтидә оқуған әдәбий әсәрлири тоғрисида сөһбәт жүргүзүш
ІV. Йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуруш.
Шеирий әсәрләр вә уларниң түрлири һәққидә мәлуматини кәңәйтиш.
V. Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.
1. Лирика, эпика дегән немә? Оқуғучилар өз ойлирини «идеяләр дәриғигә» илиду.
2. Синип ДЖИКСО усули бойичә 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа мәтин берилиду. Хрестоматиядин. Топлар мәтинни оқуп, униң мәзмуни, сюжети, вақиәлиги, образлар тоғрисида ейтип бнриду. Андин йеңи мавзу чүшәндүрүлиду
Лирика - әдәбияттики 3 жанрниң бири. Лирикида бирәр һаятий вақиәләр - һадисиләр тәсиридин инсанда һасил болған ички кәчүрмиләр, пикир вә туйғулар арқилиқ әкис әттүрүлиду.
Лирикилиқ әсәрләр кичик һәжимдә болушиға қаримай униңда һаят бәдиий вә образлиқ әкис етиду. Лирикиларда шаир пәқәт өз пикри вә һис-туйғусинила әмәс, бәлки шу жәмийәттә яшаватқан кишиләрниң кәчүрмилириниму ипадиләйду.
Лирикилиқ шеирни мәзмуниға қарап пәлсәпәвий, ишқи-муһәббәт,, тәбиәт вә башқа түрләргә ажритиду.
Лиро-эпик жанр – турмушни эпикилиқ баян вә лирикилиқ ипадә арқилиқ тәсвирләйдиған шеирий әсәрләр.
Лиро-эпикилиқ әсәрләргә дастан вә баллада кириду.Һазирқи заман әдәбиятида дастанни поэма дәпму атайду.
Лирикилиқ поэмиларға С.мәмәтқуловниң «Надамәт», Д.Ясеновниң «Ахирқи дәқиқидә» поэмилири, лиро-эпикилиққа Р.Розиевниң «Миң өй», Х.Һәмраевниң «Жасарәт» поэмилири ятиду.
VІ. Мустәһкәмләш. Әсәрләрдин мисаллар кәлтүрүш
VІІ. Бәкитиш. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 126-бәтлни оқуш вә сөзләш.
І вариант – лирикилиқ әсәрләрни, ІІ вариант – лиро-эпикилиқ әсәрләрни тепип келиш
Тип материала: | Документ Microsoft Word (doc) |
---|---|
Размер: | 440 Kb |
Количество скачиваний: | 18 |