Урок по уйгурской литературе на тему Зунун Қадирий "Ғунчәм" драмиси (8 класс)

Предмет: Иностранные языки
Категория материала: Рабочие программы
Автор:

Дәрисниң мавзуси:       Зунун Қадирий. «Ғунчәм» драмиси
Мәхсити:    1  З.Қадирийниң һаяти вә ижадийити, драма мәзмуни һәққидә чұшәнчә
бериш
        2. Саватлиқ   вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш
3. Язғучи вә драматург ижадийитигә  қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри:             йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи            қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:     дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия 
Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология      тәнқидий ойлаш: кластер, инчикә вә қелин
соаллар Джиксо
Йеңи уқумлар:                 

Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш.З.Қадирий-ң ижадийити вә сәһнә әсәрлири тоғрисида билим б-ш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш         Қизиқишини ойғитиш стадияси. «Идеяләр вә чүшәнчиләр севити» Соаллар:
1. Әдип һәққидә аңлиғиниңлар барму?
 2. «Ғунчәм» драмиси немә һәққидә дәп ойлайсиләр?
 3. Драма дегән немә?
Зунун Қадирий (1911-1989)
1. Реалистик прозиниң алдинқи сәптики вәкили, истедатлиқ язғучи вә драматург
2. 1911-жили Чөчәк (Тарбағатай) вилайитиниң Дүрбилжин наһийәсидә касип аилисидә туғулған.  4 йешида аилиси билән Ғулжиға көчүп келип, диний һәм пәний мәктәптә оқуйду. Яшлиқ һаяти Үрүмчи гимназияси вә Үрүмчи чарвичилиқ техникумида өтиду. Әмгәк паалийитини муәллимликтин башлайду. «Ғулжа» уйғур уюшмиси билән Уйғур театриға жәлип қилиниду.
 3. «Жаһаләтниң жапаси» (3 пәрдилик) әсәари сәһнидә ойналғандин тартип хәлиқ арисида драматург сүпитидә тонулиду. Кәйни-кәйнидин «Учрашқанда», «Партизанлар отряди», «Һәр ишниң йоли бар», «Ғунчәм», «Гүлниса» сәһнә әсәрлирини язиду. «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Қанлиқ дағ» драмиларниң изини давам қилип, уйғур драматургиясигә салмақлиқ һәссә қошти.
4.1944-жилқи    инқилапқа    қатнишип,    һекайә вә очерк йезиш билән шөһрәт қазиниду.  Униң «Шәпқәт һәмшириси» (Ризвангүл), «Родупай», «Икки бармиғим билән», «Күчлүккә һужум», «Муәллимниң хети», «Мағдир кәткәндә», «Пәрман» қатарлиқ һәжвий һекайилири әдәбият нәмунилири қатаридин орун алди.
5.      1989-жили 22-сентябрь күни Алмутида вапат болди.
«Ғунчәм» драмиси 3 пәрдилик, бәш көрүнүшлүк әсәр. Драма вақиәси бай помещик Өмәр шаңиюниң кәмбәғәл дехан Зориханниң қизи Ғунчәмни зорлуқ билән қул қилишқа интилиши, Ғунчәм вә униң сөйгән жигити Нурумниң бу зорлуққа қарши чиқишидин ибарәт.
7. Язғучи 10 драма, 20 һекайә, 30 шеир, 9 әдәбий-илмий мақалә, 18 бәдиий очерк вә өз тәржимә һалини язди.
8. Топламлири «Ғунчәм» (1957), «Чиниқиш» (1982, 1997), «Зунун Қадирий әсәрлири» (1992) Бежинда нәшир қилинди.


ІІ. Мәнани ажритиш стадияси Оқуғучилар 3 топқа бөлүниду. Һәр топқа соаллар берилиду.
                 Инчикә соаллар:             «Қелин» соаллар
            Үзүндә немә һәққидә?                      Әдипниң идеяси немә?
    Ғунчәм ким?         Силәр Ғунчәм орнида немә қилған болар едиңлар?
Дәвир һәққидә ейтиңлар.     Бүгүнки күн билән селиштуруңлар

V. Мустәһкәмләш. Рефлексия стадияси. Қоюн дәптәр.
Ғунчәмгә хәт..
 
І V.Мустәһкәмләш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш
 V. Бәкитиш.
 VІ. Өйгә тапшурма.  99-114-бәтләрни оқуш

Тип материала: Документ Microsoft Word (doc)
Размер: 440 Kb
Количество скачиваний: 56
Просмотров: 284

Похожие материалы